Бирюсселда башланған “2 - нөвәтлик хәлқара уйғур тәтқиқат йиғини” фирансийәниң пайтәхти парижда ахирлашти

Мухбиримиз әркин тарим
2015.11.20
2-uyghur-tetqiqati-yighini-yawrupa-parizh-parij-2015.jpg “2 - нөвәтлик хәлқара уйғур тәтқиқат йиғини” бир көрүнүш
RFA/Erkin Tarim


Америка җорҗ вашингтон университети тәрипидин уюштурулған “2 - нөвәтлик хәлқара уйғур тарихи, мәдәнийити, җәмийити илмий тәтқиқат йиғини” фирансийәниң пайтәхти парижда 20 - ноябир күни ахирлашти.

Париждики шәрқшунаслиқ институтида чақирилған йиғинда америка, австралийә, русийә федератсийәси, түркийә, қазақистан вә явропа дөләтлиридин болуп 24 нәпәр тәтқиқатчи илмий доклат бәрди. Мақалиләр тил, тарих, әдәбият, хәлқара мунасивәтләр, фолклор вә сиясәткә охшаш кәң даиридики мәзмунни өз ичигә алған болуп, дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән мутәхәссисләр уйғурлар тоғрисида елип берилған йеңи тәтқиқатлирини оттуриға қоюп өтти.

Бу һәқтә тәпсилий мәлумат игиләш үчүн 2 - нөвәтлик хәлқара уйғур тарихи, мәдәнийити, җәмийити илмий тәтқиқат йиғинини уюштурған америка җорҗ вашингтон университети оқутқучиси шан робертсон әпәнди вә йиғинда илмий доклат бәргән уйғур зиялийлардин германийә гөтиңгән университети қәдимки уйғур тили оқутқучиси доктор абләт сәмәт, сидней университети оқутқучиси доктор давид бропһй қатарлиқ кишиләргә микрофонимизни узаттуқ.

Доктор шан робертсон 2 - нөвәтлик уйғур тәтқиқати йиғининиң наһайити яхши өткәнликини, тәтқиқатчилар көплигән йеңи тәтқиқатларни оттуриға қойғанлиқини ейтти.

Доктор абләт сәмәт әпәнди йиғинда дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән илим адәмлириниң көп санда охшимайдиған темиларда илмий доклатлирини сунуп, кәң темиларда йеңи тәтқиқат нәтиҗилирини оттуриға қойғанлиқини ейтқандин кейин йиғинни хуласиләп өтти.

Мәзкур тәтқиқат йиғиниға җорҗ вашингтон университети билән бирюссел университети бирликтә саһибханилиқ қилған болуп, йиғинниң бирюсселдики лебри университетидики қисми 17 - 18 - ноябир күнлири белгийәниң пайтәхти бирюсселда өткүзүлгән.

Иккигә бөлүп өткүзүлгән йиғинға җәмий 45 әтрапида тәтқиқатчи, мутәхәссис вә зиялий қатнашти.

Юқиридики аваз улинишидин зиярәт хатирисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.