Тәйвәндә уйғурлар билән һәмкарлиқ тәшәббуси оттуриға қоюлди
2017.03.03

28-Фиврал күни тәйвәнниң тәйбий шәһиридә “28-фиврал қирғинчилиқи” ниң 70 йиллиқини хатириләш мунасивити билән бир қатар паалийәтләр елип берилған. Бу паалийәтләргә тәклип қилинған японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут әпәнди паалийәт давамида, 2-март пәйшәнбә күни 28-феврал вәқәсини хатириләш фонди җәмийити, 28-феврал дөләтлик хатирә сарийи директори яң җеңлуң әпәнди билән айрим сөһбәттә болди.
Илһам маһмут әпәндиниң билдүрүшичә; яң җеңлуң әпәнди уйғур диярида йүз бәргән қанлиқ вәқәләрни тәйвәндә тонуштуруш вә нәшр қилиш паалийити уюштуруп, бу арқилиқ асия мәмликәтлиридә йүз бериватқан қанлиқ вәқәләрни дуня җамаәтчиликигә билдүрүш үчүн, бирликтә паалийәт елип бериш һәққидә һәмкарлиқ орнитишқа келишкән.
Юқиридики улиништин, ихтиярий мухбиримиз пидаий тәйярлиған хәвәрниң тәпсийлатини аңлайсиләр.