“5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 21 йиллиқи мунасивити билән германийәдә намайиш өткүзүлди
2018.02.05
Бүгүн, йәни 2-айниң 5-күни германийәдики уйғур җамаити мюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдида топлинип, хитайға қарши һәйвәтлик наразилиқ намайиши өткүзди.
Дуня уйғур қурултийиниң тәшәббуси, явропа шәрқий түркистан бирликиниң орунлаштуруши билән германийәниң мюнхен шәһиридики уйғур җамаити вә бирқисим түркләр 5-феврал күни хитайниң мюнхендики консулханиси алдида наразилиқ намайиш елип барди. Намайиш буниңдин 21 йил муқәддәм йүз бәргән “5-феврал ғулҗа вәқәси” һәмдә уйғур дияриниң нөвәттики вәзийити тоғрисида сөзләнгән нутуқлар билән башланди.
Намайиш мәйданида зияритимизни қобул қилған д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди, һәр йили “5-феврал ғулҗа вәқәси” ни хатириләшни изчил давамлаштурушниң муһаҗирәттики уйғурлар үчүн зөрүр бир мәҗбурийәт икәнликини тилға алди.
Явропа шәрқий түркистан бирликиниң рәиси турғунҗан алавудун әпәндиму “феврал ғулҗа вәқәси” ни хатириләп һәр йили намайиш өткүзүшниң муһим әһмийити һәққидә тохталди.
Бу қетимқи намайишқа қатнашқан зибибуллаһ әпәндиму зияритимизни қобул қилип, “5-феврал ғулҗа вәқәси” ни хатириләш намайишиниң дуня җамаәтчиликигә вә уйғур миллитигә беридиған тәсириниң һәқиқәтәнму зор болидиғанлиқини илгири сүрди.
Намайишқа әрләрдин башқа йәнә көп санда балилар һәм аялларму қатнашқан иди. Хитай консулханисиниң алдини узундин узунғичә ғәзәплик шоар садалири бир алди. Намайишчиларниң қоллирида җәвлан қилип турған ай-юлтузлуқ көк байрақлар әтраптики кишиләрниң диққитини тартти. яшлар йолдин өткән-кәчкән германларға “5-феврал ғулҗа вәқәси” тоғрисида һазирланған тәшвиқат варақчилирини тарқатти.