“5-феврал ғулҗа вәқәси” түркийә таратқулиридин кәң-көләмдә орун алди
2018.02.09
Бирқанчә күндин бери түркийәдики нурғун гезитләр, телевизийә қаналлири, тор бәтләр, вә иҗтимаий таратқулар “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 21 йиллиқини хатириләш намайишлири вә диний алим муһәммәд салиһ һаҗимниң роһиға атап түркийәниң һәрқайси җайлирида ғайибанә җиназа намизи оқулғанлиқи һәққидә хәвәрләр вә инкаслар тарқатти.
Түркийәдики чоң гезитләр муһәммәд салиһ һаҗимниң вапати, “5-феврал ғулҗа вәқәси” вә буниң билән бирликтә уйғурларниң һазирқи вәзийитигә аит учурларға баш бәттин орун бәрди.
“йеңи ақит” гезитидә “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи тоғрилиқ наразилиқ намайишлири өткүзүлди” дегән темида, “беяз гүндәм” намлиқ тор гезитидә “уйғур түрклири хитай бесими астида пәряд қилмақта” дегән мавзуда, “дуня гүндәми” намлиқ гезиттә “шәрқий түркистанлиқлар муһәммәд салиһ үчүн көз йеши төкмәктә”, “шәрқий түркистанлиқлар үчүн кимләр көз йеши төкиду” дегән темиларда, “милләт гезити” дә “ғулҗа вәқәси мунасивити билән әнқәрәдә намайиш өткүзүлди” дегән темида, “йеңи хәбәрдән” тор гезитиниң 8-чесладики санида обзорчи сәнан казимоғлу әпәнди язған “хитайда 1997-йили 5-февралда йүз бәргән ғулҗа қирғинчилиқи” мавзулуқ обзори елан қилинди. Обзорчи йүҗәл танай язған “ишғалчи хитайниң шәрқий түркистанда елип барған үрүмчи қирғинчилиқи” темисидики обзори “йәнидән әргәнәқон” намлиқ тор гезитидә, “түрк темә” гезитидә болса “қәшқәрдики лагерда 120 миң уйғур тутуп турулмақта” намлиқ мақалә елан қилинди.
“5-феврал ғулҗа вәқәси” мунасивити билән елан қилинған хәвәрләрдә ғулҗа вәқәсиниң бундин 21 йил илгири хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита қирғинчилиқ елип барған бир вәқә икәнликини, мәзкур вәқәдин кейин, йәни 2009-йили 7-айниң 5-күни уйғур диярида йәнә бир қетим қирғинчилиқ елип берилғанлиқи баян қилинған. 2016-Йили чен чүәнго уйғур дияриға партийә секретарлиқиға тәйинләнгәндин буян, уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилиш долқуниниң башланғанлиқи, хәвәрләргә қариғанда, пүтүн шәрқий түркистанда 500 миң әтрапида уйғурниң лагерда икәнлики тилға елинған.
Сәнан казимоғлу “хитай 1997-йили 5-феврал күни елип барған ғулҗа қирғинчилиқи” мавзулуқ обзорида “ғулҗа вәқәси” тоғрисида қисқичә мәлумат бәргәндин кейин, мақалисини мундақ давамлаштуриду: “бүгүнки шәрқий түркистанда уйғурларға елип бериливатқан зулум күнсайин күчәймәктә. Миңлиған уйғурни қирғин қилған хитай һазирғичә йүз миңлиған уйғурни түрмә вә лагерларда тутуп турмақта. Түрмә вә лагерларда хитайниң бу бесимиға чидиялмиған уйғурлар лагерларда һаятидин айрилмақта. Мәсилән, уйғурларниң диний алими муһәммәд салиһ һаҗи өткән һәптә лагерда шеһит болди. Уйғур қериндашлиримизниң дәрдигә көңүл бөләйли.”
5-Феврал күнидин бери түркийәдики мәтбуатларда “ғулҗа вәқәси” вә уйғурларниң вәзийити баян қилинған хәвәр, обзор вә мақалиләрниң елан қилиниши түркийәдики уйғурларни хушал қилди. Зияритимизни қобул қилған измирдики әгә университетиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, обзорчи йүҗәл танай әпәнди вә қәһриманмараштики сүтчү имам университетиниң магистир оқуғучиси ипархан уйғур бу һәқтики соаллиримизға җаваб бәрди.
Йүҗәл танай әпәнди, “5-феврал ғулҗа вәқәси” ни түркийә таратқулирида тутуп турушниң дәва үчүн пайдилиқ икәнликини баян қилип мундақ деди: “буни давамлиқ күн тәртиптә тутуп туруш керәк. Болупму түрк мәтбуатлири буни давамлиқ күн тәртиптә тутуп туруши керәк. Әпсуски, дөлитимиздә биз арзу қилғандәк болмайватиду. Мәзкур вәқәләрни хатириләш вақтидила шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида хәвәрләр елан қилип қалмастин, бу мәсилигә давамлиқ һалда ахбаратларда орун бериш керәк. Бу арқилиқ һөкүмәткә тәсир көрсәткили болиду.”
Профессор алимҗан инайәт әпәнди “5-феврал ғулҗа вәқәси” ни хатириләш үчүн түркийә мәтбуатлирида уйғур мәсилисиниң тонуштурулғанлиқини, буниң җамаәт пикри топлаш үчүн шундақла һөкүмәткә тәсир көрситиш үчүн пайдилиқ болидиғанлиқини баян қилди.
Буниңдин дәл 21 йил бурун “ғулҗа вәқәси” тоғрисидики хәвәр тарқалғанда миңлиған кишиләр әнқәрәдики қоҗатәпә мәсчитидә йиғилип, хитай әлчиханисиғичә пиядә берип, намайиш өткүзгән иди. Ипархан уйғур ханим “5-феврал ғулҗа вәқәси” дәк бундақ алаһидә күнләрни кәң-көләмдә хатириләшниң уйғурларниң бүгүнки еғир вәзийитини дуня җамаәтчиликигә тонутуш үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.
“5-феврал ғулҗа вәқәси” вә атақлиқ диний алим муһәммәд салиһ һаҗимниң түркийәниң һәрқайси җайлирида ғайибанә җиназа намизи чүшүрүлгәнлики һәққидики учурлар гезитләрдин сирт FOX TV ,TRT TV ,CNN Türk қатарлиқ қаналлардиму хәвәр қилинди.