Вашингтонда “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 21 йиллиқи хатирилинип дағдуғилиқ намайиш өткүзүлди

Мухбиримиз әзиз
2018.02.05
amerika-5-fewral-namayish-2017-1.jpg Америка уйғур бирләшмисиниң тәшкиллиши билән вашингтон шәһиридики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайиштин бир көрүнүш
RFA/Eziz

5-Феврал күни америка пайтәхти вашингтон вә униңға қошна һәрқайси штатлардики уйғур җамаити вашингтондики хитай әлчиханиси алдиға топлинип, 1997-йилидики “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 21 йиллиқини хатириләш үчүн дағдуғилиқ намайиш өткүзди. Уйғур паалийәтчиләр нәқ мәйданда нутуқ сөзләп, хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғурларға қаратқан юқири бесимлиқ бастуруш сиясәтлирини қаттиқ әйиблиди. Намайишчилар қошуни қоллириға ай-юлтузлуқ көк байрақни көтүрүшүп, бирликтә шоар товлап, хитай әлчиханиси алдидин вашингтон шәһәр мәркизидики дупонт айланмисиға қарап йүрүш қилди.

Буниңдин 21 йил илгири, йәни 1997-йили 5-феврал күни ғулҗа шәһиридики уйғур яшлири диний бесимни вә ирқий кәмситишни түгитишни тәләп қилип тинч намайиш өткүзгән иди. Шу күни хитай қораллиқ күчлири қолида төмүрниң сунуқиму болмиған намайишчи яшларға оқ чиқарған һәмдә йүзлигән кишини қолға алған иди. Шу қетимлиқ вәқәниң алди-кәйнидә көплигән кишиләр һаятидин айрилған вә узун йиллиқ қамақ җазалириға һөкүм қилинған болсиму, хитай һөкүмити та бүгүнгә қәдәр бу ишларға даир һечқандақ тәпсилатни ашкарилиғини йоқ. Әнә шу күндин башлап муһаҗирәттики уйғур җамаити һәр йили бу күнни қайғу вә ғәзәп ичидә хатириләшни давам қилип кәлмәктә. 

Бүгүнму америкиниң виргинийә вә марийланд штатлири шуниңдәк қошна штатлардин кәлгән уйғур җамаити хитайниң америкидики баш әлчиханиси алдиға топлинип, ай-юлтузлуқ көк байрақларни җәвлан қилдурған һалда уйғурларниң зулумға қарши мәйданини йәнә бир қетим ипадилиди. Чүштин кейинки намайиш алди билән һәрдаимқидәк “шәрқий түркистан марши” билән башланди. Шуниңдин кейин америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән сөз елип бүгүнки намайишниң мәқсити һәққидә қисқичә сөз қилди.

Арқидин бүгүнки намайишқа кәлгәнләрдин дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханимни бүгүнки намайишниң сәвәби һәмдә буниңға алақидар ишлар һәққидә қисқичә сөзләп беришкә тәклип қилди. Рабийә қадир ханимниң нутқидин кейин уйғурлар хитай әлчиханиси алдида сәп болуп йиғилип, қоллиридики көк байрақларни ләпилдәткән һалда “йоқалсун хитай!”, “уйғурларға әркинлик!” дегәндәк җараңлиқ шоарларни товлиди. Пүтүн мәйданни ләрзигә кәлтүргән шоар авазлири йирақ-йирақларға аңлинип туратти.

Намайиш арилиқида америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән зияритимизни қобул қилип, нөвәттә бу хилдики намайишларниң немә үчүн муһим икәнликини тәкитлиди.

Рабийә қадир ханимму бу һәқтә тохтилип, уйғур дияридики вәзийәт һазир чәтәлликләрниму һәйран қалдурғудәк дәриҗидә яманлишип кетиватқан бир әһвалда муһаҗирәттики уйғурларниң немиләрни қилалайдиғанлиқи һәққидә тохтилип өтти.

Вашингтон шәһиридики “уйғур инсан һәқлири қурулуши тәшкилати” ниң хадими зубәйрә ханимму өз тәсиратини биз билән ортақлишип, бүгүнки намайиш һәққидә ойлиғанлирини баян қилди. 

Бир саәтлик қаттиқ шоар товлаштин кейин намайиш иштиракчилири сәп болуп, шоар товлиғач вашингтон шәһириниң әң ават җайлиридин болған дупонт айланмисиға йүрүш қилди. Намайишчиларни қоғдиғач тәртип сақлап маңған мототскилит вә машинилардики сақчилар намайишниң һәйвитини техиму ашурған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.