10-өктәбир күни дуня уйғур қурултийиниң 6-нөвәтлик пәвқуладдә вәкилләр қурултийи германийәниң мюнхен шәһиридә башланди.
д у қ ниң 6-нөвәтлик пәвқуладдә қурултийи 11-айниң 10-күнидин 12-күнигичә 3 күн давамлишидикән. пәвқуладдә қурултайниң ечилиш мурасими бүгүн саәт 10:00 да мюнхен шәһиридики кристал меһманханисида шәрқий түркистанниң истиқлал марши билән башланди.
дуняниң һәрқайси әллиридин кәлгән вәкилләр орунлиридин турушуп, миллий маршқа һөрмәт билдүрүшти. арқидин германийәниң дөләт марши орунланди. ечилиш мурасимиға дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса риясәтчилик қилди.
бу қетимқи қурултайға асия, америка, явропа әллиридики 20 дин артуқ дөләттин вәкилликкә талланған 120 дин артуқ уйғур вәкил қатнашти. буларниң ичидә қазақистанлиқ мойсипитлардин риза сәмәди, қәһриман ғоҗамбәрди, қирғизистанлиқ мойсипитлардин турсун ислам, розимуһәммәд һаҗим, түркийәлик мойсипитлардин һамутхан гөктүрк, германийәлик мойсипитлардин әнвәрҗан қатарлиқ дәва адәмлириму бар иди. д у қ ниң һәрқайси әлләрдики рәһбәрлири асасий җәһәттин толуқ қатнашқан болуп, вәкилләр, меһманлар, көзәткүчиләр, шәрәп меһманлири һәмдә мулазимәт хадимлирини қошқанда 150 дин артуқ адәм бу қетимқи қурултайға иштирак қилди.
йиғинға йәнә 15 әтрапида чәтәллик шәрәп меһманлири тәклип қилинған болуп, буларниң ичидә германийә парламентиниң әзаси маргарита бавзи ханим, явропа парламентиниң сабиқ әзаси вә пан-явропа һәрикитиниң рәиси бернд посселт, явропа парламентиниң әзаси һелга трупел, әнглийәниң сабиқ ички ишлар министири норман бакер, америка демократийини илгири сүрүш фондиниң сабиқ муавин рәиси луиса грева, вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң баш катипи марино басдухен, сүргүндики тибәт парламентиниң әзаси тубтен ваңчен, америка демократийини илгири сүрүш фонди асия ишлири бөлүминиң мәсули леа ларсон, шиддәтсиз радикал партийиниң б д т дики вәкили лаура һарс, тәһдит астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң хадими һанно шидлер, шиветсарийәниң кишилик һоқуқ мутәхәссиси патрик майәр, түрк федератсийониниң рәиси шәнтүрк доғрайол қатарлиқлар ечилиш мурасимиға дахил болди һәмдә нутуқ сөзлиди.
германийә парламентиниң әзаси, сабиқ йешиллар партийисиниң баварийәдики рәиси, уйғурларниң қәдинас дости маргарета бавзи ханим шәрәп меһманлири ичидин тунҗи болуп сөзгә тәклип қилинди. у, дуня уйғур қурултийиниң 6-нөвәтлик вәкилләр қурултийини қизғин тәбрикләйдиғанлиқини билдүрди. шуниң билән биргә у йәнә кишилик һәқ-һоқуқлири йолида күрәш қиливатқан пидакар уйғурларға һөрмәт билдүридиғанлиқини вә өзиниңму һәрқачан уйғур миллий дәвасиға қолидин келишичә яр-йөләктә болидиғанлиқини тәкитлиди.
әнглийә, америка, италийә, белгийә, испанийә, шветсарийә қатарлиқ әлләрдин алайитән д у қ ниң 6-нөвәтлик вәкилләр қурултийиға қатнишиш үчүн кәлгән шәрәп меһманлириму бир бирләп сөз қилип, уйғур миллий муҗадилисини қоллайдиғанлиқини вә уйғурларниңму дунядики башқа һөр, азад милләтләргә охшаш әркин-азадә яшишиға тиләкдашлиқ билдүридиғанлиқини тилға алди. улар сөзлиридә хитай һакимийитиниң нөвәттә уйғур диярида йолға қоюватқан қаттиқ бастуруш сиясәтлирини әйипләшти.
йиғинниң ечилиш мурасими икки йерим саәт давамлашти. йиғин күнтәртипигә бинаән, чүштин кейин саәт 14:00 тин башлап қурултайниң ички йепиқ йиғини башланди. бу йиғинда алди билән қурултай даимий комитетиниң д у қ рәиси рабийә ханимни қурултайниң алий рәһбири дәп тонуйдиғанлиқи тоғрисидики қарари оқуп өтүлди һәмдә рабийә ханимниң муһаҗирәттики 12 йиллиқ һаятида көрсәткән төһпилиригә баһа берилди. униңдин кейин д у қ ниң муавин рәислири, баш катипи вә һәрқайси комитетларниң хизмәт доклати тәқдим қилинди.
д у қ рәһбәрлириниң бәргән мәлуматлириға асасланғанда, бу қетимқи қурултайда тәшкилат түзүлмиси ислаһ қилиниш билән биргә, йеңидин рәһбәрлик һәйити сайлап чиқилидикән вә қурултайниң йеңи пилан-программилири оттуриға қоюлидикән.
дуняниң һәрқайси җайлиридин германийәниң мюнхен шәһиригә җәм болған вәкилләр бу қетимқи қурултайдин зор үмидләрни күтүватқанлиқини ипадә қилишмақта.