Марко рубийо: “уйғурлар тартиватқан зулум дуняниң диққитини қозғиши лазим!”
2018.08.10

Уйғурлар дияридики сиясий бастурушниң барғансери қәбиһ түс елиши дунядики һәрқайси ахбарат васитилириниң тегишлик диққитини қозғап келиватқан болуп, нөвәттә бу һалниң бир қисим һөкүмәтләрниңму диққәт мәркизидә болуватқанлиқи мәлум. 10-Авғуст күни америка кеңәш палатасиниң әзалиридин марко рубийо америкидики әң чоң гезитләрдин болған “вал ситрет журнили” да елан қилған мақалини әнә шу әһвалниң инкаси, дейишкә болиду. Кеңәш палата әзаси марко рубийо мақалисидә уйғурлар дияридики “тәрбийиләш мәркизи” намида мәвҗут болуватқан лагерларниң “мәдәнийәт зор инқилаби” дәврини әслитидиған шәйи болсиму, униң ши җинпиң һөкүмранлиқидики хитайда зулум васитиси сүпитидә кеңийиватқанлиқини, уйғурларниң буниңдики баш һуҗум нишани икәнликини алаһидә тәкитләйду.
У йәнә бәзи мутәхәссисләрниң нөвәттә уйғурлар дияридики вәзийәтни “шималий корейәдики сақчи дөлити яки җәнубий африқидики ирқий айримичилиқ асас қилинған ‛апартейд‚ түзүмигә охшайду” дегән тәсвиригә толуқ қошулидиғанлиқини билдүриду. У мушу тема бойичә 26-июл күни америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинидиму мушу һәқтә сөз қилип мундақ дегән иди.
“бирнәччә айдин буянқи ишәнчлик мөлчәргә асасланғанда мушу райондин (уйғурлар дияридин) 800 миңдин бир милйонғичә болған киши ‛сиясий қайта тәрбийиләш мәркизи‚ гә яки шу намлиқ лагерларға қамалған. Бу җайларға тикәнлик сим тосуқ, оқтин мудапиәлиниш системиси, башқурулидиған дәрвазилар вә толуқ қораллиқ қаравуллар орунлаштурулған. Бу мәркәзләр вә лагерларға йәнә көплигән бихәтәрлик хадимлири сәпләнгән. Бу җайларға қамалғанларни қийнаш, уларниң давалиниш тәлипини рәт қилиш, ялғуз кишилик камерларға қамаш, ухлатмаслиқ, соғуқта кийимсиз қалдуруш яки шуниңға охшап кетидиған хорлаш қилмишлири түпәйлидин бәзи тутқунларниң өлүп кетиватқанлиқи мәлум.”
Мақалида баян қилинишичә, хитай һөкүмитиниң бу хил зор көләмлик тутқун қилиш һәрикитини һәрқанчә қилипму қобул қилғили болмайдиған болуп, бу уларниң йәр шари миқясида өзини “меһри-шәпқәтниң кани” қилип көрситиш урунушлири билән задила сиғишалмайдикән. Болупму хитай әмәлдарлириниң уйғурлар дияридики “тәрбийиләш” һәққидә қилған бәзи қәбиһ сөзлири һазир вәзийәтниң қайси дәриҗигә берип йәткәнликини көрситип беридикән. У бу һәқтә мундақ дәйду: “мәлум бир мәлуматта көрситилишичә, бу хилдики лагерларға қамивелиш һадисисиниң бир нишани бу кишиләрниң сиясий җәһәттики ой-пикрини йеңиваштин һасил қилиш, уларниң ислам етиқадини йоқитиш вә уларниң кимликини қайта бәрпа қилиш болмақта. Нөвәттә болса бу хил лагерлар һечқандақ қануний тәртип яки һөҗҗәтләр болмиған әһвалда шиддәт билән кеңәймәктә. Бу җайларға қамалғанлардин өзлири сөйгән кишиләрни вә шәйиләрни инкар қилғанлар мукапатланмақта. Бундақ қилишни рәт қилғанлар болса җазаланмақта, ялғуз кишилик камерларға қамилип думбаланмақта, ач қоюлмақта. Йәрликтики һөкүмәт тәшкилатлири болса уйғурларни вә башқа мусулманларни мушундақ халиғанчә тутуп, лагерларға қамашни адәмниң тени шүркүнгүдәк қилип ‛өсмини кесип ташлаш‚, ‛зираәткә химийиви оғут чечип зәһәрлик от-чөпләрни йоқитиш‚ дегәндәк ибариләр билән тәсвирлимәктә.”
Марко рубийониң билдүрүшичә, хитай һөкүмити изчил бу һадисиниң мәвҗутлуқини инкар қилип кәлмәктә икән. Әмма, сүний һәмраһтин тартилған сүрәтләр бу лагерларниң мәвҗут болупла қалмастин, бәлки барғансери зорийиватқанлиқини көрситидикән. Бу хил лагерлар бир пүтүн уйғур миллитини назарәт қилишни нишан қиливатқанлиқи үчүн нөвәттә буниң биваситә тәсири бу лагерлардин һалқип, лагер сиртидики уйғурларниму нишан қилмақта икән. У бу һәқтики әһваллар һәққидә тохталғанда мундақ дәйду: “бу җайлардики тутқунларни ‛тәрбийиләш арқилиқ өзгәртиш‚ (улар мушундақ ативалған) ниң нишани мушуниң биләнла түгигини йоқ. Бу тутуп туруш орунлири йәнә бу кишиләрниң күндилик турмушиғиму дәхли-тәруз қиливатиду. Һазир улар мәҗбурий болған ‛өйдә биллә яшаш‚ни йолға қоюп, компартийә әмәлдарлирини вә һөкүмәт хизмәтчилирини уйғурларниң өйлиригә берип биллә яшашқа әвәтиватиду. Санлиқ мәлуматларни топлаш хизмити болса ғайәт зор назарәт механизминиң ярдимидә бәдән тәкшүрүш, ген әвришкисини йиғиш, аваз әвришкисини йиғиш шәклидә топлиниватиду. Чирай тонуш техникиси сәпләнгән назарәт камералири болса уйғурлар яшайдиған җайлардики йолларға вә пойиз истансилириға көпләп орнитиливатиду. Хитайдики икки чоң ширкәт болған Hikvision вә Dahua технологийә содисидин ғайәт зор миқдарда пайда еливатиду. Бу ширкәтләр хитай һөкүмитигә ярдәмлишип бихәтәрлик әслиһәлирини, җүмлидин назарәт камералирини орнитиш җәрянида ғайәт зор көләмлик назарәт системиси қурулуши үчүн хитай һөкүмити билән бир милярд икки йүз милйон америка доллирилиқ хизмәт тохтами түзгән. Буларға қошулуп һазир ‛хәлққә қулайлиқ сақчи понкити‚му бу хил бихәтәрлик тәдбирлирини техиму күчәйтиш ролини ойнаватиду. Бу қоюқ тор шәклини алған қурулушта коча булуңлири, йезилар вә мәһәллиләрниң һәммисидила мушундақ сақчи понкитлири бәрпа қилинип, шу җайлардики кишиләрни йеқиндин көзитиш вә идарә қилиш ролини ойнаватиду.”
Марко рубийониң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң һазирқи муқимлиқ сияситиниң асасий қурбанлири уйғурлар болмақта икән. Гәрчә уйғурларниң нопуси хитай нопусидин ғайәт зор дәриҗидә аз болсиму, нөвәттә хитайдики әдлийә системисидин мәлум болған мәлуматлар уйғурларниң қандақ рәвиштә һуҗум нишани болуватқанлиқини көрситидикән.
У мундақ дегән: “техи йеқиндила һөкүмәт хизмәтчилириниң кишиләрни ашкара аний тепиватқанлиқи һәққидә мәлуматлар оттуриға чиқиватиду: уйғур аяллири кочиларда меңип йүргәндә уларниң йопкилирини, һәтта узун көңләклирини улар көргәнла йәрдә кесип ташлаватиду. Улар бу қилмишни һәрқайси милләт кишилириниң узун көңләк кийишини чәкләш бәлгилимисиниң бир қисми сүпитидә иҗра қиливатиду. Бир қисим һөкүмәтсиз тәшкилатларниң техи түнүгүнла мәлум болған доклатлирида ейтилишичә, 2017-йилиниң өзидә хитай бойичә қолға елинған кишиләрниң 21 пирсәнти шинҗаңда икән. Әмма бу җайниң нопуси пүтүн хитай нопусиниң бир йерим пирсәнтини тәшкил қилиду. Демәк хитайда қолға елинғанларниң 21 пирсәнти ашу омуми нопусниң бир йерим пирсәнтини игиләйдиған хәлққә мәркәзләшкән. Шинҗаңда қолға елинғанларниң сани алдинқи йилдикидин 731 пирсәнт ашқан. Һалбуки бу сан қанунсиз рәвиштә мәвҗут болуватқан ‛сиясий қайта тәрбийиләш мәркизи‚ дегән җайларға йиғивелинған кишиләрни өз ичигә алмайду.”
Мақалида көрситилишичә, нөвәттә уйғурлар дияридики сиясий вәзийәтниң тәрәққияти биваситә яки васитилик һалда америкиниң дуня миқясидики мәнпәәтигиму тәсир көрсәтмәктә икән. Униң пикричә, буниң бир рошән ипадиси хитай һөкүмитиниң америкидики уйғур паалийәтчиләрниң, җүмлидин әркин асия радиоси уйғур бөлүми мухбирлириниң уруқ-туғқанлирини қолға елиш арқилиқ дуняни бу ишлардин хәвәрсиз қалдуруш урунушлири икән. У бу һәқтә сөз қилип мундақ дәйду:
“әркин асия радиоси бу кризисларни дуняға билдүрүштә башламчилиқ ролини ойниди. Әмма бу башламчилиқ көплигән бәдәлләр һесабиға ишқа ашти. Шинҗаңдики вәзийәтниң тәрәққияти һәммидинму бәкрәк америкиниң мәнпәәтигә биваситә тәсир көрсәтти. Америкидики әркин асия радиосиниң уйғур мухбирлириниң нәччә онлиған уруқ-туғқанлири, шуниңдәк тонулған сиясий паалийәтчи рабийә қадирниң нәччә онлиған уруқ-туғқини қолға елинди. Рошәнки хитай даирилири мушу арқилиқ ахбаратчилиқ вә һәқ-һоқуқ давасини оңайла җимиқтуривәтмәкчи болди.”
Марко рубийони һәммидинму бәк тәшвишкә селиватқини пүтүн дуня юғури пән-техника васитиси арқилиқ инсанийәткә бәхтияр вә гүзәл җәмийәт бәрпа қилишқа күч чиқириватқанда хитай һөкүмитиниң бу васитиләрни зулум үчүн актиплиқ ишлитиши икән.
“буни бир түрлүк аммиви контроллуқ вә зулум, дәп тәсвирләшкиму болиду. Буларниң һәммиси 20-әсирдә қоллинилған техникилар иди. Әмма булар һазирму қоллиниливатиду. 21-Әсирдә болса пән-техника техиму тәрәққий қилип, бу хил назарәткә йеңидин һәмдәмдә болуватиду. Мәсилән алсақ хитай һөкүмити назарәт системисини бәрпа қилип чиққанда алаһидә қилип шинҗаң районида чирай тонуш иқтидариға игә назарәт камералирини коча-койларға, мәһәллиләргә, бекәтләргә вә пойиз истансилириға орнитиш билән биргә кишиләрниң янфони, компютери вә башқа хусусий мүлкидин шу кишигә мунасивәтлик көплигән хусусий учурларни, җүмлидин уларниң машина тахта номури, кимлик номури, аилә әзалириниң учури, тәпсилий банка һесабати, чәтәлләргә сәпәр қилиш әһвали дегәнләр йиғивелинди. Әмма мушу вастиларниң мутләқ көп қисми уйғурларни назарәт қилиш, уларниң учурлирини топлаш һәмдә уйғурларға зулум селиш үчүн ишлитилди: мушу учурларниң һәммисини топлаш арқилиқ улар ‛бир гәвдиләшкән бирләшмә уруш суписи‚ни маңдурди. Бу супиниң һәрикәт механизми бойичә топланған материяллар асасида кимни тәкшүрүш, кимни тутуш, кимни лагерға солаш дегәнләрни машина арқилиқ бекитип чиқти. Мушу хилдики пуқраларниң хусусий учурлирини топлап чиқип шу асаста кишиләрни тутқун қилиш учиға чиққан бишәмлик. Һалбуки 21-әсиргә муҗәссәмләнгән бир муһим мәзмун бу әсирниң тәқлидий әқил әсири болуш иди. Инсанлар мушу шәклидә учурларни топлаш арқилиқ инсанларниң һаятини техиму такамуллуққа йүксәлдүрүши лазим иди.”
Марко рубийо мақалисидә “йәршари магнетский қануни” ни нөвәттә уйғурлар диярида партийә секретари болуп ишләватқан чен чуәнгоғила әмәс, бәлки уни уйғурлар дияридики барлиқ һөкүмәт әмәлдарлири вә сода саһәсидики каттивашларға тәтбиқлашни тәшәббус қилиду. Шундақла әркин асия радиоси мухбирлириниң қолға елинған уруқ-туғқанлири қоюп берилгәнгә қәдәр америка туприқида паалийәт қиливатқан хитай дөләтлик ахбарат саһәсиниң каттивашлириға америкиға бериш визиси бәрмәсликни тәклип қилиду.
Марко рубийониң пикричә, уйғурлар дияридики милйонлиған кишиниң лагерларға қамилиши вә пүткүл районниң сақчи дөлитигә айлиниши ши җинпиңниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушиға лазимлиқ “муқимлиқ” үчүн бәкму муһим икән. Гәрчә бу кризисни америкиниң ташқи ишлар министири майк помпейо вә америкиниң орунбасар президенти майк пенс көп қетим тилға алған болсиму нөвәттә һәммидинму бәк зөрүр болуватқини әмили һәрикәт икән. Буниңда америкиниң хитайға бесим ишлитиши техиму зөрүр икән. Чүнки “ислам һәмкарлиқи тәшкилати” яки башқа көплигән мусулман дөләтлири хитайни рәнҗитип қоймаслиқ үчүн бу мәсилидә сүкүт қилишни талливалған икән. Әгәр америка бу мәсилидә қаттиқрақ туралиса бу дөләтләрму бу сәпкә қошулуштин әндишә қилмайдикән.