Сабиқ министир корай айдин әпәнди түрк хәлқини абдуқадир япчанниң хитайға қайтурулмаслиқи үчүн паалийәт елип беришқа чақирди

Мухбиримиз әркин тарим
2017.01.06
abduqadir-yapchan-koray-aydin-paaliyet.jpg Түрк юрду хабәр тор гезитидә елан қилинған баянат
RFA/Erkin Tarim


Сабиқ министир вә милләтчи һәрикәт партийәси парламент әзаси корай айдин әпәнди 1-айниң 4-күни мәхсус мәтбуат баянати елан қилип, түрк хәлқини абдуқадир япчанниң хитайға қайтурулмаслиқи үчүн паалийәт елип беришқа чақирди. Түрк юрду хабәр тор гезитидә елан қилинған баянатта мундақ дейилгән: “15 йилдин бери түркийәдә мусапир сүпитидә туруватқан уйғурларниң җамаәт әрбаби абдулқадир япчан узун йил хитай түрмисидә ятқан бир қериндишимиз. япчан хитай түрмисидин чиққандин кейин җапа-мушәққәтлик бир сәпәрдин кейин 2002-йили түркийәгә йетип кәлгән. Абдулқадир япчанниң хитайға қарши елип бериватқан күриши түркийәгә кәлгәндин кейинму давамлаштурған. Хитай һөкүмити япчанниң пешини қоюп бәрмигән. Һәтта террорчи дәп әйибләп түркийәдин қайтуруп беришни тәләп қилған.”

Корай айдин әпәнди баянатида, түркийәдики һакимийәт бешида турушлуқ адаләт вә тәрәққият партийәсиниң хитайниң бу әйиблишигә бинаән 2003-йили абдулқадир япчанни солиғанлиқини, хәлқниң бесими билән қоюп беришкә мәҗбур қалғанлиқини, 2008-йили хитайда өткүзүлгән олимпик тәнтәрбийә мусабиқиси мәзгилидә түркийә һөкүмитиниң абдулқадир япчанни түркийәниң йозгат вилайитигә палиғанлиқини, 3 ай турғандин кейин қоюп бәргәнликини тәкитлигән.

Сабиқ министир корай айдин әпәнди баянатида, япчанниң пүтүн бу бесим вә зулумға қарши шәрқий түркистан дәвасини давамлаштурғанлиқини, намайиш, доклат бериш йиғинлирида сөзләш вә телевизийә программилириға чиқиш арқилиқ шәрқий түркистан дәвасини давамлаштурғанлиқини баян қилған.

У, баянатида әпсуски түрк һөкүмитиниңму җим турмастин алди билән абдулқадир япчан давамлиқ сөз қилидиған истиқлал телевизийәсини етивәткәнликини, арқидин 8-айниң 30-күни абдулқадир япчанни тутуп кәткәнликини, түркийә соти билән явропа инсан һәқлири соти хитайға қайтуруп берилмәслик тоғрисида һүкүм чиқарған болсиму, у һазирғичә қириқларели вилайитидики чәтәлликләрни тутуп тутуш мәркизидә тутуп турулуватқанлиқини баян қилған.

Сабиқ министир вә милләтчи һәрикәт партийәси парламент әзаси корай айдин әпәнди 1-айниң 4-күни абдулқадир япчан тоғрисида баян қилған баянатини мундақ ахирлаштурған: “ай юлтузлуқ түрк байриқиға панаһланған көк байрақ сәвдаси қериндишимиз абдулқадир япчан хитайға қайтурулмисун. Түрк дунясиниң түркийәдики вәкили болған милләтчи һәрикәт партийәси башчилиқидики пүтүн сиясий партийәләрни, түрк җамаәтчиликини бу мәсилигә алаһидә көңүл бөлүшкә чақиримән.”

Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, баянаттиму баян қилинғандәк, хитай террорчи дәп әйибләп түркийәгә бәргән испатлири йитәрсиз болғачқа, түркийә сотидин һүкүмнамә чиққан иди. явропа парламентиму абдулқадир япчанни хитай башлиқ һечқандақ бир дөләткә әвәтишкә болмайдиғанлиқи тоғрисида һүкүм чиқарған иди. Бундақ туруғлуқ, тутуп турулушидики сәвәб немә? сиясий партийәләр вә аммивий тәшкилатлар бу мәсилигә көңүл бөләрму? бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн түркийә истратегийәлик чүшәнчә иниститути мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтуллаһ оғузхан әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Улар, түркийәниң һазирқи вәзийитидә бундақ бир баянатниң елан қилинишиниң зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди япчан мәсилисиниң қануний мәсилә әмәс, сиясий мәсилә икәнликини, шуңа бу хил баянатларниң пайдилиқ болидиғанлиқини баян қилди. (

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди абдулқадир япчанниң қануний рәсмийәтлириниң давамлишиватқанлиқини баян қилди

Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийәдики уйғур вә түрк аммивий тәшкилатлири йол маңса япчанни балдур қойиветиш еһтималиниң барлиқини тәкитлиди.

Өткән ай җумһурийәт хәлқ партийәси парламент әзаси гүрсәл текин әпәндиму абдулқадир япчанни хитайға қайтуруп бәрмәслик тоғрисида баянат елан қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.