Мюнхенда уйғурлар үчүн алақә бихәтәрлики илмидин дәрс өтүлди
2013.08.26
Германийиниң мюнхен шәһиридә 24 - авғуст башланған уйғурлар үчүн алақә бихәтәрлики илми дәрси 25 - авғуст ахирлашти. Дәрскә қатнашқанлар хитай һуҗумидин үнүмлүк мудапиә көрүш вә униңға тақабил турушқа аит билимләрдин сават алди.
Мәлум дөләттики, хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан қол телефун, тор алақсигә болған һуҗумлири вә җасуслуқ һәрикәтлиридин мудапиә көрүш һәмдә униңға үнүмлүк тақабил туруш үчүн уйғурларға атап мәхсус юмтал ишләпчиқарған бир ширкәт 23 - авғуст күни германийиниң мюнхен шәһиригә бир нәпәр техник хадимини әвәтип, д у қ рәһбәрлири вә бир қисим уйғур актиплириға мунасивәтлик илимләрдин дәрс өтти. 24 - Авғуст сәһәр башланған бу курс 25 - авғуст кәч саәт 8:00 билән ахирлашти.
Өз ширкитиниң салаһийити һәққидә учур ашкарилашни рәт қилған вә зияритимизни қобул қилишни халимайдиғанлиқини билдүргән мәзкур ширкәтниң техник хадиминиң дәрс муқәддимисидә алдин әскәртишичә, бу ширкәт тор бихәтәрлики мулазимити билән шуғуллинидиған бир тәшкилат болуп, уларниң асаслиқ мулазимити дөләт һалқиған чоң карханилар, һөкүмәтсиз тәшкилатлар, бесим астидики аҗиз күчләргә ярдәм қилишни асаслиқ нишан қилған. Уйғурларни бихәтәрлик билимлири билән тәрбийиләш өткән йилдин башлап уларниң асаслиқ программилири қатариға киргүзүлгән болуп, бу қетимқи курста мәхсус уйғурлар үчүн ясалған алақә бихәтәрликигә даир юмтални тәқдим қилиш вә алақә бихәтәрликигә мунасивәтлик илимләрдин дәрс беришни мәқсәт қилған.
“күчлүк дүшмәнниң електронлуқ разветкиси, җасуслуқ паалийәтлири, бузғунчилиқ һәрикәтлиридин мудапийәлиниш вә униңға қарши тәдбир елишқа ярдими тегиду” дәп қаралған мәзкур дәрстики билимләр: илғар қол телефунлири вә компиютерларға хитай вируслириға қарши юқири иқтидарлиқ юмталларни қачилаш, уйғурлар кәң қоллиниватқан скайп, фийисбок қатарлиқ алақә вастилириниң бихәтәрлик иқтидарини ашуруш усуллири, әлхәт алақилирида хәтләрни сифирлап йоллаш тактикиси арқилиқ дүшмәнниң учур оғрилишидин сақлиниш, компиютерниң адреслирини йошуруш яки дүшмәнни хата адрис билән тәминләш қатарлиқ көплигән мәзмунларни өз ичигә алған.
Д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи алақә бихәтәрлики курсида көплигән билимләрдин дәрс алғанлиқини ейтти. У сөзидә, д у қ рәһбәрлиригә қарита хитайниң електронлуқ һуҗумлириниң күнсери күчийип бериватқанлиқини, буниңға қарши көплигән хәлқаралиқ органларниң уйғурларниң алақә мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқанлиқини тилға алди. Бу курсқа қатнашқан мюнхен шәһиридики уйғур актиплиридин османҗан әпәндиму ипадә билдүрүп, курста һазирғичә билиш имканийити болмиған наһайити яхши техникиларни өгәнгәнликини баян қилди.
Д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди бу қетимқи курс һәққидә тәсиратини билдүрүп, уйғурларниң мустәқиллиқ мәсилисини қоллиғучи дөләт вә хәлқаралиқ тәшкилат саниниң барғансери көпийип бериватқанлиқини, бәзилири иқтисадий җәһәттин қоллиса, бәзилириниң сиясий җәһәттин тәрбийиләватқанлиқини, йәнә бәзилириниң болса техникилик билимләр җәһәттә ярдәмдә болуватқанлиқини тилға алди.