Алматада уйғур диярида қурулған мустәқил җумһурийәтләр хатириләнди
2014.11.10
10 - Ноябирда алмата шәһириниң достлуқ мәһәллисидә орунлашқан кафеханиларниң биридә, өткәнки әсирниң 30 - вә 40 - йиллири қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлиригә беғишланған хатириләш мурасими өтти. Алди билән мустәқиллиқ вә әркинлик үчүн қурбан болғанларға атап қуран оқулғандин кейин, асасий доклат билән сөзгә чиққан көрнәклик журналист ядикар сабитоф шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң 80 йиллиқи вә шәрқий түркистан җумһурийитиниң 70 йиллиқиға тохталди. У мәзкур мустәқил мәмликәтләрниң мәйданға келиши, өз алдиға қойған мәқсәт вә вәзипилири, һәр икки җумһурийәтниң йимирилиш сәвәблири тоғрилиқ йеңи мәлуматларни оттуриға қойди.
Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди болса тарихчи вә язғучи турғун алмасниң 90 йиллиқиға беғишланған доклатини тәқдим қилди һәмдә дуня уйғур қурултийиниң кейинки вақитларда елип барған иш - паалийитини йорутти. Мәзкур мурасимда сөзгә чиққан татар хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди, тарих пәнлириниң намзати мунир йерзин, сабиқ “инқилабий шәрқий түркистан” гезитиниң хадими вапахан қурбаноф, диний зат мәһәммәт һаҗим, шаирлар мирзахмәт меримоф вә ташгүл һезияровалар шәрқий түркистан җумһурийити қәд көтәргән йилларни һәм шу чағларда яшиған вә ишлигән шәхсләрни әслиди, шеирлирини оқуди.
Мурасим ахирида шәрқий түркистан җумһурийитини тикләшкә қатнашқан бир қатар кишиләргә баһалиқ соғилар тапшурулди. Радиомиз зияритини қобул қилған диний зат мәһәммәт һаҗим вә тарихчи мунир йерзин мәзкур мурасим һәққидә тохталди.