Алматада “алтишәһәргә саяһәт” намлиқ китабни тонуштуруш мурасими өткүзүлди
2016.04.08
7 - Апрелда алматадики әлфараби намидики қазақ миллий университетиниң журналистика факултетида язғучи исмайилҗан иминофниң “алтишәһәргә саяһәт” намлиқ китабини тонуштуруш мурасими болуп өтти. Қазақистан җуғрапийә җәмийити вә журналистика факултетиниң уюштуруши билән өткән бу паалийәткә қазақистан вә мустәқил дөләтләр һәмкарлиқи миқиясида тонулған алимлар, журналистлар, язғучилар, аммивий ахбарат васитилири вәкиллири, оқуғучилар, уйғур җәмийәтлик бирләшмилири рәһбәрлири, җамаәтчилик иштирак қилди.
Мурасимни елип барған университет профессори, қазақистан журналистика академийисиниң президенти сағимбай қозибайеф и. Иминофниң язғучилиқ паалийити вә китабниң асасий мәзмуни билән тонуштурди. У өз сөзидә уйғурларниң башқа хәлқләрдин хелила илгири өзиниң бай мәдәнийитигә игә болғанлиқини, уйғур йеридә мәһмуд қәшқәри, йүсүп хас һаҗиб охшаш улуқ алимларниң дуняға кәлгәнликини алаһидә тәкитлиди.
Мурасимда шундақла язғучи, қазақистан җумһурийитиниң әмгәк сиңәргән әрбаби алибек асаноф, гумелйеф намидики явроасия университетиниң профессори орденбек мазбайеф, “мисл” журнили баш муһәрририниң орунбасари сауле ахметова, қазақистан президенти ахбарат хизмитиниң алматадики бөлүм башлиқи валерий җандаулетоф, мәзкур университет профессори, җуғрапийә пәнлириниң доктори шерип надироф вә башқилар ч. Вәлиханофниң дуня илим - пәнигә қошқан төһписи, униң болупму қәшқәрийәгә қилған сәпириниң бүгүнки күндики әһмийити, и. Иминофниң “алтишәһәргә саяһәт” китабиниң яшларни тәрбийиләштики муһимлиқи һәққидә өз ой - пикирлирини билдүрди.
Радийомиз зияритини қобул қилған гумелйеф намидики явроасия университетиниң профессори, җуғрапийә пәнлириниң доктори орденбек мазбайеф буниңдин илгириму и. Иминоф әмгәклирини тонуштуруш бойичә бир нәччә паалийәтләргә қатнашқанлиқини һәм китаб аптори билән өткән йили русийәниң това җумһурийитидики пор - баҗин қәләсигә болған сәпәрдә биллә болуш бәхтигә муйәссәр болғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “бу китабниң тәрбийәвий әһмийити интайин зор дәп һесаблаймән, чүнки буниң алдида "улуқ чоқанниң карван йоли билән" намлиқ китаб чиққан иди. Буни бирлишип язған идуқ. Бу китабқа кирмәй қалған көплигән мәлуматларниң алтишәһәр тоғрилиқ китабқа кириши мени хушал қиливатиду. Бу китаб асасән яшларға тәрбийә бериду, сәвәби журналистика кәспи бойичә мутәхәссисләр мушундақ йезишни өгиниду. Улар мәһмуд қәшқәриниң, йүсүп баласағунниң, чоқанниң болған йәрлирини китаб арқилиқ оқуп билиду. И. Иминоф бу екиспедитсийәгә бериш җәрянида көргәнлирини анализ қилип, көпчиликкә йәткүзиду. У бу сәпәр давамида йәрлик аһалә билән учришиш җәрянида, сөһбәтлиридә бай мәлуматларни топлиған. Биз қәшқәр екиспедитсийисидә, йәни үрүмчи, тәклимакан, корла, қәшқәр, ашхабад, алмата шәһәрлири бойичә елип берилған сәпиримиздә ч. Вәлиханофниң өз алдиға қойған вәзипилирини орунлидуқ десәм болиду. Биз улуқ алимниң сәпирини 150 йил өткәндин кейин тәкрарлидуқ. Буниңда, әлвәттә, и. Иминофниң төһписи алаһидә болди, дәп ойлаймән. Шуниң үчүн мән бүгүн достум үчүн хушал боливатимән. Мән ахирқи он бәш йил ичидә униң билән қоюқ арилишип кәлдим. Мән униңға буниңдин кейинму йәнә көплигән әмгәкләрни йезип, бу әмгәкләрниң өз оқурмәнлирини тепишини тиләймән.”
Мәзкур паалийәттә сөзгә чиққан тарих пәнлириниң доктори клара хафизова и. Иминоф китабида интайин қизиқарлиқ мәлуматларниң орун алғанлиқини, мундақ саяһәтләр һәққидә китабларниң сөзсиз яшларда қизиқиш пәйда қилидиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “шәрқий түркистан һәқиқәтәнму бу бир нәччә мәдәнийәтләрниң кисишкән орнидур. Бу йәрдә һәм грек - рим, һәм һинд, һәм түркий - моңғул, һәм ислам мәдәнийәтлирини учритишқа болиду. Униң земини төрт фирансийәни, төрт хитай өлксини, йәни хитай йериниң алтидин бир қисмини игиләйду. Шәрқий түркистан сәккиз мәмликәт билән чегридаш. Бу әлдә көплигән қариму - қаршилиқларниң қийилиши болғанлиқи мәлум. Бу районни биринчи қетим зиярәт қилған қазақ алими ч. Вәлиханофтур. Әлвәттә, вақитниң өтүши билән бу әлдә көплигән өзгиришләр йүз бәрди. Бүгүнму бу районни өгиниш лазим.” к. Хафизова һазирқи күндә болупму яшларниң шундақ йәрләргә көпрәк саяһәт қилип, илмий тәтқиқатлар йүргүзүшини халайдиғанлиқини билдүрди.
Йеза игилики пәнлириниң академики мәһәммәтҗан абдуллайеф бүгүнки паалийәткә қазақ хәлқиниң атақлиқ алимлириниң, көплигән зиялийларниң қатнишип, тонуштуруш мурасиминиң мәзмунлуқ вә тәсирлик өткәнликини илгири сүрүп, мундақ деди: “бүгүн чоң хушаллиқ, әмгәк мевиси тонуштурулди. Униң аптори и. Иминоф өз вәтинимизгә болған саяһитиниң нәтиҗисини китаб қилип чиқирипту. Униңда и. Иминоф ч. Вәлиханофниң маңған йолини, шу саяһитиниң нәтиҗисини түгәл тәкшүрүп чиққан. Буниңға биз хушал болдуқ, рази болдуқ. Бу әмгәк һәқиқәтән уйғурлар үчүн қиммәт. Уйғурлар билән қазақлар арисидики достлуқни, инақлиқни ч. Вәлиханоф өз вақтида башлиған иди. Шуниң үчүн һазирқи яшлар, қазақистанда яшаватқан уйғурлар мушу инақлиқни юқири тутуп, әвладлиримизниң җанпидалиқ билән қилған әмгикини сақлап қелишқа тиришайли.”
Мурасим ахирида и. Иминоф уйғур елиға илмий екиспедитсийә уюштурушқа алаһидә күч чиқарған қазақистан җуғрапийә җәмийитигә, шундақла уни һәртәрәплимә қоллиған башқиму җәмийәтлик тәшкилатларға, нәшриятларға, зиялийларға, җамаәтчиликкә миннәтдарлиқини изһар қилди.