Америка дөләт мәҗлиси трамп һөкүмитини хитайниң уйғурларни бастурушиға қарши тәдбир қоллинишқа чақирди

Мухбиримиз әркин
2018.08.30
Marco-Rubio-FoxNewsda-Uyghurlar-Heqqide.jpg Сенатор марко рубийо “фокус” хәвәрләр қанилида уйғурларниң вәзийитини тонуштурмақта. 2018-Йили, 23-авғуст. Америка.
foxnews.com

Америка авам палатаси билән кеңәш палатасиниң 17 нәпәр әзаси 28‏-авғуст америка ташқи ишлар министири майк помпейо, малийә министири стивен минучинға мәктуп йезип, трамп һөкүмитиниң уйғурларни бастурушта вә йиғивелиш лагерлириға қамашта рол ойниған хитай әмәлдарлири вә хитай ширкәтлирини җазалишини тәләп қилған. Мәктупта америка һөкүмитиниң “йәр шари магнетский қануни” ни ишқа селип, алақидар хитай әмәлдарлириға вә ширкәтлиригә виза ембаргоси қоюш, мал-мүлкини тоңлитиш вә хәлқара пул-муамилә оборотида америка пул-муамилә системисини қоллинишини чәкләш қатарлиқ тәдбирләр арқилиқ уйғур аптоном районида йүз бериватқан “кишилик һоқуқ кризиси” ни һәл қилишқа чақирған.

Мәктупта уйғур аптоном районидики мусулман милләтләрниң халиғанчә тутқун қилинишқа, тән җазасиға учрашқа, диний етиқади вә мәдәнийити йоқ қилинишқа, диҗитал назарәт қилиш системиси арқилиқ уларниң күндилик турмушиниң барлиқ саһәлиридә еғир тәқипкә учраватқанлиқи әскәртилгән. Мәктупта мундақ дейилгән: “биз вәзийәтниң җиддийлики, йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң еғирлиқи вә көлимини нәзәрдә тутуп, силәрни ш у а р ниң партком секретари чен чүәнгони өз ичигә алған хитай һөкүмити вә компартийисиниң бу сиясәткә мәсул юқири дәриҗилик әмәлдарлириға қарита ‛йәр шари магнетский қануни‚ вә башқа қошумчә тәдбирләрни ишқа селишқа чақиримиз.” 

Мәктупта қәйт қилишичә, хитай уйғур аптоном районида юқири техникилиқ сақчи дөлити бәрпа қилип, шәхсләрниң мәхпийәтлики вә хәлқара кишилик һоқуққа еғир дәриҗидә хилаплиқ қилмақтикән. Мәктупта йәнә мутәхәссисләр вә бәзи америка дипломатлириниң хитайниң уйғур районида елип бериватқан бастурушиниң “һәқиқәтән нәпәс боғулғудәк” дәриҗидә еғирлиқини оттуриға қойғанлиқи тәкитләнгән. Шуниң билән бир вақитта йәнә бир милйондәк яки униңдин артуқ уйғур вә башқа мусулман милләтләрниң тутқун қилинип “қайта-тәрбийә” мәркәзлиригә яки лагерларға қамилишиға қарита “қаттиқ, нишанлиқ вә хәлқаралиқ инкас қайтурушқа тоғра келидиғанлиқи”, “шинҗаңда йүз бериватқан ишларға иштирак қилип, пайдиға еришиватқан һәрқандақ бир хитай әмәлдари америкиға киргүзүлмәслики вә америка пул-муамилә системисидин пайдиланмаслиқи керәклики” тәкитләнгән. 

Лекин америкидики бәзи анализчиларниң илгири сүрүшичә, трамп һөкүмити “магнетский қануни” билән чәклинип қалмаслиқи керәк икән. Америкидики “2049 ‏-қурулуши” намлиқ әқил амбириниң муавин директори рейчил буртон мундақ дәйду: “америка һөкүмити баш әлчи никки һейлий вә кәлий курий қатарлиқлар арқилиқ б д т да дәлил топлаш гурупписи қуруп, уйғурларни йиғивелиш лагерлириға солап бастуруватқанлиқи тоғрилиқ тәкшүрүш елип беришқа һәрикәт қилиши керәк. ‛йәр шари магнетский қануни‚ америка һөкүмити кишилик һоқуққа хилаплиқ қилған вә униңға иштирак қилғанларға қарита нишанлиқ ембарго қойидиған бир хил чарә. Мән дөләт мәҗлисиниң чен чүәнгони униң бир милйондин артуқ уйғурниң тутқун қилиниш вәқәсидики роли сәвәблик җазалаш тәклипи орунлуқ болди дәп қараймән.” 

Рейчил буртонниң қәйт қилишичә, трамп һөкүмити йәнә б д т да бермадики қирғинчилиқни тәкшүрүш гурупписи қурғандәк бир тәкшүрүш гурупписи қуруп, уйғурларниң әһвалини тәкшүрүши керәк икән. У мундақ дәйду: “ембарго тизимликиниң бешиға шинҗаңдики кәң көләмлик тәқибләш вә сақчи дөлитиниң бәрпа қилинишиға иштирак қиливатқан компартийә әмәлдарлирини, хитай ширкәтлирини вә чәтәл карханилирини тизиш керәк. Шундақла мән йәнә америка һөкүмити вә униң б д т да турушлуқ дипломатлирини б д т ниң бермадикигә охшаш дәлил топлаш гурупписи қуруп, тәкшүрүш елип беришиға һәйдәкчилик қилишқа чақиримән.” 

Мәктупта чен чүәнгодин башқа уйғурларни бастурушта роли бар дәп қаралған 7 нәпәр хитай әмәлдариниң исми тилға елинған. Улар хитай мәркизи бирликсәп бөлүми 9‏-идарисиниң директори ху лйәнхе, уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари сүн җинлоң, уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир, биңтуәнниң қомандани пең җяруй, уйғур аптоном районлуқ бирликсәп бөлүминиң башлиқи шавкәт имин вә уйғур аптоном районлуқ сияси-қанун комитетиниң секретари җу хәйлүн қатарлиқларни өз ичигә алидикән. 

Лекин америка ташқи ишлар министирлиқиниң бу мәктуптики тәләпләрни иҗра қилиш-қилмаслиқи мәлум әмәс икән. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси марло крос дурант пәйшәнбә күни радийомизға бәргән язма баянатида буниңға алдинала ипадә билдүрмәйдиғанлиқини тәкитлиди. У баянатида дөләт мәҗлиси әзалириниң мәктубини тапшуруп алғанлиқини әскәртип, “биз хитай һөкүмитиниң шинҗаң уйғур аптоном районида уйғур, қазақ вә башқа мусулманларни бастуруватқанлиқидин қаттиқ биарам болуватимиз. Ишәнчлик хәвәрләр хитай даирилириниң 2017‏-йили 4‏-айдин башлап аз дегәндә йүз миңлиған, һәтта милйонлиған кишиләрни тутуп туруш мәркәзлиригә йоллиғанлиқини көрситип турмақта,” дегән. 

Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң президенти, адвокат нурий түркәл дөләт мәҗлиси әзалириниң тәклип-тәләплирини иҗра қилиш-қилмаслиқ йәнила президентниң қарариға бағлиқ икәнликини билдүрди.
Нурий түркәл мундақ деди: “буниң иҗраатиға кәлсәк әдлийә министирлиқи бу ишниң иҗраатиға қарайду. Малийә министирлиқи болсун, ташқи ишлар министирлиқи болсун яки ақ сарайниң дөләт бихәтәрлик комитети болсун, булар буниң дипломатийә җәһәттики иҗабий вә сәлбий тәсирини таразиға селип туруп қарар бериду. Чүнки америкиниң дөләт мәҗлиси ташқи ишларни башқуридиған орган әмәс, у қанун түзүш оргини. Қанун түзүш оргининиң чиқарған қануни, тәләп вә тәклиплири президентниң кабинети тәрипидин буниң әмәлийитини көздә тутуп туруп иш беҗирилиду.” 

Лекин нурий түркәлниң илгири сүрүшичә, бу мәктупниң өзи хитай әмәлдарлириға қарита зор агаһландуруш ролини ойнайдикән. У мундақ дәйду: “бу мәктупниң икки түрлүк әһмийити бар дәп қараймән. Биринчи әһмийити хитайдики зулум селиватқан әмәлдарлар болсун, истибдат дөләтләрдики инсан һәқлиригә хилаплиқ қиливатқан әмәлдарларға болсун бу бир тизгинләш, агаһландуруш ролини ойнайду. Иккинчи әһмийити шуки, бу дөләт мәҗлисидики икки партийиниң ортақ авази болғанлиқи үчүн уйғур мәсилиси яки шәрқий түркистан мәсилисиниң партийә айримайдиған ортақ принсипни асас қилған бир мәсилигә айланғанлиқини көрситиду. Шуңа бу мәктупниң символлуқ әһмийити, агаһландуруш әһмийити вә уйғур мәсилисиниң ортақ мәсилигә айланғанлиқи җәһәтләрдин тарихий әһмийити бар.” 

Америка дөләт мәҗлиси әзалириниң мәктубида йәнә хитайниң уйғур районида диҗитал тәқибләш системиси қурушиға ярдәм бериватқан икки техника ширкитиниң исми тилға елинған. Мәктупта дахуа вә хәйкаң техника ширкәтлириниң бу қурулушлардин зор пайдиға еришкәнлики, уларниң бир милярд 200 милйон долларлиқ қурулуш тохтамиға еришкәнлики тәкитләнгән. Мәктупниң ахирида “биз нишанлиқ ембаргониң үнүм беридиғанлиқиға ишинимиз. Дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири комитети шинҗаң уйғур аптоном райониниң вәзийитини йеқиндин көзитип келиватиду. Әгәр зөрүр болса қошумчә материяллар билән тәминләйду,” дейилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.