Америка мәтбуатлирида хитайниң уйғур диярида қурған лагерлири паш қилинди
2018.05.18

Америка бирләшмә агентлиқида геррй се тәрипидин елан қилинған “хитайниң кәң көләмлик тәрбийиләш лагерлири мәдәнийәт инқилабини қайтуруп әкәлмәктә” мавзулуқ мақалида, хитайниң бултур әтияздин башлап пүтүн уйғур дияри миқясида кәң көләмлик қурулуп уйғур вә қазақ қатарлиқ мусулманларни нишан қилип солаватқан аталмиш “қайта тәрбийиләш лагерлири” ниң ички сирлири көп мәнбәләр билән йорутулди. Лагерларда мусулманларниң өз етиқадидин ваз кечип, коммунист хитай һөкүмитигә садақитини вә миннәтдарлиқини билдүрүшкә мәҗбурлинидиғанлиқидәк психикилиқ вә җисманий қийнаш усуллири, хитайниң қаримайдики “қайта тәрбийиләш лагери” дин қутулуп чиққан тунҗи шаһит, қазақистан пуқраси өмүрбек елиниң бешидин өткәнлири арқилиқ тәпсилий баян қилинған.
Хитайниң түрмисидә 7 ай вә арқидин қаримайдики “қайта тәрбийиләш лагери” да бир ай йетип чиққан 42 яшлиқ өмүрбек бирләшмә агентлиқниң мухбириға өзи турған лагердики 3 бинаға миңдин артуқ кишиниң соланғанлиқи, һәр хил сәвийә вә арқа көрүнүшкә игә қириқ киши билән бир камерда ятқанлиқи, лагердикиләрниң һәр күни қизил нахша, шоарларни өгиниш вә һәр вақ тамақта тәкрарлашқа мәҗбурлинидиғанлиқи, әтигәндин кәчкичә елип берилидиған идеологийә тәрбийәлири вә буларға бойсунмиған кишиниң 24 саәтләп ач қоюштәк җазаларға учрайдиғанлиқлири, у җайдики начар шараит, начар тамақ вә начар муамилә һәм хорлуқлар һәққидә тәпсилий мәлумат бәргән.
У, өзиниң лагерда чәккән җисманий қийин-қистақ вә роһий зулумлар сәвәблик һәтта бәзидә өлүвелиш хиялиға кәлгәнликини, әркинликкә чиққандин кейинму еғир психологийилик искәнҗидин қутулалмиғанлиқтин күнлирини таң атқичә ухлиялмай өткүзүватқанлиқини ейтқан.
Өмүрбек ели зулумлардин қутулуп қазақистанға кәлгәндин кейин, тунҗи болуп әркин асия радиосиниң зияритини қобул қилип, уйғур районидики “йепиқ тәрбийиләш мәркәзлири” дин сақ чиққан вә хәлқаралиқ ахбаратқа “йепиқ тәрбийиләш мәркәзлири” ниң ички йүзи һәққидә мәлумат бәргән тунҗи шаһит болуп қалди. У түрмидики җисманий қийин қистақлар, лагердики роһий хорлуқ вә меңә ююш һәрикәтлири, қәстән кичик вә чоң тәрәткә рухсәт қилмаслиқтәк, инсан тәбиитигә қарши қийнаш уссуллириниң, қамалғанларда охшимиған кесәлликләрни пәйда қиливатқанлиқини ашкарилиған иди.
Пичанда туғулуп өскән, аниси уйғур, дадиси қазақ җәмәтидин болған өмүрбек, қазақистан пуқралиқини алғанлиқидәк алаһидә салаһийити болғанлиқи үчүн қазақистанниң арилишиши билән қоюп берилгән болсиму, лекин җисманий вә роһий җәһәтләрдин еғир зәхмәт чәккәнлики үчүн түрмә вә “тәрбийиләш мәркизи” дики җәрянда у 40 килограм оруқлап кәткән икән. Өмүрбек һазирғичә даваланмақта.
Бирләшмә агентлиқ йәнә лагерлардики қийин-қистақларни астаналиқ қазақистан пуқраси қайрәт сәмәрқәнтниң баянидинму йорутқан болуп, у бултур 12-айда, уйғур елиниң шималида тутулуп бир “тәрбийиләш мәркизи” гә қамалған. Униң бирләшмә агентлиқиниң мухбириға сөзләп беришичә, у қамалған лагерда 5700 көпрәк адәм бар болуп, түзүмгә бой сунмиғанлар, қарши чиққучилар төмүрдин ясалған бир қапниң ичигә солап җазалинидикән. Униң ичидә һәрикәт қилиш мумкин әмәс болуп, әнә шу һаләттә 12 саәтләп солапму идийиси өзгәрмигәнләр болса “йолвас орундуқ” қа олтуруш җазаси дәйдиған, қол путидин тартип бағлап қойидиған бир хил җазаға учрайдикән, йәнә шуниңдәк бешини суға тиқип, тунҗуқтурушму җазалаш усулиниң бири қиливелинған.
2016-Йили өзиниң хотәндики җаза лагерида йетип чиққанлиқи һәққидә бирләшмә агентлиқиға сөзләп бәргән бир хотәнлик аялниң ейтишичә, у җайда тутуп турулған аяллар исламчә кийингәнлики, қуран өгәнгәнлики, балилириға исламчә исим қойғанлиқлири үчүнла җазаланғанлар икән.
Хотәнлик йәнә бир киши бирләшмә агентлиқиға, 2015-йили өзиниң хотән шәһиригә йеңи селинған “тәрбийиләш лагери” да йетип чиққанлиқини, бу җайда “тәрбийиләш” елип барған хитай әмәлдарниң һақарәтлик сөзләр билән уйғур аялларни кәмситип, ғуруриға тәгкәнлики һәққидә сөзләп бәргән.
Өзини шинҗаң телевизийә истансисиниң диктори дәп тонуштурған елдосниң бирләшмә агентлиқи мухбириға дәп беришичә, униң хитайчиси алаһидә яхши болғачқа, 2017-йили даириләр тәрипидин мәлум тәрбийиләш лагерида хитай тили вә хитай тарихидин дәрс беришкә орунлаштурулған, униң дейишичә, лагердикиләр 3 дәриҗигә бөлинидикән. 1-Түрдикиләр, асасән саватсиз деһқан, хитайчини билмигәндин башқа гунаһиму йоқлар, 2-түркүмдикиләр янфонидин динға аит яки бөлгүнчиликкә аит, мәсилән илһам тохтиниң дәрси дегәндәк чәкләнгән нәрсиләр тепилғанлар икән. 3-Түрдикиләр болса әң еғирлири болуп аз дегәндә 10-15 йил кесилидикән. Улар асасән чәтәлдин қайтип кәлгән яки чәтәлдикиләр билән бағлиниши барлар икән. Елдос бир қетим деризидин 20 дин артуқ “оқуғучи” ниң мәркәзгә елип келингәнликини, улар машинидин чүшишигила икки рәт тизилған сақчиларниң уларни думбалиғанлиқини көргән. У, кейин сақчилардин уларниң оттура шәрқтә динда оқуғанлар икәнликини аңлиған.
Елдос өткән йили 8 айларда чәтәлгә қечип чиққандин кейин лагерда көргәнлири һәққидә бирләшмә агентлиқиниң зияритини қобул қилған болуп, у өзиниң лагерда 80 киши билән бир залда туруш җәрянида һәр кечә кишиләрниң азаблиқ йиға авазлирини аңлап турғанлиқини ейтқан вә бу җәрянларни: “бу мениң һаятимдики әң ечинишлиқ бир сәргүзәшт” дәп тәсвирлигән.
Бирләшмә агентлиқиниң зияритини қобул қилған һәр бир уйғур өзиниң аз дегәндиму бир қетим уруш яки җисманий хорлашқа шаһит болғанлиқини билдүргән икән.
Уйғур елидики “йепиқ тәрбийиләш” намида кеңәйтип давамлиқ қурулуватқан, милйондин артуқ уйғур вә башқа милләтләрниң соланғанлиқи тәхмин қилиниватқан, мәзкур аталмиш қайта “тәрбийиләш лагерлири” һәққидә бирләшмә агентлиқида елан қилинған бу инчикә тәпсилатлар, башқа хәлқаралиқ таратқулардинму кәң орун елип, күчлүк иҗтимаий тәсир пәйда қилмақта. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған америкидики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүми директори доктор софи ричардсон ханим гәрчә өзиниң, хитайниң уйғурларни қайта тәрбийиләш лагерлирида җазалаватқанлиқи һәққидики мәсилә үстидә бир йилдин артуқ көзитиш елип бериватқан болсиму, лекин лагер һәққидә ашкариланған бу әһвалларни оқуғандин кейинки инкасини “шүркүнгүдәк қорқунчлуқ” дәп тәсвирләйду: “инглиз тили дунясида тәсири әң зор икки мәтбуатта охшаш бир күндә, шинҗаңдики сиясий тәрбийиләш мәркәзлири һәққидә адәмни шүркүндүридиған мәлуматларниң бесилиши, америка дөләт мәҗлиси, вә һөкүмитидики көплигән адәмләрниң шундақла дуняниң башқа җайлиридики йәнә нурғун кишиләрниң хитайниң уйғурларниң кимликини тазилимақчи болуватқанлиқини тонуп йетидиғанлиқидин дерәк бериду. Техиму муһими лагерларниң ичидики әһвалларни, кимләр тәрипидин қандақ башқурулидиғанлиқи, кишиләрниң қандақ муамилиләргә учрайдиғанлиқи, бу җайда қийин-қистақлар елип бериливатқанлиқиниң күчлүк дәлили. Бу хитай һөкүмитиниң мәзкур орунларни тақиши үчүн бесим ишлитиштә муһим испатлардур.”
Бу учурларниң бир-биридин муһим икәнликини тәкитлигән софи ханим йәнә, “бу җайда йүз бериватқан ишлар аҗайип хата дәйду”.
Бирләшмә агентлиқиниң мәзкур тәпсилат мақалисидә гәрчә хитай һөкүмитиниң лагерлар һәққидә рәсмий изаһат бериштин баш тартип келиватқан болсиму, бирақ бәзи дөләт аммиви ахбарат вастилирида хитай һөкүмитиниң бөлгүнчилик вә диний ашқунлуққа қарши туруш үчүн идеологийә җәһәттин өзгәртиш елип бериватқанлиқи, хитай һөкүмитиниң бу баһанидә өзигә тәһдит дәп қариған кишиләрни, болупму уйғурларни җиддий түрдә, һечқандақ қануний рәсмийәтсиз һалда қамаққа елип, җисманий җәһәттин қийнаш, ач қоюш қатарлиқ усуллар арқилиқ җазалаватқанлиқи тоғрисида йезиливатқанлиқиму оттуриға қоюлған.
Мақалида йәнә, бу хил “қайта тәрбийиләш” һәрикитиниң инсанни өзгәртәләйдиғанлиқиға ишинишниң хитайда, мав зедоң дәвридә бир қетим дәһшәтлик һалда тәҗрибидин өткәнликидәк тарихий асасқа игә болғанлиқи, буниң һазирқи хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң чоңқур милләтчилик ирадиси билән һакимийәтни мустәһкәмләйдиған дөләт хәвпсизлик аппаратиниң образи билән мунасивәтлик икәнлики шәрһиләнгән.
Аптор мақалисигә вашингтондики җорҗтовн университетиниң профессори, уйғур дияри тарихи тәтқиқатчиси җәймс миллвардниң “бу мәдәнийәт қирғинчилиқи бейҗиң даирилириниң шинҗаң мәсилисини үчүн бир әң ахирқи һәл қилиш чарисини издәшкә урунуши” дегән қаришини қистурған.
Хитайниң аталмиш “қайта тәрбийиләш” системисиниң инсан һәқлири әң еғир дәриҗидә дәпсәндичиликкә учриған тарихларни әслитидиғанлиқини билдүргән америкидики лойола университети тарих профессори, уйғур тарихи тәтқиқатчиси райин сам: “бу системини бәлким мәдәнийәт инқилабиға охшитиш мумкин. Әмма бу системиниң психикилиқ асарити узун мәзгиллик болиду. Бу, көплигән адәмләр пәқәт сақиялмайдиған бир нәччә әвлад роһий җараһәт пәйда қилиду” дегән.
Софи ричардсон, хитай һөкүмитиниң бу җайда елип бериливатқан, кәң көләмлик инсан һәқлири дәпсәндичиликлирини “тамамән етник қирғинчилиқ дейишкә болиду”. Деди, у мундақ дәйду:
“буларни көргәндин кейин, әгәр хитай қурған қайта тәрбийиләш мәркәзлиригә гунаһсиз һалда соланғанларниң учраватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликлири бунчә еғир икән, җинайәтчиләр соланған түрмиләр қандақ болидиғанду? дегән ой пәйда қилиду. Хитай һөкүмити тәрбийиләш мәркәзлиридики ички әһвалларни интайин мәхпий тутуватқан бир вақитта, бу учурлар тәрбийиләш мәркәзлири арқилиқ хитайниң биваситә аз санлиқ милләтләргә қарита интайин кәң көләмлик еғир дәриҗидә инсаний һәқлири дәпсәндичиликлири елип бериватқанлиқини бизгә сүрәтләп берәләйду. Бу мәсилә хитай һөкүмитини, мәйли ‚бир бәлвағ бир йол‛ болсун, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә тинчлиқ сақлашта болсун, иқтисадий диалогларда болсун бир яхши һәмкарлашқучи дәп қарайдиған һәр қандақ биригә, бу һөкүмәтниң ишәнч қилғили болмайдиған, вәдисидә турмайдиған, һечқандақ бир хәлқаралиқ қанунға риайә қилмайдиған бир һөкүмәт икәнликидин җиддий сигнал бериши керәк дәп қараймән”.
Мақалида йәнә германийәлик тәтқиқатчи адриан зензниң тәтқиқатларға асасән, униң “қайта тәрбийиләш мәркәзлири” гә соланғанларниң йүз миңларчә һәтта бир милйондин ашидиғанлиқи, 2016-йилидин башлап давам қиливатқан “қайта тәрбийиләш лагерлири” ни қурушқа хитайниң 100 милйон доллардин артуқ мәбләғ аҗратқанлиқини, шундақла бу хил қурулушларниң һелиһәм давамлишиватқанлиқини илгири сүргәнлики көрситилгән.
Инсан һоқуқини көзитиш тәшкилати асия ишлири бөлүминиң директори софи ричардсон ханим хитайниң аталмиш сиясий “тәрбийиләш лагерлири” ни қуруштики мәқсити вә пиланлирини билиштә германийәдики тәтқиқатчи адриан зензниң тәминлигән тәтқиқат нәтиҗилириниңму интайин зор әһмийити бар дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қоюп йәнә мундақ дәйду: “қайта тәрбийиләш лагерлири һәққидә адриан зензниң буниңдин икки күн аввал тарқатқан вә бирләшмә агентлиқида нәқил елинған мәлуматларму охшашла муһим. Униңда хитай һөкүмитиниң, қайси җайларда қанчилик тәрбийиләш мәркәзлирини қурғанлиқи, бултурдин башлап қанчилик адәмниң солиниватқанлиқини тәхминләштә интайин муһим учурлар берилгән. Биз бу мәсилә һәққидә бултур әтияздин башлап доклат тәйярлашқа башлиған идуқ, әйни чағда биз буниң хитайниң қисқа муддәтлик бир тәдбири болушини үмид қилған идуқ. Бу испатлиқ материяллар әпсуски хитай һөкүмитиниң тәрбийиләш мәркәзлирини қурушиниң узақ муддәтлик пилан икәнликини көрситип турмақта. Хитайниң йәниму илгирилигән һалда қурулушини кеңәйтиватқанлиқиға җиддий диққәт қилишимиз керәк”.
Хитайниң уйғур елидә қурған “тәрбийиләш лагерлири” ниң ички сирлири шаһитларниң бәргән чәклик мәлуматлиридин башқа, тәтқиқатчи вә көзәткүчиләрниң тәтқиқат доклатлири биләнму барғанчә йорутулуп, хәлқараниң диққитини уйғур дияриниң вәзийитигә тартмақта.
Радийомиз игилигән вә дәлиллигән учурлардин хитай һөкүмитиниң һазирму давамлиқ адәмләрни “тәрбийиләш лагерлири” ға солаватқанлиқи, шундақла бу хил қурулушларниң һелиму давам қиливатқанлиқи көп хил мәнбәләрдин давамлиқ мәлум болмақта.