Америка дөләт мәҗлиси әзалири: “хитай - дуня демократийәси вә америка хәвпсизликигә әң чоң хәвп”
2018.07.04
Америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитети йеқинда “риқабәтлик дуняда демократийәни илгири сүрүш” намлиқ бир гуваһлиқ бериш йиғини чақирған иди.
Йиғинда ечилиш нутқи сөзлигән мәзкур комитет рәиси әд ройс өткән 10 йилда дуня демократийәсиниң көрүнәрлик чекингәнлики, бундақ әһвалда америкиниң қол қоштуруп қарап турмаслиқи керәклики, демократийәниң кеңийишиниң америкиға асайишлиқ елип келидиғанлиқини билдүрди.
Әд ройс: “хитай демократийәмизниң улини колап кәлди”
Америкиға тәһдит елип келидиған амилларни бир-бирләп тилған алған әд ройс әпәндим мундақ деди: “дуняда демократийәниң әкси болған диктатор дөләтләр кемәйгәндә америка техиму бихәтәр болиду. Истибдат һөкүмәтләр өз дөләтлиридики бастурушлирини чәтәлләрдә дүшмән яритиш арқилиқ япмақчи болушиду. Биз бәһрилиниватқан әркинлик мустәбит һөкүмәтләргә тәһдит болғачқа, америка вә униң иттипақдашлири бу хилдики һакимийәтләрниң тәбиий һуҗум нишаниға айлинип қалған. Биз буларға русийә, хитай вә шималий корейәдә шаһит болдуқ.”
Демократийәни илгири сүрүш ишлири дуч келиватқан қийинчилиқларниң хитай қатарлиқ дөләтләр яратқан риқабәтләр билән техиму мүшкүлләшкәнликини билдүргән ройс әпәндини йәнә мундақ деди: “демократийә дуч келиватқан қийинчилиқларни күчәйтиватқан русийә, хитай қатарлиқ һакиммутләқ реҗимлар дуняниң һәрқайси җайлиридики демократик әлләргә җан-җәһли билән һуҗум қилипла қалмай, бизниң демократийәмизниңму улини колап кәлди. Бәзи гуваһчилар бу һуҗумларниң кәң көләмлики икәнликини, буларниң иқтисадий, сиясий вә мәдәнийәт саһәсигә қаритилған һуҗумларни өз ичигә алидиғанлиқини билдүрди.”
Бу нуқтида әд ройс билән ортақ қарашни оттуриға қойған комитет әзалиридин елийот әнгел әпәнди демократийәниң өткән он йилда африқадин асияғичә болған әлләрдә көрүнәрлик чекингәнликини, 2014-йилидин буян хитай вә шәрқий-җәнубий асия әллиридә йүз бәргән сиясий өзгиришләрниң кишини әндишигә салидиғанлиқи алаһидә санап өтти.
У мундақ деди: “хитай бу җәрянда өз пуқралирини бастурушни техиму күчәйтти вә өзиниң һакиммутләқ сиясий түзүлмисини ғәрб демократик қиммәт қаришиниң орниға дәсситиш урунушлирини өткүрләштүрди.”
Карл гершман: “хитай сиясий җәһәттин қанунлуқ һөкүмәт әмәс”
Йиғинда америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитети хадимлиридин башқа йәнә америка демократийәни илгири сүрүш фонди, хәлқара җумһурийәтчиләр тәтқиқат институти, дөләтлик демократийә тәтқиқат җәмийити қатарлиқ нопузлуқ аммиви тәшкилатларниң рәислири гуваһлиқ бәрди.
Улар сөзлиридә дуняда демократийә муһитиниң барғансери төвәнләватқанлиқини һәр хил нуқтилардин шәрһлигән болсиму, әмма бир нуқтида пикирлири ортақ иди. У болсиму, хитайниң дуня демократийәсигә елип келиватқан хәвплири иди.
Алди билән сөз алған америка демократийәни илгири сүрүш фонди җәмийитиниң рәиси карл гершман әпәндим хитайниң дөләт күчини ишқа селип өзиниң мустәбит һакимийәт әндизисини башқа әлләргә експорт қилишқа, иқтисадий утуқлирини пәш қилип өзини бир қанунлуқ һөкүмәт қилип көрситишкә тиришиватқанлиқини билдүрди.
У йәнә хитай һәққидики баянлирини давам қилип мундақ деди: “әмма, хитай сиясий җәһәттин қанунлуқ һөкүмәт әмәс. Ши җинпиң немә үчүн ‛тйәнәнмен қирғинчилиқи‚, мавзидуңчә балайиапәтләрдин ‛мәдәнийәт инқилаби‚ вә ‛чоң сәкрәп илгириләш‚ қатарлиқлар үстидә сөз ечишини ‛тарихий бимәнилик‚ дәп чәклиди? нобел саһиби лю шявбони йоқитиш вә йүзлигән адвокатларни тутқун қилиш, хитай йәр асти черкавлирини бесиқтуруш, тибәт вә уйғур мусулманларниң мәдәнийәт кимликини йоқитиш немә үчүн зөрүр болуп қалди?”
Карл гершман йәнә хитайниң идеологийә кризисиға дуч кәлгәнлики, шуниң үчүн дүшмән яритиш арқилиқ өзини базарға селиватқанлиқини, хитай коммунистик түзүлмисиниң һаман мәғлуп болидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “хитай коммунизм идеологийәсиниң өлүши кәлтүрүп чиқарған бошлуқни милләтчилик билән толдуруш арқилиқ бу реҗимниң көп адәмләрни җәлп қилалайдиған бир қиммәт қаришини вуҗудқа чиқиралмиғанлиқидәк аҗизлиқини ашкарилиди. Шундақ икән, президент реган әйни йили ‛вестминстер нутқи‚ да сөзлигәндәк биз немишқа аталмиш ‛хитай әндизиси‚ ниң тарихниң әхләт дөвисигә қошулуп кетидиғанлиқиға ишәнмигүдәкмиз?”
Сабиқ америка президенти роналд реган 1982-йили лондон шәһириниң вестминстер районидики әнглийә парламентида қилған нутқида “марксизм вә ленинизм идеологийәси” ниң “барлиқ әркинликини боғқучи залим күчләргә охшашла муқәррәр һалда тарихиниң әхләт дөвисигә айлинип кетидиғанлиқи” ни билдүргән иди.
Дәрвәқә, аридин 10 йил өтә-өтмәй дуня коммунизмниң байрақдари сүпитидә хитай қатарлиқ мустәбит дөләтләргә һамий болған советлар иттипақи ғулиған вә хәлқара сәһнидин мәңгүлүк ғайиб болған иди.
Йиғинда оттуриға қоюлған муһим нуқтиларниң йәнә бири, хитай билән болған иқтисадий мунасивәтни күчәйтип хитайни ғәрб демократийә системисиға башлап кириш қаршиниң мәғлуп болғанлиқи, хитайниң өз иқтисадий утуқлирини пәш қилип туруп башқа дөләтләрни өзиниң һакиммутләқ дөләт әндизисигә қизиқтуруватқанлиқи болди.
Йиғинда сөз қилған хәлқара җумһурийәтчиләр тәтқиқат җәмийитиниң рәиси данийел тивин дуня демократийәси дуч келиватқан риқабәтләрни бирму-бир санап өтти. Униң қаришичә, буларниң арисида русийә вә хитай дуня демократийәсигила әмәс бәлки америка демократийәсигиму биваситә тәһдит туғдурмақта икән.
У мундақ деди: “хитай коммунист һакимийити такамул һийлә-микирләрни ишлитип өзиниң дунядики сиясий тәсирини күчәйтишкә урунмақта. Уларниң адаққи мәқсити болса америкиниң дуняви йетәкчи орнини елиш.”
У йәнә хитайниң һаким мутләқ түзүми вә иқтисадий әвзәлликиниң кичик дөләтләрни хитайниң тәсир даирисигә тартип кириватқанлиқини, бу һәрикәтләрниң бу әлләрдә сиясий чириклик пәйда қилипла қалмай, америка мәнпәәтлиригә дүшмәнлик билән қарайдиған күчләрни көпәйтиватқанлиқини алаһидә тәкитлиди.
Йиғинда йәнә хитайниң иқтисадий җәһәттә яратқан утуқлири билән ғәрб демократийәсигә еғир тәһдит шәкилләндүрүпла қалмай, униң өз хәлқигә болған сиясий бастурушни күчәйткәнлики, буларниң арисида уйғурларниң әң еғир талапәткә учраватқанлиқи алаһидә тилға елинди.
Карл гершман: “нөвәттә бир милйон уйғур лагерларға қамақлиқ”
Бу нуқтида тохталған америка демократийәни илгири сүрүш фондиниң рәиси карл гершман әһвал шундақ болған тәқдиридиму хитайда демократийәниң шәкиллинишигә үмид билән қарайдиғанлиқини, әмма хитай мәсилисини һәл қилишта хитайда езиливатқан уйғур қатарлиқ милләтләрни қәтий нәзәрдин сақит қилишқа болмайдиғанлиқини күчлүк рәвиштә оттуриға қойди.
У мусулман дуняси, җүмлидин пүтүн хәлқара җамаәтчиликни уйғурлар йолуқуватқан зулумларға инкас қайтурушқа чақирип мундақ деди: “биз бу җәрянда хитайдики аз санлиқ милләтләрниң қандақ һәрәҗләрни тартиватқанлиқини нәзәрдин сақит қалмаслиқимиз керәк. Уйғурларниң бешиға келиватқан күлпәтләрни җисманий қирғинчилиқ, дәп қарашқа болмисиму, әмма улар һазир ‛җаза лагерлири‚ вә ‛қайта тәрбийәләш лагерлири‚ ға бәнд қилинди. Нөвәттә бу лагерларға бир милйон уйғур қамақлиқ. Мусулман дуняси буниңға наразилиқ билдүрүши керәк иди. Бу йәрдә тибәт мәсилисиму бар. Биз бу һәқтә хитайға риқабәт елан қилишимиз керәк.”
Дөләт мәҗлиси чақирған бу гуваһлиқ бериш йиғинида “әркинлик сарийи” йеқинда елан қилған “2018- йилидики дуня әркинлики: демократийә кирсизта” намлиқ доклат көп қетим тилға елинди.
Мәзкур доклатта дуня нопусиниң 25 пирсәнтиниң һәр җәһәттин әркин әмәслики, буларниң асаслиқи хитай, русийә вә шималий корейә қатарлиқ дөләтләрни өз ичигә алған әлләрдә яшайдиғанлиқи көрситилгән иди.
“әркинлик сарийи” дики алий тәтқиқатчи сараһ кук ханим өз тәшкилати елан қилған доклат һәққидә тохталғандин кейин, йеқинқи бир нәччә йилда, болупму 2017-йилидин буян дуня демократийәсидә җиддий төвәнләш болғанлиқини билдүрди.
У бу нуқтида мундақ деди: “мәнчә, өз бешимчи, мустәбит дөләт вә рәһбәрләрниң өз дөләтлиридики аммиви тәшкилатларни җимиқтуруши, өз чеграси ичи-сиртидики демократик қиммәт қарашлириниң улини колайдиған һәрикәтләр билән паал шуғуллиниши, буниң билән охшаш бир вақитта, демократик әлләрниң өз қиммәт қаришини қоғдашта мәһкәм болмаслиқи, мусапирлар кризиси, буниңға яндишип баш көтүрүшкә башлиған муштумзорлуқ зеһнийитидики рәһбәрләр дуня демократийәсиниң аҗизлишишиға түрткә болған амилларду.”
Америкидики адвокат нури түркәл әпәндимниң қаришичиму америка қатарлиқ әлләрниң демократик қиммәт қаришини қоғдайдиған сәһниләрдә суслуқ қилиши яки чекингәндәк көрүнүши хитайдәк мустәбит дөләтләрниң баш көтүрүшни вә демократик қиммәт қарашлириниң аҗизлишишини күчәйтидикән.
Демократийәни илгири сүрүш үчүн немиләрни қилиш мумкин?
Әһвал шундақ икән, дуня демократийәсини қоғдаш вә демократик қиммәт қаришини илгири сүрүш үчүн немиләрни қилиш мумкин?
Бу соал америка дөләт мәҗлисидә ечилған гуваһлиқ бериш йиғинда алаһидә муназирә қилинған иди.
Йиғида гуваһлиқ бәргән америка демократийәни илгири сүрүш фондиниң рәиси карл гершман әпәнди америкиниң қолидин келидиған барлиқ имканийәтләрдин пайдилинип, тәйвән, хоңкоңларни хитайниң тәсир күчидин қоғдап кишиләргә үмид беғишлиши лазимлиқини билдүрди.
Башқа мутәхәссисләр хитай вә русийә қатарлиқ әлләрниң сахта учур тарқитип ғәрбиниң очуқ вә әркин ахбарат саһәсини суйиистемал қиливатқанлиқини, америкиниң ахбарат саһәси, радийо- телевизийә вә демократийәни тәрғиб қилғучи тәшкилатларни қоллашни күчәйтип, хитайниң тәсирни чәкләш лазимлиқини билдүрди.
Һалбуки, сара кук ханим болса америка, германийә қатарлиқ демократик әлләрниң хитай қатарлиқ дөләтләрниң бу әлләрдә елип барған бузғунчилиқ һәрикәтлиригә өз қанунлиридин пайдилинип тақабил туруши, уларниң яман ғәрәзлик тәшвиқат васитилиригә чәк қоюши, җасуслирини қоғлап чиқириши, униңдин башқа бу хилдики дөләтләргә йәнә сиясий тәдбир қоллинишниңму зөрүрлүкини тәкитлиди.
У мундақ деди: “баянат елан қилишла купайә қилмайду. Ташқи сиясәтниң бир қисми сүпитидә елан қилинған кишилик һоқуқ вә демократийәни яқлаш баянатлириға һәқиқий тәдбирләрму яндашқан болуши керәк. ‛йәр шари магнитскй қануни‚ ни ишқа селиш, кишилик һоқуққа бузғунчилиқ қилған шәхсләрни җазалаш, иқтисадий ембарго қоюш қатарлиқ васитиләрни қоллиниш интайин муһим әһмийәткә игә.”
Бу нуқтида нури түркәлму охшаш қарашни оттуриға қойди. Униң қаришичә, хитай, русийә қатарлиқ әлләрниң дуня демократийәсиниң улини колаш һәрикәтлиригә қариши тәдбир елинмиса, демократийә кәлгүсидә тартидиған талапәтләрни мөлчәрләш қейин болидикән.