Майк пәнс: “хитайниң халиғанни қилишиға йол қоялмаймиз!”

Мухбиримиз әзиз
2019.01.17
mike-pence-elchiler-yighini.jpg Америкиниң муавин президенти майик пенс әлчиләр йиғинида сөз қилмақта. 2019-Йили 16-январ, вашингтон.
AP

“сода уруши” темисини мәркизий нуқта қилған һалда йеқиндин буян америка-хитай мунасивитидә барлиққа келиватқан бәзи йеңи йүзлинишләр алақидар саһәләрниң диққитини қозғимақта. Болупму америкиниң хитайға қаратқан сиясәтлири буниңдики әң муһим тема болуп қеливатқанлиқи мәлум. Бу саһәдики бир қисим мутәхәссисләр америкиниң хитайға қаратқан сиясәтлирини омумән “һәддидин ашқанда ‛һай‚ дәп қоюш, гәп аңлиғанда мукапатлап қоюш” шәклидә давам қилип кәлмәктә, дәп қаримақта икән. Буниңға мас һалда хитайниң йеңидин баш көтүрүватқан “ақ көңүл” мәмликәт яки хәлқара тәртипни қайтидин қуруш арқилиқ америкиниң мәнпәәтигә “дүшмәнлик” қилғучи мәмликәт икәнликиму америка ташқи сияситини бәлгилигүчи кишиләр үчүн һәрқачан бир муһакимә темиси болуп кәлмәктә икән.

Америкиниң муавин президенти майк пәнс 16-январ күни америка ташқи ишлар министирлиқида ечилған “чәтәлләрдә турушлуқ баш әлчиләр йиғини” да сөз қилип, америка ташқи сияситидә буниңдин кейин вуҗудқа келиш алдида туруватқан бир қисим әһвалларни тонуштурди.

Майк пәнс сөзидә нуқтилиқ қилип америкиниң йеңи президенти болған доналд трамп иҗра қиливатқан ташқи сиясәтләр омумий җәһәттин қариғанда дуняниң күткән йеридин чиқмай қалғанлиқини ейтип келип, әмәлийәттә дуняниң өзидә зор өзгиришләр барлиққа кәлгәнликини, илгири америка билән риқабәткә чүшидиған сабиқ совет иттипақидин ибарәт бирла мәмликәт болған болса әмдиликтә бирнәччә күчлүк дөләтниң америкидин орун талишиватқанлиқини, буларниң ичидә хитайниң “қәрз дипломатийәси” вә тәңсиз сода арқилиқ өз тәсирини ашурушқа урунуп келиватқанлиқини алаһидә тәкитлиди. У бу һәқтә алаһидә қилип “америка һинди-тинч окян райониниң һечқандақ чәклимисиз очуқ район болушида чиң туриду. Һәрқандақ дөләт бу райондики әркин деңиз қатнишидин вә очуқ содидин бәһримән болиду” дегәндә залда гүлдүрас алқиш яңриди. У сөзиниң давамида йеқинқи бирнәччә йилда йерим әсирдин буян давам қиливатқан дуняниң бихәтәрлики вә гүлләп-яшнишиға мунасивәтлик болған саһәләрдә хитайниң өзи билгәнчә иш көрүватқанлиқини, әмди америкиниң бу һалға қарап туралмайдиғанлиқини билдүрди.

Майк пәнс америка һөкүмитиниң бу мәсилиләрдә аллиқачан хитайға агаһландуруш бәргәнликини, америка һөкүмити бекиткән 250 милярд америка доллирилиқ таможна беҗи тәдбириниң дәл мушу мәқсәттә оттуриға чиққанлиқини, хитайниң бир қисим өткүр кәсипләрни монопол қиливелишиниң алдини елиш үчүн бу тәдбирләрниң зөрүр икәнликини ейтип, “навада хитай сода мунасивитидики адиллиқ принсиплириға риайә қилмаслиқни давамлаштурса бу санниң миқдари йәниму ашиду. Әмма хитайниң сода сөһбити болидиған үстәлгә қайтип келидиғанлиқиға һәмдә адил сода паалийитигә қатнишидиғанлиқиға ишәнчим бар” деди.

Бу қетимқи йиғинда майк пәнс алаһидә тәкитлигән йәнә бир нуқта диний етиқад әркинлики болди. У америкиниң сөз вә мәтбуат әркинликини һәрқачан муһим орунға қойидиғанлиқини сөзләп келип, бу хил әркинликкә мәнсуп һәқләр ичидә диний етиқад әркинликиниң бундин кейинки америка ташқи сияситидә алди билән ойлишилидиған мәзмун икәнликини ейтқанда залда йәнә бир қетим алқиш яңриди. У йәнә шуниңға улапла нөвәттә өзлириниң толиму әпсуслуқ ичидә диний һоқуқларниң пайхан болуши вә диний етиқадқа игә җамаәтниң зиянкәшликкә учришиға шаһит болуватқанлиқини ейтип буниңға мисал қатарида тибәтләр вә уйғурларниң хитай һөкүмитиниң бастурушиға учраватқанлиқини тилға алди.

Америка муавин президенти майк пәнсниң нутқи тоғрисида д у қ ниң рәиси долқун әйса билән сөһбәтләшкинимиздә у хитай һөкүмитиниң хәлқараға ортақ болған қанун-низамларға хилаплиқ қилиши әмәлийәттә дуняниң тинчлиқи вә гүлләп-яшниши үчүн түзүлгән тәртипни бузғанлиқ болидиғанлиқини билдүрди.

Униңдин диний етиқад әркинлики мәйли америкида яки явропада болсун һәрқайси дөләтләрниң алақидар сиясәтлиридә муһим орун тутушиниң сәвәби һәққидә сориғинимизда у у буниң ялғузла қануний маддилар әмәсликини, әксичә буниң дуняви йосунда мәвҗут болуватқан инсаний қиммәт қаришидики әң ядролуқ мәзмун икәнликини тәкитлиди.

Мәлум болушичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуа чүнйиң 17-январ күни майк пәнсниң сөзлиригә қаттиқ “нарази болғанлиқи” ни билдүргән. У мухбирларни күтүвелиш йиғинида бу һәқтә сөз қилип “америкиниң бу мәсилиләр һәққидә хитай һөкүмитигә ундақ мундақ дәйдиған салаһийити йоқ” дегән. Бәзи анализчилар бу һалға қарап “икки тәрәп мунасивитидики сүркилишниң дәмаллиққа һәл болушидин үмид аз” дейишмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.