Америкидики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлди
2017.09.30
Дуня уйғур қурултийи һәр йили “1-өктәбир” ни уйғурлар үчүн “матәм күни” дәп елан қилған болуп, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаити бу күндә һәр хил шәкилләрдики наразилиқ паалийәтлирини тәшкилләш арқилиқ өзлириниң хитай һөкүмитигә болған ғәзипини ипадиләп кәлмәктә. Бу йилму америка уйғур бирләшмисиниң уюштуруши билән америкидики уйғур җамаити вашингтондики хитай әлчиханиси алдиға топлинип өз наразилиқини ипадилиди.
1-Өктәбир хитайниң дөләт байрими йетип келиш һарписида америкидики уйғур җамаити 29-сентәбир вашингтондики хитай әлчиханиси алдида уюштурған намайишқа дуня уйғур қурултийи алий рәһбири рабийә қадир ханим өзи биваситә иштирак қилди.
Шәрқий түркистан марши билән башланған намайишқа вашингтон әтрапида яшайдиған уйғур җамаитидин көп санда киши қатнашти.
Дуня уйғур қурултийи алий рәһбири рабийә қадир ханим радийомиз зияритини қобул қилип, уйғурларниң һазир тарихтики әң еғир бесимға дуч келиватқанлиқини билдүрди.
Намайиш уюштурғучи орган болған америка уйғур бирләшмиси рәиси илшат һәсән әпәндиму зияритимизни қобул қилди.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушидин зубәйрә ханимму намайиш мәйданидин зияритимизни қобул қилди.
Ай юлтузлуқ көк байрақлар билән толған хитай әлчиханиси алдидики намайиш қизғин кәйпият ичидә давамлашти.