Йел университетида лагерлар вә уйғурлар дияридики зор тутқун тонуштурулди
2019.01.30

2005-Йилидин буян б д т һәр йилиниң 27-январ күнини “хәлқара қирғинчилиқни хатириләш күни” қилип бекиткән болуп, шуниңдин бери мушу күндә иккинчи дуня урушида зиянкәшликкә учриған йәһудийларниң паҗиәси әсләп келинмәктә. Бу йилму мушу хатирә күнниң әтиси, йәни 28-январ күни америкидики әң мәшһур алий мәктәпләрниң бири болған йел университетиниң қанунчилиқ мәктипидә хитай һөкүмитиниң милйонлап уйғурни лагерларға қамиши һәмдә буниңға алақидар мәсилиләр һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлди.
Бу қетимқи муһакимә йиғиниға “хитайниң мусулманларни зор санда лагерға қамиши һәмдә зиянкәшлик қилиши: бу хил инсан һәқлири кризисиға қандақ инкас қайтуруш лазим?” дәп мавзу қоюлған. Бу қетимқи муһакимә йиғиниға вашингтон шәһиридики уйғур паалийәтчи нурий түркәл, “инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати” хитай ишлири бөлүминиң мудири софи ричардсон, “вашингтон почтиси” гезитиниң кәспий язғучиси емилий равхала айрим-айрим сөз қилип, лагерлар мәсилисиниң келип чиқиши, буниң һазирқи әһвали һәмдә буниңға дуняниң қандақ муамилидә болуши қатарлиқ мәсилиләр һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Бу қетимқи йиғинда уйғурларни вә улар дуч келиватқан иҗтимаий паҗиәләрни тәпсилий тонуштурған уйғур адвокат нури түркәл йиғиндин қайтип кәлгәндин кейин бу қетимқи муһакимә йиғини һәққидә сөһбәтлишиш тәклипимизни хушаллиқ билән қобул қилди. Униңдин бу қетимқи йиғинниң омуми әһвали вә униң қандақ пикирләрни оттуриға қойғанлиқини сориғинимизда нури түркәл өзиниң нөвәттики уйғурлар дуч келиватқан паҗиәләрниң түп йилтизи вә арқа көрүнүши һәққидә чүшәнчә бәргәнликини сөзләп бәрди.
Нури түркәл бу қетимқи муһакимә йиғинида оқуғучиларға нуқтилиқ қилип чүшәндүргән йәнә бир мәсилә һазир хитай һөкүмити иҗра қиливатқан ассимилятсийә һәрикитини “инсанларға қаритилған иҗтимаий инженерлиқ” дегән аммибаб уқум билән чүшәндүрүш болған.
Биз униңдин бу қетимқи муһакимә йиғинини иҗтимаий пәнләр билән шуғуллинидиған бирәр мәркәздә әмәс, бәлки йел университетиниң қанунчилиқ мәктипидә өткүзүштики сәвәбләр һәққидә соридуқ. Нурий түркәл йел университетиға охшаш ғәрб дунясидики бәкму нопузлуқ болған бир илим мәркизидә мушундақ бир паалийәтни өткүзүшниң әмәлийәттә һазирни вә кәлгүсини ойлашқанда бәкму зор әһмийәткә игә болидиғанлиқини сөзләп бәрди.
Сөһбәт җәрянида нурий түркәлдин “сизниңчә оқуғучилар уйғурлар мәсилисигә растинила қизиққандәкму яки шәкилгә аңлап қойғандәкму?” дәп сориғинимизда у йиғин мәйданидики кәйпияттин оқуғучиларниң уйғурлар мәсилисигә пәвқуладдә дәриҗидә қизиққанлиқини көрүвалғили болидиғанлиқини тәкитлиди.
Нурий түркәлниң билдүрүшичә, бу қетимқи йиғинда нуқтилиқ муһакимә қилинған йәнә бир мәсилә уйғурларниң қандақ мәсилиләргә дуч келиватқанлиқила әмәс, техиму муһими дуняниң бу мәсилигә қандақ инкас қайтуруши болған.
Йеқиндин буян америка вә явропадики бир қисим билим юртлирида уйғурлар мәсилиси көп қетим аңлитилғанлиқи мәлум. Биз нурий түркәлдин алий мәктәпләрдә мушу хилдики паалийәтләрни тәшкилләш арқилиқ уйғурлар мәсилисини аңлитишниң қандақ реал әһмийити барлиқини сориғинимизда у буни нөвәттики уйғур давасиниң бир муһим һалқисиға айландуруш лазимлиқини алаһидә тәкитлиди.
Мәлум болушичә, уйғур паалийәтчиләр вә мутәхәссисләр мушу бирнәччә ай ичидә уйғурлар мәсилисини охшаш болмиған җайлардики илмий мунбәрләрдә давамлиқ аңлитишни пиланлаватқан болуп, бу паалийәтләр арқилиқ хәлқараниң уйғурларни техиму зор дәриҗидә қоллишини қолға кәлтүрүш үмид қилинмақта икән.