Астанада уйғур дияридики тутқунлар һәққидә мәлумат бериш йиғини өткүзүлди
2017.12.07

Уйғур диярида тутқун қилинған қазақларниң қазақистандики уруқ-туғқанлири 7-декабир күни әтигәндә қазақистанниң пайтәхти астанада мухбирларға мәлумат бериш йиғини өткүзгән. Йиғинда гуваһлиқ бәргән кишиләр хитай һөкүмитигә чақириқ елан қилип, уларниң уйғур диярида тутқун қилинған қазақларни қоюп беришини, тутқунларниң һазирқи әһвали вә ақивити һәққидә хәлқара җамаәткә очуқ-ашкара мәлумат тапшурушини тәләп қилған.
Мәзкур йиғинға қазақистан пайтәхти астанадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири, америка, японийә вә австралийә қатарлиқ дөләтләрниң қазақистанда турушлуқ әлчихана хадимлири вә чәтәллик мухбирлар иштирак қилған. Биз бүгүн нәқ мәйданға телефон қилип, бу һәқтә мәлумат игилидуқ. Нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилған бир қазақ аял оғлиниң уйғур диярида тутқун қилинип 13 йил кесиветилгәнликини билдүрди вә йиғинда мухбирларға мунуларни дегәнликини ейтти: “хитай маңа виза бәрди. Әмма барай десәм қорқуватимән. Хитайға баралмайватимән. Оғлумни 13 йиллиқ кесиветипту. Қазақистанда әрзгә бармиған җайим қалмиди. 13 Йил асан әмәс. Хитай һөкүмити оғлумниң нәдә икәнлики тоғрисидиму мәлумат бәрмәйватиду. Өлгән болса өлди десун яки қайси түрмидә икәнликини дәп бәрсун.”
Йиғин һәққидики телефон сөһбитимизни қобул қилған, “әркин яшлар гурупписи” ниң әзаси уразули қидирали әпәнди бизгә мәлумат берип мундақ деди: “биз хитайниң қазақларни қанунсиз тутуп түрмигә ташлаватқанлиқини, қазақларниң қазақистандики уруқ-туғқанлири билән телефонда сөзләшкәнлики үчүн түрмидә йетиватқанлиқини, бурун қазақистанға туғқан йоқлап кәлгән яки саяһәткә кәлгәнләрниң қара-қоюқ тутқун қилиниватқанлиқини хәлқара җәмийәткә аңлитиш үчүн бүгүн, йәни 7-декабир күни астанада мухбирларға мәлумат бериш йиғини өткүздуқ.”
Уразули қидирали әпәнди бу паалийәтни “әркин яшлар гурупписи” намидики бир гуруппа тәрипидин уюштурулғанлиқини, буниңдики асасий мәқсәтниң дуня җамаәтчиликигә хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини аңлитиш икәнликини баян қилди. У, мундақ деди: “хәлқимизниң һәқ-һоқуқини қоғдаш үчүн паалийәт елип бериватқан ‛әркин яшлар гурупписи‚ бу паалийәтни уюштурдуқ. Бу паалийәтни өткүзүшимиздики мәқсәт биринчидин қазақистан һөкүмитигә болуватқан әһвалларни аңлитиш. Биз бурун алмутада өткүзгән идуқ. Бу нөвәт тунҗи қетим пайтәхт астанада өткүздуқ, чәтәллик мухбирларни вә әлчихана хадимлирини чақирдуқ. Иккинчи мәқситимиз уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини хәлқараға аңлитиштин ибарәт.”
Уразули қидирали әпәнди бу хил паалийәтләрниң нәтиҗисидә қазақистан ташқи ишлар министириниң бир һәптидин кейин мәхсус мушу иш билән үрүмчи билән бейҗиңға баридиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “һазир қазақистан ташқи ишлар министирлиқи мәхсус мушу иш үчүн бир һәптидин кейин үрүмчи билән бейҗиңға бариду. Биз хитайда тутқун қилинған қазақлар тоғрисида доклат тәйярлап бәрдуқ, қазақистан ташқи ишлар министири буни елип берип хитай ташқи ишлар министиридин соримақчи.”
Уразули қидирали әпәнди хитайға язған тәләп хетидә хитайда бигунаһ түрмидә йетиватқан кишиләрни қоюп беришниму тәләп қилғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз хитайға 10 маддидин тәшкил тапқан бир парчә тәләп хети яздуқ. Буниңда хитайда тутулған кишиләрни түрмидин қоюп беришни, хитайдики һәр милләт хәлқигә елип бериватқан қорқутуш сияситини бикар қилишини, милләтләрниң диний етиқади вә миллий кимликини қоғдишиға йол қоюшини, хитайлаштуруш сияситини тохтитишини, саяһәт әркинликни беришини тәләп қилдуқ.”
Уразули қидирали әпәнди һазир уйғур диярида 10 миң әтрапида қазақниң түрмигә ташланғанлиқини, булардин қазақистанда уруқ-туғқанлири бар 200 қазақниң материялини топлиялиғанлиқини, башқа қазақлар тоғрисида мәлумат алалмиғанлиқини илгири сүрди.
Уйғур дияридин қазақистанға келип олтурақлишип қалған қазақ яшлардин тәркиб тапқан “әркин яшлар гурупписи” йеқиндин буян алмутада икки қетим, астанада бир қетим мухбирларға мәлумат бериш йиғини өткүзгән. Буниң нәтиҗисидә қазақистан һөкүмити хитай билән бу һәқтә сөзлишишкә башлиған. Уларниң ейтишичә, хитай һөкүмитидин техи ениқ бир җаваб алалмиған.