Австралийәдә мәрһум һүсән һәсән әпәндиниң иш - излирини әсләш паалийити өткүзүлди
2014.11.06

Бүгүн австралйәниң сидней шәһиридә пидакар паалийәтчи, чәтәлләрдики уйғурлар арисида тонулған зиялий мәрһум һүсән һәсән әпәндиниң иш - излирини әсләш паалийити өткүзүлди.
Д у қ билән австралийә уйғур җәмийити бирликтә уюштурған бу паалийәткә д у қ рәһбәрлири, австралйәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилат мәсуллири, түрк тәшкилатлириниң мәсуллири, мәрһумниң уруқ - туғқанлири вә башқа австралийәликләрдин болуп көп санда киши қатнашти. Йиғилишқа қатнашқан кишиләр мәрһум һүсән һәсәнниң иш - излирини әсләп, униң шәрқий түркистан дәвасиға қошқан төһписигә юқири баһа бәргән.
Биз йиғилиш һәққидә мәлумат игиләш үчүн д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса, муавин рәиси мәмтимин әла вә австралийә уйғур уюшмиси мәсули җүрәт әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.