Җәнубий австралийидә 500 кишилик чоң көләмлик қаршилиқ намайиши илип берилди

Ихтиярий мухбиримиз абидә
2014.08.18
awstraliye-namayish-2014-1.jpg Җәнубий австралийидики уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши намайишидин бир көрүнүш
RFA/Abide

Намайиш әтигән саәт 11.30 Да башланған болуп, намайишиға қатнашқучилар уйғурларға “әркинлик, хитайлар шәрқий түркистандин чиқип кәт, террорчи хитай, ши җиңпиң террорчи” дегәндәк шоарларни товлап хитайға болған наразилиқини билдүрди һәм тәшвиқат варақлирини тарқатти.

Шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң рәиси абдулғопур мөмин әпәнди, җәмийәт катипи нурмуһәммәт түркистани әпәнди нәқ мәйданда шәрқий түркистандики қирғинчилиқлардин хәвәр берип йәкәнтики қирғинчилиқта нурғун уйғурларниң өлтүрүлгәнликини, һазирму өлтүрүлүватқанлиқини һәм хәлқниң қаттиқ қамалда икәнликини, дуня тәшкилатлириниң бу һәқтә һечқандақ ипадә билдүрмигәнликини, шәрқий түркистандики уйғурларниң бешиға келиватқан зулумниң миллий қирғинчилиқ икәнликини ейтти. Йәнә башқа вәкилләр сөз қилип, австралийә һөкүмитиниң һәрикәт илип беришини, хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан қанлиқ бастуруш вә тутқун қилиш һәрикәтлирини тохтитишни тәләп қилди. Йолдин өткән австралийә хәлқлириму өзлириниң қоллиғанлиқини билдүрүп намайишчиларға мәдәтләр бәрди.

Бу намайишқа шәрқий түркистанлиқлар вә җәнубий австралийә штатлиқ һөкүмитиниң вәкиллири, парламент әзалири, қарши партийә вәкиллири, адилайдики мәсчитләрниң имамлири қатнашти һәм шәрқий түркистанда болуватқан қирғинчилиқлар һәққидә сөз қилди.

Паалийәткә қатнашқан парламент әзалиридин бири, уйғурларниң дәвасиға баштин - ахири көңүл бөлүп келиватқан майкил әткинсн әпәнди намайиш җәрянида зияритимизни қобул қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.