Авистиралийәдә шәрқий түркистанлиқлар өйи ечилди

Ихтиярий мухбиримиз абидә
2013.09.30
awustraliye-sherqiy-turkistanliqlar-oyi-305.png Авистиралийәдә ечилған шәрқий түркистанлиқлар өйи
RFA/Abide


9 - Айниң 29 - күни австралийиниң адилайд шәһиридә шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң орунлаштуруши билән адилайд җамаитиниң иқтисадий һәм мәниви җәһәттики қоллашлири билән сетивелинған, австралийидики тунҗи шәрқий түркистанлиқлар өйи паалийәт мәркизиниң ичилиш мурасими өткүзүлди.

Паалийәт адилайдтики уйғурларниң диний алими, имам абдусалам алим әпәндиниң қуран тилавәт қилиши билән башланди. Бүгүнки бу паалийәтниң меһманлири болған җәнубий австралийә һөкүмитиниң вәкили, парламент әзалиридин тони зәпия әпәнди, дәйвид писуйни әпәнди, франсиз бәдфурд ханим қатарлиқлар, шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң рәиси абдулғопур мөмин әпәнди, шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң катипи нурмуһәммәт түркистани, шундақла пәхри рәис әхмәт игәмбәрди әпәндиләр тәклип билән сөзгә чиқишти.

Паалийәтниң әзиз миһманлиридин бири болған франсиз бәдфурд ханим зияритимизни қобул қилип сөз қилди.

Австралийидә шәрқий түркистанлиқлар тәрипидин тунҗи ечилған бу паалийәт мәркизи, бүгүнки паалийәтниң әһмийити вә тәсири һәққидә техиму ениқ мәлуматларға еришиш үчүн җәнубий авистиралийә ислам җәмийитиниң рәиси имам абдусалам алим әпәндини зиярәт қилдуқ.

Бүгүнки бу паалийәткә қатнашқан меһманлардин бири өз йүрәк сөзлирини мундақ ипадилиди.

Үч саәттин артуқ давамлашқан бу паалийәт баштин - ахири интайин җанлиқ, қизғин кәйпиятта илип берилған болуп, ханимлар тәйярлиған охшиған уйғур таамлири билән пишуруқлири паалийәт кәйпиятини йәнә бир пәллә юқири көтүрди. Паалийәт җамаәтниң җәмийәт ишлириға, вәтәндики зулум астида яшаватқан қериндашлириға дуалар қилиш билән аяғлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.