Хитай тәрәпдари аблимит садиқ австралийәдики чаған кечиликини тәшкилләштә рол алғанлиқини йошурмиди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.02.18
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
kokbayraq-awtraliye-xitay-chaghan-paaliyitide.jpg Австралийәдә хитай әлчиханиси тәрипидин уюштурулған “ғәрбий австралийә-җуңго шинҗаң мәдәнийәт фестивали” да икки уйғур йигити айюлтузлуқ көкбайрақни чиқарған көрүнүш. 2016-Йили 8-феврал, седний.
Social Media

Иҗтимаий ахбарат васитилиридә австралийәдә байрақ чиқириш вәқәси йүз бәргән шинҗаң фестивалиниң өткүзүлүшидә, австралийәдики “шинҗаңлиқлар җәмийити” ниң, җүмлидин бу җәмийәтниң ғоллуқ әзаси, аблимит садиқ дегән кишиниң муһим рол ойниғанлиқи хәвәр қилинған иди. Бүгүн мухбиримиз мәзкур шәхс аблимит садиқ билән сөһбәт елип барди. Сөһбәттә аблимит садиқ өзиниң “шинҗаңлиқлар җәмийити” ниң әзаси икәнликини рәт қилди, әмма мәзкур кечиликниң өткүзүлүшидә өзиниң тәклипкә бинаән “шинҗаңлиқлар җәмийити” вә хитай әлчиханисиға йеқиндин маслашқанлиқини йошурмиди.

Австралийә уйғур җәмийити рәисиниң билдүрүшичә, австралийәдә 5000дин артуқ уйғур бар, буниң ичидә аблимит садиққа охшаш хитай тәрәпдарлириниң сани 10 - 20 әтрапида. Артис аблимитниң баянлири, чәтәлдики хитай тәрәпдари бир уйғурниң тунҗи қетим радийомизда өз пикри вә мәйданини ашкара баян қилиши болуп һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.