Мелборндики америка баш консули австиралийә шәрқий түркситан җәмийитини зиярәт қилди
2019.03.06

6-Март чаршәнбә күни америкиниң мелборун шәһиридә турушлуқ баш консули майкол клайне )Michael kleine( башчилиқидики 2 кишилик һәйәт аделайд шәһиридики авистиралийә шәрқий түркситан җәмийитини зиярәт қилған.
Америка консули майкул клайне башчилиқидики бу һәйәтни нурмуһәммәд түркистани, мустапа туран қатарлиқ австиралийә шәрқий түркситан җәмийитиниң мәсуллири вә пешқәдәм җамаәт әрбабий әхмәт игәмбәрди қатарлиқлар қизғин күтүвалған. Игилишимизчә, бу учришишта уйғурниң һазирқи вәзийити тоғрисида сөһбәт елип берилған вә уйғурларға алақидар тәләп вә доклатлар сунулған.
Биз бу учришиш тоғрисида толуқ мәлуматқа игә болуш үчүн австиралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси нурмуһәммәд түркистани баш катипи мустапа туран, аделайдта яшаватқан пешқәдәм затлардин әхмәт игәмбәрди әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Әхмәт игәмбәрди әпәнди америка консулиниң аделайдттики уйғурлар билән учришиш тарихий әһмийәтлик бир иш болди, деди. У мундақ деди: “вәтинимиздики еғир вәзийәтләр вә хитай һөкүмитиниң вәтинимиздә қиливатқан зораванлиқлириға қарши америка рәһбәрликидики ғәрб әллири җиддий инкасларни билдүрди. Бизниң әһвалимизни билиш үчүн мелборун шәһиридин кәлгән америка қошма штатлириниң мелборундики баш консули майкол клайне башчилиқидики бир һәйәт билән учраштуқ. Мән ойлаймән, бу бир тарихий әһмийәткә игә учришиш болди.”
Нурмуһәммәд түркистаниниң билдүрүшичә, американиң мелборунда турушлуқ баш консули майкол клайне әпәнди улардин уйғур диярида йүз бериватқан вәқәләрниң дәлил испати тоғрулуқ материялларни тәләп қилған. Баш консул йәнә улардин хитайниң австиралийәдә яшаватқан уйғурларға паракәндичилик салған әһвалларниң бар-йоқлуқини сориған вә шундақла австиралийә һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә қайсий дәриҗидә көңүл бөлүватқанлиқини сориған.
Нурмуһәммәд түркистани бу учришишта баш консулға уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрисида чүшәнчә бәргәнликини, уйғурлар тоғрисида тәйярланған доклат вә тәләпнамиләрни баш консулға бәргәнликини билдүрди. У йәнә майкол әпәндидин америкиниң уйғур хәлқигә техиму җиддий һалда ярдәм қолини сунушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
Нурмуһәммәд түркистани әпәндиниң билдүрүшичә, баш консул майкол клайне хитайдин башқа дөләтләр билән хитай мәсилиси тоғрисида сөзләшкәндә уйғур мәсилисиниму оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән вә уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиғанлиқиға вәдә бәргән.
Австиралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң баш катипи мустапа туран әпәнди баш консулға уйғур диярида зулумниң чекидин ешип кәткәнликини, уйғур мәсилисиниң хитайниң ички ишлиридин һалқип өтүп хәлқаралиқ бир мәсилигә айланғанлиқини вә америка қатарлиқ ғәрб дунясиниң бу мәсилигә көңүл бөлүши керәкликини оттуриға қойғанлиқини билдүрди.
Аделайдтики уйғур мәктипиниң мәсули зулпийә абдулла ханимму бу учришиш тоғрисида пикир баян қилип, учришишта уйғурларға алақидар муһим мәзмунлар тоғрисида музакирә елип барғанлиқини билдүрди.