2-Нөвәтлик “дуня мусулман аяллири йиғини” да уйғур мәсилиси тонуштурулди
2018.03.07
8-Март дуня аяллар байрими мунасивити билән түркийәниң истанбул шәһиридә 2-нөвәтлик “дуня мусулман аяллири алий йиғини” чақирилди. Йиғинға тәклипкә бинаән 100 әтрапида уйғур аял иштирак қилған болуп, шаирә нурәла гөктүрк ханим “шәрқий түркистанда аял болуш вә көчүш” темисида доклат бәрди. Йиғинда парламент әзаси арзу әрдәм ханимму сөз қилип уйғур мәсилиси һәққидә тохталған.
1-2-Март күнлири истанбулдики титаник меһманханисида өткүзүлгән йиғинға малайшия, пакистан, иран вә оттура шәрқтики әрәб дөләтлиригә охшаш 27 әтрапида дөләттин аял инсан һәқлири паалийәтчилири, аммиви тәшкилат мәсуллири, аял зиялийлардин болуп 150 әтрапида киши иштирак қилған. Уйғур аяллириға вакалитән шаирә нурәла гөктүрк башчилиқида истанбулда туруватқан 100 әтрапида уйғур аялму бу йиғинға иштирак қилған болуп, нурәла гөктүрк ханим баян қилип өткән уйғур ханим-қизлириниң трагедийәси кишиләрни тәсирләндүргән. У, сөзини мундақ башлиған: “бу йиғинни уюштурған түркийә явро-асия истратегийә тәтқиқат мәркизигә, аллитурна аяллар җәмийитигә пүтүн шәрқий түркистанлиқларға вакалитән һөрмәт вә иһтирамимни билдүримән.”
Нурәла гөктүрк ханим өзиниң уйғур дияридин көчүп кәлгән көчмән аял болуш сүпити билән уйғур ханим-қизлириниң еғир вәзийитини аңлитишиниң зор болидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “шәрқий түркистандин көчүп кәлгән уйғур аял болуш сүпитим билән шәрқий түркистанлиқ аялларниң вәзийитини чүшәндүрүш бәкла қийин, чүнки бүгүн дуняда әң еғир вәзийәттә туруватқанлар шәрқий түркистанлиқлар. Бу залда көк байрақ тутуп олтурған уйғур аяллар йерим инсан һесаблиниду. Чүнки бу аялларниң уруқ-туғқанлири юртида, хитай һөкүмити йеқинлири билән алақилишишиқиму рухсәт қилмайду. Мән уларға вакалитән силәргә шәрқий түркистанни қисқичә тонуштурғандин кейин шәрқий түркистандики ханим-қизларниң еғир вәзийитини силәргә аңлитимән.”
Биз нурәла гөктүрк ханим билән йиғин һәққидә сөһбәт елип бардуқ. У, йиғинда уйғурларниң тарихи тоғрисида қисқичә мәлумат бәргәндин кейин уйғурларниң һазирқи вәзийити болупму, уйғур ханим қизлириниң еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәргәнликини баян қилди.
2-Нөвәтлик “дуня мусулман аяллар алий йиғини” ға аңлиғучи сүпитидә иштирак қилған дуня уйғур қурултийи ички ишлар комитети мудири һамит гөктүрк әпәнди тунҗи қетим бир аяллар йиғиниға 100 әтрапида уйғур аялниң иштирак қилғанлиқини баян қилди.
Мәзкур йиғинда сөз қилған истанбулдики йилдиз техника университети оқутқучиси профессор сулайман доған әпәнди вә йиғинда сөз қилған аммиви тәшкилат мәсуллири, инсан һәқлири паалийәтчилири вә парламент әзалириму қилған сөзидә уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида тохталған. Һамит гөктүрк әпәнди бу һәқтә бизгә мәлумат бәрди.
Йиғинда сөз қилған нурәла гөктүрк ханим бу хил йиғинларда уйғурларни тонуштурушниң зор әһмийәткә игә икәнликини, чүнки ислам дунясида уйғур мәсилисиниң таза яхши билинип кәтмәйдиғанлиқини баян қилди.
2-Нөвәтлик “дуня мусулман аяллири алий йиғини” ға қатнашқан таҗигүл ханим, йиғинниң яхши өткәнликини, уйғурлар тоғрисидики доклатниң аңлап тәсирләнгәнликини баян қилди.
Таҗигүл ханим өзиниң түркийәгә кәлгили 35 йил болғанлиқини, юртидики уруқ-туғқанлири билән алақилишәлмәйватқанлиқини баян қилди.
Биз мәзкур йиғинни уюштурған аллитурна аяллар җәмийити рәиси сонай ханимға телефон қилип мәлумат елишқа тиришқан болсақму, у, өзиниң йиғинда икәнликини илгири сүрүп зияритимизни қобул қилалмиди. Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда мәзкур җәмийәткә хитай әлчилики бесим ишләткән.
“дуня мусулман аяллири йиғини” аяллар аммиви тәшкилатлириниң иштирак қилиши билән икки йилда бир қетим өткүзүлидиған болуп, йиғинда ислам дунясидики мусулман аялларниң мәсилилири музакирә қилинидикән. Мәзкур йиғинниң 1-нөвәтлики 2016-йили малайшияда өткүзүлгән икән. Бу йил тунҗи қетим уйғур аяллириму иштирак қилған.