Тайланд сақчилири баңкок партлаш вәқәсигә четишлиқ ачқучлуқ гумандарларни из қоғлап тәкшүрмәктикән

Мухбиримиз әркин
2015.11.11
tayland-uyghur-musapir.jpg Тайландики уйғур мусапирлар туруватқан лагердин көрүнүш. 2014-Йили июн.
gokbayrak.com


Нөвәттә, бу йил 17 - авғуст баңкоктики ераван ибадәтханисида йүз бәргән партлаш вәқәсиниң четишлиқ даириси малайшияға кеңәйгән. “баңкок почта гезити” 9 - ноябир елан қилған хәвиридә, тайланд һөкүмитиниң йеқинда малайшияға бир тәкшүрүш гурупписи әвәткәнликини ашкарилиди.

Тайланд баш сақчи назарәтчиси генерал сучарт терасават Suchart Teerasawat башчилиқидики тәкшүрүш гурупписиниң вәзиписи 17 - авғуст ераван ибадәтханисиға бомба қойған гумандарниң из - дерикини қилишкән.

Тайланд мәркизи тәкшүрүш идарисидики бир муһим учур мәнбәси “баңкок почта гезити” гә бәргән учурида, бир бомбичи гумандарниң җәнубий тайланд чеграси арқилиқ малайшияға өтүп кәткәнлики байқалғанлиқини, у адәм 17 - авғуст күни “ераван ибадәтханисиға бомба қойған сериқ майкилиқ гумандаридәк қилидиғанлиқи” ни билдүргән.

17 - Авғуст йүз бәргән мәзкур вәқәдә 20 адәм өлгән, 120 дин артуқ адәм яриланған тайланд һөкүмити партлашни адәм бедиклиригә бағлиған. Вәқәни уларни өч елиш һәрикити, дәп көрсәткән иди. Хитай һөкүмити болса вәқәдә хәлқара террорлуқ гуруһларниң қоли барлиқи гуманлиқ, дегән.

Америка худсон институтиниң хитай мәсилилири тәтқиқатчиси доктор хән лйәнчав әпәндиниң көрситишичә, баңкоктики партлаш уйғур районида йүз бәргән зораванлиқ вәқәлиридин пәрқлиниду. Униң хәлқара арқа көрүнүши бар.

У мундақ деди: “тайландтики у вәқә наһайити ениқки, униңда қолланған партлитиш қорали иптидаий әмәс, у нисбәтән илғар нәрсә. У ислам дөлити ISIS вә башқа хәлқара террорлуқ гуруһлар бурун қолланған қорал вә усуллар билән охшап кетиду. Наһайити ениқки, бу униң хәлқара арқа көрүнүши барлиқини көрситиду.”

Лекин, түркийә истратегийәлик чүшәнчиләр тәтқиқат мәркизиниң хитай мәсилилири тәтқиқатчиси доктор әркин әкрәм, тайланд билән хитайниң партлашни террорлуққа башлимаслиқида, уларниң пәрқлиқ сәвәблириниң барлиқини билдүрди.

Әркин әкрәм мундақ деди: “хитай бу ишни бәк кеңәйтиветишни халимайду. Әгәр уйғурларниң зораванлиқ усул билән елип баридиған бундақ һәрикити күчийип кәтсә, у хитай үчүн пайдилиқ әмәс. Әмма ялғузла мушу ‛шәрқий түркистанчилар‚ ға қарши елип бериватқан сияситиниң тоғра болғанлиқини испатлап берәлисила болди.

Тайланд әмди хитайниң тәлипигә қарап һәрикәт қиливатиду, дәп ойлаймән. Бурун түркийәгә сүз бәргәчкә бир қисим балиларни түркийәгә әвәткән билән, әмма қолида қалғанларниң һәммини хитайға бәрди. Чүнки, тайланд дөлитиниң нурғун асаси әслиһәләр қурулуши бар, мәбләғ селишни күтүп туруватқан”

Тайланд һазирға қәдәр вәқәгә четишлиқ, дәп қаралған 17 адәм үстидин тутуш буйруқи чиқарған. Тутуш буйруқи чиқирилғанларниң ичидә уйғурлардин башқа, түрк, тайланд вә малайшия вәтәндашлириниң барлиқи мәлум.

Тутуш буйруқи чиқирилғанларниң бири, йолдиши түрк, тайландлиқ бир аял ванна суансан. Йәнә бири, од праюнвоң Odd Prayoonwong исимлик тайландлиқ әр. Тайланд һөкүмити праюнвоңни 17 - авғуст партлаш вәқәси вә 18 - авғусттики бомба қоюш вәқәсигә четишлиқ, дәп тутуш буйруқи чиқарған. Даириләр, праюнвоңни 2010 - йили йүз бәргән 2 қетимлиқ сиясий мәқсәтлик бомба һуҗумиға четишлиқ, дәп қарайдикән.

“баңкок почта гезити” ниң хәвири, ераван ибадәтханисиға бомба қойған ким? дегән мәсилигә йәнә соал қойди. Илгири тайланд һөкүмити бомбини гумандар адам қарадағ яки йәнә бир исми билән билал муһәммәтниң қойғанлиқини илгири сүргән.

Фирансийә агентлиқи сентәбирниң ахирқи күни бәргән хәвиридә, тайланд сақчилириниң билал муһәммәт билән ераван ибадәтханисиға бомба қойған, дәп қаралған гумандарниң охшаш бир адәм икәнликигә қанаәт һасил қилдуқ, дегәнликини билдүргән.

“баңкок почта гезити” 1 - өктәбир хәвиридә, билал муһәммәтниң 17 - авғуст ибадәтханиға бомба қойғанлиқини иқрар қилғанлиқини илгири сүрүп, билал муһәммәтниң адвокати чукарт канпайниң Chuchart Kanpai сөзини нәқил кәлтүргән. Канпай, “мән адам билән бүгүн әтигән бир саәт көрүштүм, у бомбини өзиниң қойғанлиқини иқрар қилди” дегән иди.

“баңкок почта гезити” сақчиларниң нишани бомбичиниң изини қоғлаш билән биргә, “ишан” исимлик йәнә бир гумандарға буралғанлиқи вә униң из дерикини қиливатқанлиқини билдүрди. Тайланд сақчилириниң илгири сүрүшичә, илгири мирәли йүсүп өзигә “ишан” ниң йолйоруқ бәргәнликини иқрар қилған.

Ө һазир тайланд һөкүмити тутуп туруватқан 2 уйғур тутқунниң бири, 25 яшлиқ мирәли йүсүп, 1 - сентәбир тайланд - камбоджа чеграсида қолға елинған. Бу йил 28 яшлиқ билал муһәммәт болса 29 - авғуст баңкок әтрапидики туралғусида тутқун қилинған иди.

Бу вәқә тайланд һөкүмити мәзкур әлгә қечип чиққан 109 нәпәр уйғур мусапирни хитайға қайтуруп берип узун өтмәй йүз бәргәчкә, бәзи ахбаратлар вәқәни уйғур мусапирлириниң өткүзүп берилиш мәсилисигә бағлиған.

Әмма доктор хән лйәнчавниң әпәндиниң қаришичә, партлашни уйғур мусапирлириға бағлашқа йетәрлик дәлил йоқ, дәйду.

У мундақ деди: “(уйғурларни) қайтуруш нурғун түркләр вә уйғурларниң һессиятиға азар бәрди. Униң бу һәрикитидә нурғун мәсилә бар. У б д т ниң алақидар қанун бәлгилимилиригә хилап. Әмма уйғурларни қайтуруп бериш билән партлаш вәқәсини биваситә бағлашқа һазирға қәдәр йетәрлик дәлил йоқ. Мән икки вәқәниң алақидар икәнликини көрүп йәтмидим. Дело инчикиләп тәкшүрүлүп, бир хуласә чиққанда андин биз униң мунасивитини биләләймиз.”

Лекин түркийә истратегийәлик чүшәнчиләр тәтқиқат мәркизидики доктор әркин әкрәмниң көрситишичә, бу вәқә уйғур мусапирлириниң әһвалини қийинлаштурувәткән. У, һазир түркийәниң уйғур мусапирлирини контрол қилишни күчәйткәнликини билдүрди.

У мундақ деди: “бу уйғур даваси “террорлуқ” билән четилип қалса, бу дәвағиму зиян болиду. Чүнки, хәлқара ундақ террорлуқ паалийәтлирини бәк қоллимайду. Уйғурниң даваси террорлуқ һәрикитигә четилип қалса, мәсилән, истанбулда тайланд консулханиси уруп - чеқишлар бу түркийәниң инавитигә зиян. Тайландтики партлиған бомбидинму охшаш мәнә чиқиду. Бир нәччә хитай өлди, хитай тайланд һөкүмитигә бесим ишлитәләйду. Мисалға, түркийә чеградин қечиватқанларниң һәммини тутуп солаватиду, һазир. Түркийәниң ичидә яшаватқан уйғурларни техиму чиң тәкшүрүшкә башлиди. Икки күндә бир сақчиға берип өзиниң исмини тизимлитип келиватиду. Бурун бундақ әһваллар йоқти.”

Тайланд сақчилири илгири баңкок партлаш вәқәсидики ачқучлуқ гумандарларниң бири, “ишан” ниң партлаш вәқәсидин бир күн бурун бенгалға кирип, у йәрдин түркийәгә кәткәнликини илгири сүргән. Бирақ, йәнә бир исми абдурахман абдусаттар дәп елан қилинған гумандарниң раст, түркийәгә кәткәнлики җәзимләшмигән иди.

Биз шу мунасивәт билән тайландниң вашингтонда турушлуқ әлчиханисиға телефон қилдуқ. Әмма әлчиханида һечким телефонимизни алмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.