Д у қ явропа иттипақиниң “бир бәлвағ бир йол” ға қарши пиланини “иҗабий йүзлиниш” дәп баһалиди
2018.05.09
Хитай һөкүмити уйғур аптоном районини түгүн қилған “бир бәлвағ бир йол” қурулушида явропа иттипақиниң қоллишиға еришишкә көп тиришқан болсиму, лекин бу қурулуш униң қоллишиға еришәлмәйла қалмай, бәлки тәнқидигә учрап кәлди.
Явропа ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, әмди явропа иттипақи хитайниң “бир бәлвағ бир йоли” ға қарши өзиниң таллаш характерлик қурулуш пиланини түзүп чиққан. Әмма бу һәқтики хәвәрләрдә, униң қурулуш пилан явропа комиссийәсиниң “явропа билән асияни туташтуруштики явропа иттипақи истратегийәси” сәрләвһилик доклатида оттуриға қоюлғанлиқи, бу доклатниң бу йил 10-айда явропа иттипақиниң рәсмий сияситигә айлинидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Явропа иттипақиға әза 28 дөләтниң хитайда турушлуқ баш әлчилири бу йил 4-айда бир доклат елан қилип, хитайниң “бир бәлвағ бир йол” пиланини әйиблигән. Германийә “хәнделсблат гезити” ниң 21-апрел бәргән хәвиридә, явропа иттипақ баш әлчилириниң “бир бәлвағ бир йол” пиланини тәнқидләп, бу қурулуш “пәқәт хитай карханилириға вә хитайниң мәнпәәтигила хизмәт қилиду, у явропа иттипақиниң әркин сода вә һоқуқ тәңпушлиқини алға сүрүш принсиплириға хилап” дегәнликини билдүргән иди.
Дуня уйғур қурултийиниң явропа иттипақида турушлуқ вакаләтчиси петер ирвең әпәнди чаршәнбә күни зияритимизни қобул қилип, явропа иттипақиниң “бир бәлвағ бир йол” ға қарши алтирнатип, йәни таллаш характерлик пиланини “иҗабий йүзлиниш” дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Петер ирвиң мундақ дәйду: “явропа иттипақиниң пиланиға 2-дуня урушидин кейин немә ишлар йүз бәрди?, дегән бу рамка ичидә қараш керәк. Бу дәврдә ғәрб мутләқ иқтисади һөкүмран орунда туратти. Бирақ йеқинқи 10-20 йил ичидә хитай баш көтүрүп чиқип, ғәрбкә иқтисадий, сода җәһәтләрдә хирис қилишқа башлиди. Мана әмди биз явропа иттипақиниң өз пиланини оттуриға қоюп, хитайниң тәсиригә тақабил турушқа мәҗбур болуватқанлиқини аңлаватимиз. Униң өз пиланини оттуриға қоюп, хитай һөкүмити вә хитай карханилириниң монополийәсигә қарши риқабәткә өтүшини бәлки бир иҗабий йүзлиниш, дәп қараймән.”
Хитай һөкүмитиниң оттура асия, оттура шәрқ, африқа, шәрқий явропа дөләтлирини қәрз билән тәминлиши, мәбләғ селиши, бу дөләтләрниң һалқилиқ ул әслиһәлирини һөддигә елип, өзиниң тәсирини кеңәйтиши, явропа иттипақиниң шәрқий явропадики әза дөләтлиригә сиңип кириши явропа иттипақини биарам қилишқа башлиған. явропа иттипақи баш әлчилириниң 4-айда елан қилған доклатида, бу “әһвалниң тәңпуңсиз һоқуқ тәқсиматини кәлтүрүп чиқирип, хитайниң сүйи‘истемал қилишиға йол ечиватқанлиқи” ни билдүргән иди.
Америкидики ню-йорк шәһәр университетиниң сиясий пәнләр профессори шя миң, явропа иттипақиниң “бир бәлвағ бир йол” ға қарши “өзиниң алтирнатип, йәни таллаш характерлик пиланини оттуриға қоюши униң ойғиниватқанлиқини көрситиду”, деди.
Шйе миң мундақ дәйду: “мән шуниңға ишинимәнки, явропа иттипақиниң ичидики пәрқ хитайға нурғун пурсәтләрни яритип бәрди. Лекин явропа иттипақи әмди өзиниң иқтисади мәнпәәтини, дәп узун мәзгил хитайниң явропаға сиңип кириши вә тәсирини кеңәйтишигә көз юмуп, сиясий җуғрапийә вә гео-истратегийәгә сәл қариғанлиқини тонуп йетишкә башлиди. Хитайниң дуня билән болған тоқунуши кәскинләшкән, болупму у дуняниң қиммәт қаришиға дүшмәнлик қиливатқан, русийәдә мустәбитлик хаһиши күчийип, хитай явро-асияда бир мустәбитлик оқ мәркизи шәкилләндүрүштә уриниватқан бир мәзгилдә ғәрб ойғинишқа башлиди. Биз буни явропа иттипақиниң юқириқидәк бәзи тиришчанлиқларни көрситиватқанлиқида көрәләймиз.”
Шя миң әпәндиниң илгири сүрүшичә, хитай өзиниң “бир бәлвағ бир йол” пиланини ишқа ашурушта иқтисадий пайда қоғлишипла қалмай, йәнә өзиниң қиммәт қаришини бу дөләтләргә кеңәйтишкә урунмақтаикән. Шя миң, йипәк йолидики дөләтләр хитай билән һәмкарлашса хитайниң юмшақ күч җәһәттики хирисиға дуч келидиғанлиқини билдүрди.
Шя миң мундақ дәйду: “хитай һазир өзиниң қиммәт қаришини, йәни бейҗиң модели яки бейҗиң ортақ тонушини тохтимай базарға селиватиду. У бу арқилиқ истибдатлиқ модели арқилиқму иқтисадни тәрәққий қилдурғили болиду, дәп қаримақта. Лекин бу йәрдики истибдатлиқ түзүлмиси ноқул бир түзүлмә мәсилиси әмәс. Бу диний етиқад, мәдәнийәт, кишилик әркинликкә зәрбә бериш дегәндәк бир қатар мәсилиләрни өз ичигә алиду. Оттура шәрқтики дөләтләр диний етиқади қоюқ мусулман дөләтләр. Әгәр биз хитай һөкүмитиниң диний етиқад әркинликигә зәрбә бериватқанлиқиға қарисақ, дунядики һечқандақ бир дөләтниң һөкүмити униңдәк рәһимсизлик билән зәрә бериватқанлиқини көрмәймиз. Шуңа, нурғун дөләтләр хитай билән һәмкарлашса, униң юмшақ күчи билән мунасивәт қилишта нурғун хирисларға учрайдиғанлиқини һес қиливатқан болса керәк, дәп ойлаймән”.
Дуня уйғур қурултийи хитайниң “бир бәлвағ бир йол” пиланиға изчил қарши туруп кәлгән тәшкилатлириниң бири. Мәзкур тәшкилатниң вакаләтчиси петер ирвең чаршәнбә күни уйғур тәшкилатлириниң немә үчүн “бир бәлвағ бир йол” пиланиға қарши туридиғанлиқини чүшәндүрүп, униң нәтиҗисигә қарайдиғанлиқи, бундақ қурулушларниң даим уйғурларға ғайәт зор изтирапларни елип кәлгәнликини билдүрди.
Петер ервиң: “нурғун уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң буниңға охшаш қурулушларға қарши чиқиш сәвибигә кәлсәк, улар бу қурулушларниң өзигә қарши әмәс. Бәлки униң елип келидиған нәтиҗиси вә бурун немә ишларниң болғанлиқиға қарайду. Улар 1990-йилларниң башлиридики ғәрбий-шимални ечиш һәрикити, 2000-йиллардики ғәрбкә йүрүш қилиш һәрикити, 2012 вә 2014-йиллиридики шинҗаң хизмәт йиғинини көрди. Бу һәрикәтләрниң хәлқләрни иттипақлаштуридиғанлиқи, уйғурларни кишилик һоқуқ җәһәттила әмәс, иқтисади сиясий җәһәтләрдә күчәйтидиғанлиқи тәкитлинип, уларға нурғун вәдиләр берилди. Әмма буниң нәтиҗиси хитай көчмәнлириниң зор көләмдә көчүп келиши сәвәблик уйғурларни болупму җәнубтики уйғурларни еғир изтирапларға дучар қилди” деди.
Явропа комиссийәсиниң йеқинда елан қилиң “явропа билән асияни туташтуруштики явропа иттипақи истратегийәси” сәрләвһилик доклатида, хитайни исми тилға елинмиған болсиму, лекин униңда “икки тәрәплимилик қурулуш пиланлириниң тез көпийиши муһит, иҗтимаий вә хамчот муқимлиқи мәсилилиридики әндишиләрни пәйда қиливатқанлиқи” әскәртилип, вақитниң өтиши билән “бу қурулушларниң явро-асиядики дөләтләрниң аҗизлиқиға айлинидиғанлиқи” тәкитләнгән.
Йеқинда хәлқара пул фонди тәшкилатиниң рәиси кристин лагарде “йипәк йоли” бойидики дөләтләрни агаһландуруп, бу дөләтләрниң хитай бәргән қәрз пулни қайтуруш күчи чәклик икәнлики, уларниң хитайға қәрзгә боғулуп қелип, игилик һоқуқини йоқитип қоюши мумкинликини билдүргән иди.