Чәтәлдики уйғур яш: “вәтәнгә кетимән”
2015.11.30
Йеқинқи йилларда, болупму 2009-йили 5-июл вәқәсидин кейин, чәтәлләргә чиқиватқан уйғур яшлириниң сани илгирики йилларға қариғанда бирдинла көпәйгәнлики ейтилмақта, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур тәшкилатлириниң доклатлири вә радийомизға уйғурлардин кәлгән инкасларға қариғанда, буниңға ата-аниларниң җәмийәт бихәтәрликигә ишәнмәслики, балиларниң кейинки тәқдиригә болған әндишилири асаслиқ сәвәб болған.
Ата, аниси шу нийәттә бир амалларни издәп чәтәлләргә чиқарған, 6 йилдин буян шиветсийидә яшаватқан бир уйғур яш нам шәрипини ашкарилимаслиқ шәрти билән, өзиниң йеқинда үрүмчигә барғандин кейин көргән вә һес қилғанлирини баян қилди вә чәтәлдики әркинликниң өзигә кимликини тонуш пурсити бәргәнликини вә йеқиндики вәтән зияритидин кейин “яхши билим игиләп вәтәнгә чоқум қайтип кетимән” дегән қарарға кәлгәнликини билдүрди.
Юқиридики улиништин, бу уйғур яш билән мухбиримиз гүлчеһрәниң өткүзгән сөһбитигә иштирак қилғайсиз.