Вашингтонда 1985 - йилидики уйғур оқуғучилар һәрикитиниң 30 йиллиқи дағдуғилиқ хатириләнди

Мухбиримиз қутлан
2015.12.20
amerika-uyghurlar-1985-oqughuchilar-herkiti-2015-2.jpg Рабийә қадир ханим 1985 - йилидики 12 - декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң 3 нәпәр йетәкчиси - нурмуһәммәт мусабай, мәмәт тохти вә турсун нурдунларға хатирә буюм тәқдим қилмақта
Qutlan/RFA

Бу йил 1985 - йилидики 12 - декабир уйғур оқуғучилар һәрикитигә 30 йил болди.

Бу мунасивәт билән 19 - декабир кәч саәт 18:00 дә вашиңтонға қошна виргинийә шитатиниң файирфакс районида америкидики уйғур җамаити бир йәргә җәм болуп, 1985 - йилидики 12 - декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң 30 йиллиқини дағдуғилиқ хатирилиди.

Хатириләш паалийитини рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи тәшкиллиди. Паалийәткә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси өмәр қанат риясәтчилик қилди.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә ханим ечилиш нутқи сөзләп 1985 - йилидики 12 - декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң уйғур һазирқи заман тарихидики дәвр бөлгүч әһмийитини алаһидә тәкитлиди.

Рабийә ханим сөзидә йәнә әйни чағдики уйғур оқуғучилар һәрикитиниң йетәкчилиригә шундақла бу һәрикәткә қатнашқан барлиқ намсиз шәхсләргә чоңқур еһтирамини билдүрди.

Паалийәт давамида 1985 - йилидики уйғур оқуғучилар намайишини тәшкилләштә муһим рол ойниған, һазир америка вә канадада яшаватқан 3 нәпәр шаһит айрим - айрим сөз қилди.

12 - Декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң йетәкчилиридин бири, шундақла нөвәттә дуня уйғур қурултийиниң баш катиплиқ вәзиписини өтәватқан нурмуһәммәт мусабай сөз қилип йиғин қатнашчилириға мәзкур һәрикәт һәққидә әслимә бәрди.

Униң буниңдин 30 йил бурунқи апақ қар ләпилдәп йеғиватқан үрүмчи кочилирида 10 нәччә миң уйғур оқуғучиниң баравәрлик, демократийә вә миллий һоқуқ йолида елип барған һәйвәтлик намайиши һәққидики баянлири йиғин қатнашчилирини күчлүк һаяҗанға салди.

Нурмуһәммәт мусабай йәнә 12 - декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң қозғилиш сәвәблири, пүткүл намайиш җәряни, намайишта оттуриға қойған тәләпләр һәмдә оқуғучилар вәкиллириниң уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәтниң йоқири дәриҗилик әмәлдарлири билән өткүзгән сөһбити һәққидә чүшәнчә бәрди.

Арқидин мәзкур һәрикәтниң тәшкиллигүчилиридин бири, дуня уйғур қурултийиниң сабиқ муавин рәиси мәмәт тохти әпәнди сөз қилди. У сөзидә буниңдин 30 йил бурунқи уйғур оқуғучилар һәрикитигә қатнашқан, нөвәттә вәтән ичи вә сиртида яшаватқан барлиқ кишиләргә чоңқур еһтирам билдүрди.

Мәмәт тохти йәнә 1985 - йилидики уйғур оқуғучилар һәрикитиниң мәйли әйни вақиттики дуня коммунизм лагерида болсун яки коммунист хитай миқясида болсун демократийә йолида елип берилған әң балдурқи оқуғучилар һәрикити икәнликини алаһидә тәкитлиди.

Ахирида 1985 - йилидики уйғур оқуғучилар һәрикитиниң йәнә бир тәшкиллигүчиси, һазир канадада яшватқан турсун нурдун әпәнди сөз қилип, бүгүнки яшлардин күтидиған үмидини оттуриға қойди.

Паалийәт давамида йәнә әйни вақиттики 12 - декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң башқа бир қисим қатнашчилири, шаһитлири арқа - арқидин сөз қилди. Улар, америкида яшаватқан уйғур яшлириға 1980 - йиллардики уйғур яшлириниң җәңгивар роһини йәткүзди.

Мәлумки, 1985 - йилидики 12 - декабир оқуғучилар намайиши уйғур һазирқи заман тарихидики көлими зор, тәсири чоңқур болған шундақла пүткүл коммунизм лагери вә хитай миқясидики әң балдурқи оқуғучилар һәрикити һесаблиниду.

Бу намайиш шинҗаң университетиниң уйғур оқуғучилирини асас қилған һалда үрүмчидики бирқанчилиған университәтләргә кеңәйгән. Оқуғучилар уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәткә демократик сайлам һоқуқиға капаләтлик қилиш, һәқиқий аптономийә һоқуқини бериш, хитай көчмәнлирини уйғур райониға йөткәшни тохтитиш, районда ядро синиқи елип беришни чәкләш, уйғур вә башқа йәрлик милләтләргә йүргүзүлгән пиланлиқ туғут сияситини бикар қилиш һәмдә миллий маарипни һәқиқий тәрәққий қилдуруш қатарлиқ 6 чоң тәләпни сунған. Даириләр ахирида амалсиз оқуғучилар вәкиллири билән сөһбәт өткүзүшкә мәҗбур болған. Гәрчә 12 - декабир уйғур оқуғучилар һәрикитидә оттуриға қоюлған тәләпләр хитай һөкүмити тәрипидин ишқа ашурулмиған болсиму, лекин шуниңдин кейинки уйғур миллий һоқуқ һәрикәтлиригә чоңқур тәсир көрсәткән.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.