Қазақистан диний әсәбийлик вә террорчилиққа қарши туруш программиси тәйярлимақчи

Қазақистан президентиниң рәсмий торида елан қилинған хәвәрләргә қариғанда, 30-январда нурсултан назарбайеф һоқуқ қоғдаш органлириниң рәһбәрлири билән мәҗлис өткүзгән.
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2013.01.31
qazaqistan-saylam.jpg Сайлиғучилар авазлириниң 95% игә игә болған қазақистан президенти нурсултан назарбайеф өзини қоллиғучиларға рәһмитини билдүрди. 2011-Йили 4-апрел.
AFP

Мәҗлис давамида баш прокурор а. Даулбайеф, ички ишлар министири к. Қасимоф, иқтисади җинайәт вә парихорлуққа қарши күрәш қилиш агентлиқниң рәиси р.Түсүпбекоф вә алий сот рәиси б. Бекназарофларниң доклатлири тиңшалған болуп, улар мәмликәт рәһбиригә һесабат бәргән һәм бу саһәләрдә ислаһат йүргүзүш бойичә бир қатар вәзипиләрни айдиңлаштурған. Мәмликәт рәһбири мәзкур ислаһатниң муһимлиқини тәкитләп, уларға ениқ вәзипиләрни йүклиди. У мундақ деди:
“мениң тапшурмам билән һазир диний әсәбийлик вә террорчилиққа қарши туруш бойичә дөләт программиси ишләп тәйярланмақта. Уни пәқәт диний әсәбийлик вә террорчилиқ хәвпигә мунасивәтлик мәсилигила мәркәзләштүрүшни тоғра көрмәймән. У бәш-алтә йилға мөлчәрләнгән юқири дәриҗидики әмәлий һөҗҗәт болуши зөрүр. Террорлуққа қарши һәрикәт сапасиниң баш өлчими - террорлуқ һәрикәтләрниң болмаслиқидур.”

Шу мунасивәт билән йәрлик аммиви ахбарат васитилиридә мақалиләр елан қилинмақта. “тенгри нюс” тор бетидә бесилған “қазақистан мәмликәт ичидики вәзийәтни турақлаштурушта армийидин пайдилинилиши мумкин” намлиқ мақалидә президентниң мәмликәт һәрбий күчлиригә бар имканийәтләрдин пайдилинишни тапшурғанлиқи ейтилған. Мақалидә ейтилишичә, президент ташқиридин келиватқан хәтәрлик вәзийәтни һесабқа алған һалда, дөләт, җәмийәт вә пуқраларниң бихәтәрликини тәминләштә һәрбий күчләрниң ролини күчәйтишниң муһимлиқини тәкитлигән. Мәмликәт рәһбири мудапиә министирлиқиға қазақистанниң ички вәзийитини турақсизландуруш урунушлириға қарши туруш үчүн мумкин болған барлиқ имканийәтләрдин пайдилинишни тапшурди.

Н.Назарбайеф шундақла барлиқ һоқуқ қоғдаш органлириниң бир ай мабәйнидә кеңәйтилгән мәҗлисләрни өткүзүш арқилиқ һәр бир саһәниң ениқ вәзипилирини бәлгиләп чиқишни, биваситә қазақистан пуқралириниң һоқуқ вә мәнпәәтлирини көзләйдиған йеңи һоқуқ қоғдаш системисиниң барлиқ йөнилишлирини бәлгиләшни оттуриға қойған. У әдлийә министирлиқини, “нур отун” хәлқ демократик партийиси һәм униң парламент мәҗлисидики бөлүмчилирини, шундақла мәдәнийәт вә ахбарат министирлиқини бу ишқа җәлп қилиш арқилиқ җәмийәттә һәр қандақ бир бузғунчилиқ һәрикәтлиригә қарши туруш муһитини шәкилләндүрүшкә чақирди. Президент чегра хизмитини раваҗландуруш һәм 2020-йилғичә дөләт чеграсини нормаллаштуруш тәклипиниму бәрди.

Әмди мәзкур тор бәттә елан қилинған ренат ташқинбайефниң “қазақистан җумһурийитиниң баш прокурори террорчилиқ билән күришиштә күч қолланғучи органларниң тәйярлиқиниң начарлиқини тәкитлиди” дегән мақалисидә ейтилишичә, баш прокурор асхат даулбайеф кейинки вақитларда мәмликәттә йүз бәргән террорлуқ һәрикәтлириниң алдини елишта һәм уларни уҗуқтурушта һоқуқ қоғдаш органлириниң қабилийәтсизликини иқрар қилған. У әһвалниң мундақ болушини, биринчидин, һоқуқ қоғдаш органлирида аналитикилиқ һәм тез һәрикәт қилиш иқтидариниң йоқлуқи, иккинчидин, хадимларниң кәспий тәйярлиқиниң төвәнлики, үчинчидин, материяллиқ вә техникилиқ тәминлинишниң хәлқара тәләпләргә мас кәлмәслики билән бағлаштурған.

У шундақла диний әсәбийлик вә террорчилиқта әйиблинип сотланғанларни, кейинирәк башқиму барлиқ сотланғанларни камерда тутуш лазимлиқини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.