Хитай долқун әйсаниң мәккидики йиғинға қатнишишиға наразилиқ билдүргән

Мухбиримиз әркин тарим
2015.02.27
dolqun-eysa-mekke-yighin.jpg Долқун әйса әпәнди мәккидики “хәлқара террорлуққа қарши туруш йиғини”ға қатнашмақта
RFA/Erkin Tarim

Хитай һөкүмити д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәндиниң мәккидә чақирилған “хәлқара террорлуққа қарши туруш йиғини”ға тәклип қилинғанлиқи үчүн, сәуди әрәбистан һөкүмити билән “рабитул аләмин ислам”, йәни дуня ислам тәшкилатиға наразилиқ билдүргән. Долқун әйса йиғинниң иккинчи күнидин етибарән сәуди истихбарат хадимлири тәрипидин тәқибгә учриған. Сәуди әрәбистан телефон ширкити долқун әйсаниң телефон номурини, интернет ишлитишини бикар қилған, сәуди истихбарат хадимлири 24 саәт долқун әйса әпәнди туруватқан меһманханидики өйниң алдида поста турған.

Бу ишлардин биарам болған долқун әйса әпәнди әһвални дәрһал германийә ташқи ишлар министирлиқи билән германийә консулханисиға билдүргән. Долқун әйса әпәнди 27-феврал әтигән сәуди әрәбистан җасуслириниң тәқиби астида җиддә айродромидин айрилған. Биз бу һәқтә мәлумат игиләш үчүн долқун әйса әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

У, өзиниң сәуди әрәбистанниң йеңи тәхткә чиққан падишаһи салман бин абдуләзиз әлсуудиниң тәклипигә бинаән 2-айниң 21-күнидин 24-күнигичә сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридә чақирилған “хәлқара террорлуққа қарши туруш йиғини”ға қатнашқанлиқини, йиғинниң ечилиш мурасимида җиддә шәһиридә турушлуқ хитай баш консули әнвәрниң өзини көрүп қалғанлиқини, буниңдин узун өтмәйла сәуди әрәбистан хәвпсизлик хадимлириниң өзини биарам қилишқа башлиғанлиқини ейтти. У, өзиниң д у қ намидин хитайниң уйғурларға елип бериватқан дөләт террорини паш қилиш үчүн барғанлиқини, әпсуски хитай һөкүмитиниң номус қилмастин өзини террорчи дәп әйибләп сәуди һөкүмитигә наразилиқ билдүргәнликини, буниң уйғурлар елип бериватқан күрәшниң һәқлиқ дәва икәнликини йәнә бир қетим испатлап бәргәнликини ейтти.

Мәзкур йиғин 2-айниң 21-күнидин 24-күнигичә мәккидә ечилған болуп, йиғинға 80 дөләттин кәлгән ислам өлималири, мутәхәссисләр, тәтқиқатчилар, алимлар, хәлқаралиқ тәшкилатларниң вәкиллиридин болуп 400 әтрапида киши қатнашқан. Йиғинға уйғурларға вакалитән д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәнди, америка уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси, адвокат нури түркәл әпәнди, қазақистандин ширәли әпәнди, сәуди әрәбистандин мәмәт йүсүп әпәнди, финландийәдин мәмәтәли әпәнди вә австралийәдин абдусалам әпәндиләр қатнашқан.

Уйғур вәкилләр гуруппа йиғинлирида сөз қилип, вәкилләргә уйғурлар һазир дучар болуватқан диний бесимлар вә хитайниң уйғурларға елип бериватқан диний, сиясий террорлуқи һәққидә мәлумат бәргән. Булардин сирт, йиғин әһлигә дуня уйғур қурултийи тәйярлиған хитайниң 2014-йиллиқ инсан һоқуқлири дәпсәндичилики һәққидики доклатни тарқитип бәргән. Долқун әйса әпәндиниң ейтишичә, уйғур вәкилләр бу йиғинда көзлигән мәқситигә йәткән.

Долқун әйса әпәнди 2003-йили 12-айда хитай һөкүмити тәрипидин террорчи дәп елан қилинған болуп, һазирғичә корейә, тәйвән, түркийә вә америка қатарлиқ дөләтләр уни айродромидин қайтурувәткән иди. Америка икки йил бурун долқун әйса әпәндини чеградин киргүзүшкә башлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.