Долқун әйсаниң һиндистанға бериши хитайниң наразилиқини қозғиди
2016.04.23
Долқун әйсаниң һиндистанда чақирилидиған хитай бесими астидики милләтләрниң кишилик һәқ - һоқуқлири темисидики йиғинға қатнашмақчи болғанлиқи хитайниң наразилиқини қозғиди.
Бир қисим хәлқара мәтбуатлар икки күндин буян д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйсаниң һиндистанниң дарамсалада чақирилмақчи болған йиғинға қатнишишиға хитай һөкүмитиниң нарази болғанлиқини илгири сүрмәктә.
Бу йиғинни әслидә мәркизи вашингтонда болған хитайдики пуқралар күчи тәшкилати тәшкиллигән болуп, 4 - айниң 28 - күнидин 5 - айниң 1 - күнигә қәдәр давамлишидиған бу йиғинға тибәт сәргәрдан һөкүмити саһибханилиқ қилидикән. Тибәтликләрниң роһаний даһийси далай ламаму йиғинға қатнишидикән.
Йиғинға уйғур, тибәт, ички моңғул, тәйвән, хоңкуң, авмен қатарлиқ районларниң вәкиллири һәмдә хитай демократлири, фалунгоңчиларниң қатнишиши пиланланған. Долқун әйсаму тәклипкә бинаән уйғур вәкиллири қатарида һиндистанға беришниң виза рәсмийәтлирини беҗирип болған. Әмма бу хәвәр хитай тәрәпкә билинип, уларниң җиддий қаришиға сәвәб болған.
Долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохтилип, һиндистан һөкүмитиниң виза бәргәнликини, әмма һиндистан ташқи ишлар министирлиқиниң бихәтәрлик мәсилисидә техи җаваб бәрмигәнликини тилға алди.
Бирақ, 21 - апрел күни хитай ташқи ишлар баянатчиси хуа чүнйиң инкас билдүрүп, долқун әйсаниң һиндистанға кирип бу йиғинға қатнишишини мувапиқ көрмәйдиғанлиқини, униң хәлқара сақчидин қизил тутуш буйруқи чиқирилған шәхс икәнликини, уни сотқа тапшуруш керәкликини тәкитлигән.
Униң инкаси, бейҗиңда һиндистан - хитай чегра мәсилиси сөһбити елип берилған бир вақитқа тоғра кәлгән. Долқун әйса әпәнди, хитай ташқи ишлар баянатчисиниң инкасида йеңилиқ йоқлуқини, охшаш мәзмундики баянатни охшимиған муқамда изчил тәкрарлаватқанлиқини ейтти.
Уйғур сиясий затлиридин әркин алиптекин әпәнди, дарамсалада чақирилидиған бу қетимқи көп тәрәп бирләшмә йиғиниға қатнишишниң уйғурлар үчүн әһмийәтлик бир иш болидиғанлиқини әскәртип, әгәр долқун әйсаниң һиндистандики бихәтәрлики капаләткә игә болмиған тәқдирдә, бу йиғинға башқа уйғурларниң қатнишишиниң пайдилиқ болидиғанлиқини тәвсийә қилди.
“һиндстан вақт гезити” қатарлиқ мәтбуатлардики хәвәрләрдә, һиндистан һөкүмитиниң хитай “террорчи” дәп җакарлиған долқун әйсаниң бу йиғинға қатнишишиға иҗазәт қилишини, әйни чағда һиндистан һөкүмити террорчи дәп елан қилған пакистанлиқ мәвланә мәсуд әзһәрниң террор тизимликигә киришигә хитайниң қарши чиққанлиқиға берилгән җаваб тәриқисидә шәрһлимәктә.
Шуниң билән биргә, әгәр долқун әйса мәсилиси түпәйли һиндистан - хитай оттурисида көңүлсизлик пәйда болса, буниң йеқинда чақирилидиған русийә, хитай, һиндистан оттурисидики террорға ортақ қарши туруш йиғиниғиму тәсир көрситиши мумкинлики илгири сүрүлмәктә.
Долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохтилип, һиндистан һөкүмитиниң демократик бир әл икәнликини, хитай бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини, һиндистанниң уйғурларға иҗабий көз қарашта қарайдиғанлиқини, бирақ дөләтләр ара мунасивәтләрдә һәрқачан башқиларни қурбан қиливетиштәк трагедийилик һадисиләрниң йүз беридиғанлиқини әскәртти.
Уйғур сиясий көзәткүчилиридин пәрһат муһәммиди әпәндиму бу тоғрисида ипадә билдүрүп, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң муһаҗирәттә елип бериватқан сиясий вә дипломатик паалийәтлиридин барғансери биарам болуватқанлиқини баян қилди.
Долқун әйса әпәнди зияритимиз хатимисидә, хитайниң өзигә қарши күчләрни бесиқтуруш үчүн қолидин келидиған барлиқ васитиләргә мураҗиәт қиливатқанлиқини, өзиниңму чәтәлдә туруп хитайниң зиянкәшликигә учраватқан кишиләрниң бири икәнликини әскәртти.