Д у қ баш катипи долқун әйса “хитайниң бир бәлвағ, бир йол пиланиниң пайдисиз тәсири” намлиқ йиғинға қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.08.11
Dolkun-Eysa-1belwagh-1yolgha-qarshi-yighinda.jpg Д у қ баш катипи долқун әйса “хитайниң бир бәлвағ, бир йол пиланиниң пайдисиз тәсири” намлиқ йиғинда. 2017-Йили 11-авғуст.
RFA/Ekrem
8-Айниң 11-күни берлинда “хитайниң бир бәлвағ, бир йол пилани вә униң бәлуҗиларға вә районға болған пайдисиз тәсири” намлиқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.


Қәшқәрдин гвадар портиғичә болған таш йол, төмүр йол, газ туруба йоли вә електр әслиһәлиригә хитай һөкүмити илгири 50 милярд долларға йеқин мәбләғ салидиғанлиқини ашкарилиған иди. “хитай-пакистан иқтисадий каридори” ниң җан томури саналған бу районда уйғурлар, бәлуҗилар вә синдһлар яшайду. Бу қурулуш хитай рәиси ши җинпиң тилға алған “бир бәлвағ, бир йол” истратегийисиниң бир бөлики болуп, мутәхәссисләр хитайдин таки явропағичә тутишидиған “йеңи йипәк йоли” намидики бу пиланниң башлиниш нуқтисидила бир талай зиддийәтниң мәвҗутлуқини илгири сүрмәктә иди. Бу зиддийәтниң түгүнидики милләтләрниң бири бәлуҗилар, йәни балучистанлиқлардур. 

Д у қ баш катипи, вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң муавин рәиси долқун әйса әпәнди 8-айниң 11-күни германийә пайтәхти берлин шәһиридә өткүзүлгән “хитайниң бир бәлвағ, бир йол пилани вә униң балучларға һәм бу районға болған пайдисиз тәсири” намлиқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғиниға тәклип билән қатнишип, “хитайниң бир бәлвағ, бир йол пиланиниң маһийити вә униң шәрқий түркистанға болған тәсири” темисида доклат тәқдим қилған. 

Мәзкур йиғинни мәркизи лондонда болған “белуҗи миллий һәрикити” тәшкилати уюштурған болуп, тәшкилатниң 7-айниң 21-күни елан қилған бу йиғин һәққидики уқтурушида “йиғинниң мәқсити, хитайниң импириялистик күнтәртипигә аит мәсилиләрни муһакимә қилиш, ишғал астидики балучистан вә у учраватқан бесимларға қарши күрәш қилиш, шундақла хитай импириялистлириниң ‛бир бәлвағ, бир йол‚ пиланиниң сәлбий ақивәтлирини дуняға ашкарилаштин ибарәттур” дейилгән. 

Уқтурушта йәнә, “хитай-пакистан иқтисадий каридори пилани” имзаланғандин кейин, балучистанда қанлиқ һәрбий һәрикәтләрниң көпәйгәнлики вә һелиму давамлишиватқанлиқи, пакистан қуруқлуқ армийиси вә һава армийисиниң техиму җиддий һәрикәтлири сәвәблик, бу иқтисадий каридур линийисидики көплигән йеза-қишлақ вә шәһәрләр аһалисиниң көчүшкә мәҗбурлинип, нурғунлиған инсанниң балучистан вә синдһниң башқа районлириға көчүштәк вәйранчилиқларға учраватқанлиқи” баян қилинған. Шуниң билән биргә, “нурғунлиған бәлуҗиларниң тутуп кетилип ғайиб болғанлиқи, йәнә нурғунлиған инсанниң пакистан армийиси тәрипидин өлтүрүлгәнлики” әскәртилгән. 

Мәлум болғинидәк, бәлуҗиларниң вәтини болған балучистан болса пакистандики иран билән афғанистанға туташқан истратегийилик орни муһим бир район. Пакистандики 4 чоң өлкиниң бири болған балучистанлиқлар 13 милйон номусқа игә. Бәлуҗилар узун йиллардин буян пакистан һөкүмитиниң сияситидин нарази болуп, мустәқиллиқ тәрәпдарлириниң қаршилиқ һәрикәтлири һазирға қәдәр давамлашмақта. 

Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди бу йиғинда сөз қилғанда, хитайниң “бир бәлвағ, бир йол” истратегийисиниң мустәмликичиликни арқа көрүнүш қилғанлиқини оттуриға қойған.

Мәтбуатларда баян қилинишичә, хитайниң ирандин алидиған нефит мәһсулати балучистанниң гвадар портидин өтүп, шаңхәйгичә йәткүзүлиду. Хитайниң 60% нефит еһтияҗини қамдайдиған тошуш муәссәсилири муқәррәр бесип өтүши лазим болған гвадар портиниң башқуруш һоқуқи 2002-йилидин етибарән хитайниң қолиға өтүп кәткән. Бәлуҗилар буниңдин нәп көрмигән.

“бәлуҗи миллий һәрикити” тәшкилати баянатчисиниң очуқлимисиға асасланғанда, гвадар порти вә униң әтрапидики дашт, бал нәгвар, гомази қатарлиқ җайларда пакистан армийисиниң вәһший қирғинчилиқи йүз бәргән. Шундақла шаһрак, шапук, һошаб, тиҗабан, баалгатар, пароом, аваран, вашук вә кһаран қатарлиқ районлар аллиқачан һәрбий газармиға айлинип кәткән. Бу йәрләргә әскирий тәкшүрүш понкитлири, миңлиған һәрбийләр җайлашқан болуп, буларниң зораванлиқи сәвәблик 300 миңдин артуқ йәрлик аһалә мәҗбурий тарқақлаштурулған. Бәлуҗиларниң мәқсити, юқириқи пакитлар арқилиқ хитай вә пакистан күчлириниң бу иқтисадий каридор сәвәблик белуҗи хәлқигә селиватқан зиянкәшликлирини дуня җамаитигә билдүрүш, хитайниң “бир бәлвағ бир йол” пиланиниң сәлбий ақивәтлири үстидин шикайәт қилиш болған. 

Долқун әйса әпәнди, ахирқи бир-икки йилдин буян бәлуҗиларниң б д т вә явропа парламентида хитайниң “бир бәлвағ, бир йол” сияситигә қарши паалийәтлирини қанат яйдуруп кәлгәнликини тилға алди. У сөзидә, бәлуҗилар, синдһлар вә пакистандики башқа милләтләрниң уйғурларға охшаш тәқдиргә дуч келиватқанлиқини әскәртти. 

Мәлумки, балучистанға қошна болған синдһларниң нопуси 56 милйон болуп, буларму йиллардин буян пакистан һөкүмитигә қарши исянлар қилип кәлгән. Синдһларниң әндишисигиму хитай мустәмликисиниң тәһдити сәвәб болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.