Дуня уйғур қурултейиниң уюштуруши билән истанбулда йиғин ечилди

Ихтияри мухбиримиз арслан
2018.03.26
duq-istanbul-yighin Д у қ ниң истанбулда ачқан йиғинидин бир көрүнүш. 2018-Йили 24-март
RFA/Arslan

 

Дуня уйғур қурултейи 25-март күни истанбулда йишин уюштурди. Йиғинға түркийәдики һәр қайсий шәрқий түркситан тәшкилатларниң рәһбәрлири, уйғур пишқәдәмлири, түрк тәтқиқатчилар, язғучилар, мухбирлар вә бир қисим җәмийәтләрниң вәкиллири болуп 100 гә йеқин киши қатнашти.
Йиғинда сабиқ парламент әзалири, язғучи-тәтқиқатчилар вә иҗтимаий тәшкилатлар рәһбәрлири сөз қилип, уйғур мәсилиси вә дуня уйғур қурултейиниң қилишқа тегишлик хизмәт-паалийәтлири тоғрисида муһим тәклипләрни оттуриға қойди.
Йиғин қуран кәрим тилавити билән башланди. Йиғинға дуня уйғур қурултейи ички ишлар комтетиниң рәиси һамидхан гөктүрк риясәтчилик қилди. Дуня уйғур қурултейиниң муавин рәиси, доктур әркин әкрәм сөз қилип, дуня уйғур қурултейиниң тәшкилий қурулмиси вә тәшкилатниң хәлқарадики орни вә ролини чүшәндүрүп өтти.
Йиғинда йәнә дуня уйғур қурултейи иҗраийә комтетиниң рәиси өмәр қанат әпәнди сөз қилип, дуня уйғур қурултейиниң ғәрб әллиридә елип бериватқан хизмәт-паалийәтлири тоғрисида доклат бәрди.
Арилиқта дуня уйғур қурултейиниң рәиси долқун әйса әпәнди синалғу көрүнүши арқилиқ йиғинға қатнашқучиларға сөз қилди вә өзиниң бу йиғинға қатнишишни арзу қилған болсиму, түркийигә кириши чәкләнгәнлики үчүн қатнишалмиғанлиқидин әпсуслинидиғанлиқини ипадилиди.
Йиғинда йәнә дуня уйғур қурултейиниң сабиқ рәислиридин әнвәрҗан әпәнди, уйғурларниң әң адди һәқ-һоқуқлириму хитай даирлири тәрипидин дәпсәндә қилиниватқанлиқини билдүрүп мундақ деди: “шәрқий түркситанда өз вәтәндилиридә инсандәк яшаш һәқ-һоқуқлирини тәләп қилғанларниң һәммиси я өлтүрилиду, яки түрмигә ташлиниду яки "йепиқ тәрбийләш мәркизи" намдики җаза лагирлириға әвәтилиду. Һәтта уйғур хәлқиниң виҗдани болған илһам тохтиға охшаш мәсилини хитай асасий қануниға йезилған аптонумийә қанунлириға асасән һәл қилиш чарисини издигән кишиму бөлгүнчлик билән әйиплинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди вә пүтүн дуня бу әһвалға сүкүттә турди.”
Румели универстетиниң ректори, профессур салиһ айнурал әпәнди сөз қилип, дуня уйғур қурултейиниң нөвәттә қилишқа тегишлик муһим хизмәтлиридин бириниң шәрқий түркистанға мунасивәтлик сенарийә йезиш, филим ишләш керәкликини, шуниң үчүн қисқа вақит ичидә уйғурлардин көплигән тәтқиқатчи, мухбир, режиссур, сиясәтчи  мутәхәсисләрни йетиштуруш керәкликини тәклип қилди.  У, “ шәрқий түркистан тоғрисида онларчә мақалә язғандин бир данә филим ишләп тарқитилса нәччә милйон инсанниң диққитини қозғиғили болиду”, деди.
Йиғинда сөз қилған тәтқиқатчи вә язғучи мәмәтимин һәзрәт, уйғурларниң рәһбәрликкә әһмийәт бериши керәкликини тәкитлиди вә дуня уйғур қурултейиниң рәиси долқун әйсани қоллап қуввәтләшкә чақриқ қилди.
Йиғинда сөз қилған түркийәниң сабиқ министири профессур абдухалиқ чай әпәнди уйғурларға түркийиниң ярдәм қилиш керәкликини тәкитләп мундақ деди: “қиммәтлик уйғур қериндашлирим, һөрмәтлик меһманлар! мән 1963-йилидин башлап уйғур түрклири билән алақидар болуп келиватимән. Мән у заманда кадикөйдики һөсәйин ниһал атсиз әпәнди тәрипидин қурулған "түркчиләр, туранчилар җәмийити" ниң рәиси болуп вәзипә өтигән вақитимда түрк дунясиға мунасивәтлик йиғинларда бу мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүшкә тириштим. Әлвәттә уйғур түрклири керәклик муҗадилини елип бериватиду, әмма түркийә җумһурийити дөләт болуш сүпити билән дәстәк бериши керәк.”
Сабиқ министир абдухалиқ чай әпәнди, уйғур мәсилисиниң түркийәдики тарихи тоғрисида қисқичә тохтилип мундақ деди: “ 1933-йилларда ататүркниң буйруқи билән 50 нәпәр уйғур яш түркийидә һәрбий тәлим-тәрбийәгә қатнаштурулуп, шәрқий түркистан ислам җумһурийитигә ярдәм бериш үчүн әвәтилгән, бирақ улардин аран 2 кишиниңла сақ қелип қайтип кәлгәнликини билимиз. Униңдин башқа йәнә 1952-йилларда түркийәгә һиҗрәт қилип кәлгән шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға дөләт қучақ ечип, бир қисмини маниса, салиһлиға, йәнәбир қисмини қәйсири вә истанбулға орунлаштурған. Шуниңдин буян уйғур мәсилиси кейинки йилларда мәйли түркийә мәтбуатлирида болсун, мәйли түрк сиясәтлиридә,  иҗтимаий тәшкилатларда вә универистетлиримизда болсун, давамлиқ бәс-муназирә қилиниватқан бир мәсилә болуп давам қиливатиду.”
Сабиқ министир абдухалиқ чай әпәнди өзиниң министир болған дәвридә уйғурлар үчүн елип барған хизмити тоғрисида тохтлип мундақ деди: “1992-йилидин башлап, түрк дөләтлири вә хәлқлири, "түрк қериндашлири, достлуқи вә һәмкарлиқ хизмәтлири" дегән нам билән 11 қетим чоң қурултай ачтуқ. Рәһмәтлик алпарслан түркәшниң бәлгилимиси билән бизниң қурултай түзимимиздә мустәқиллиқни қолға кәлтүрәлмигән, әмма охшимиған дөләтләр тәвәсидә яшаватқан, қәдими түрк юртлирида яшаватқан түркләргә шу дөләтләр тәрипидин көрситилигән һөрмәтләшни асас қилип туруп, у  дөләтләр билән достлиқимизниң давам қилидиғанлиқини тәкитлидуқ. Уларни биз у дөләтләргә қарши қоллинидиған бир кузур қилмидуқ.  Хиянәт қилинидиған бир хәлқ дәп қаримидуқ. Шуниң үчүн бүгүнму охшаш чүшәнчә билән қараймиз.”
Биз бу йиғин тоғрисида техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн йиғинни уюштурған дуня уйғур қурултейининиң муавин рәиси доктур әркин әкрәм,  қурултай иҗраийә комтетиниң рәиси өмәр қанат, ичкий ишлар кометитиниң мудири һамидхан гөктүрк әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Өмәр қанат әпәнди, дуня уйғур қурултейиниң бу йиғинни оюштуруштики асасий мәқсити тоғрисида тохтилип, түркийидики аммивий тәшкилатлар вә муһим шәхсләрниң диққитини уйғурларға тартиш, уларни уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақириш үчүн бу йиғинни уюштурғанлиқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултейиниң уюштуруши билән истанбулда йеғини ечилди
Дуня уйғур қурултейи 25-март күни истанбулда йишин уюштурди. Йиғинға түркийәдики һәр қайсий шәрқий түркситан тәшкилатларниң рәһбәрлири, уйғур пишқәдәмлири, түрк тәтқиқатчилар, язғучилар, мухбирлар вә бир қисим җәмийәтләрниң вәкиллири болуп 100 гә йеқин киши қатнашти.
Йиғинда сабиқ парламент әзалири, язғучи-тәтқиқатчилар вә иҗтимаий тәшкилатлар рәһбәрлири сөз қилип, уйғур мәсилиси вә дуня уйғур қурултейиниң қилишқа тегишлик хизмәт-паалийәтлири тоғрисида муһим тәклипләрни оттуриға қойди. Йиғин қуран кәрим тилавити билән башланди. Йиғинға дуня уйғур қурултейи ички ишлар комтетиниң рәиси һамидхан гөктүрк риясәтчилик қилди. Дуня уйғур қурултейиниң муавин рәиси, доктур әркин әкрәм сөз қилип, дуня уйғур қурултейиниң тәшкилий қурулмиси вә тәшкилатниң хәлқарадики орни вә ролини чүшәндүрүп өтти.
Йиғинда йәнә дуня уйғур қурултейи иҗраийә комтетиниң рәиси өмәр қанат әпәнди сөз қилип, дуня уйғур қурултейиниң ғәрб әллиридә елип бериватқан хизмәт-паалийәтлири тоғрисида доклат бәрди.
Арилиқта дуня уйғур қурултейиниң рәиси долқун әйса әпәнди синалғу көрүнүши арқилиқ йиғинға қатнашқучиларға сөз қилди вә өзиниң бу йиғинға қатнишишни арзу қилған болсиму, түркийигә кириши чәкләнгәнлики үчүн қатнишалмиғанлиқидин әпсуслинидиғанлиқини ипадилиди.
Йиғинда йәнә дуня уйғур қурултейиниң сабиқ рәислиридин әнвәрҗан әпәнди, уйғурларниң әң адди һәқ-һоқуқлириму хитай даирлири тәрипидин дәпсәндә қилиниватқанлиқини билдүрүп мундақ деди: “шәрқий түркситанда өз вәтәндилиридә инсандәк яшаш һәқ-һоқуқлирини тәләп қилғанларниң һәммиси я өлтүрилиду, яки түрмигә ташлиниду яки "йепиқ тәрбийләш мәркизи" намдики җаза лагирлириға әвәтилиду. Һәтта уйғур хәлқиниң виҗдани болған илһам тохтиға охшаш мәсилини хитай асасий қануниға йезилған аптонумийә қанунлириға асасән һәл қилиш чарисини издигән кишиму бөлгүнчлик билән әйиплинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди вә пүтүн дуня бу әһвалға сүкүттә турди.” Румели универстетиниң ректори, профессур салиһ айнурал әпәнди сөз қилип, дуня уйғур қурултейиниң нөвәттә қилишқа тегишлик муһим хизмәтлиридин бириниң шәрқий түркистанға мунасивәтлик сенарийә йезиш, филим ишләш керәкликини, шуниң үчүн қисқа вақит ичидә уйғурлардин көплигән тәтқиқатчи, мухбир, режиссур, сиясәтчи  мутәхәсисләрни йетиштуруш керәкликини тәклип қилди.  У, “ шәрқий түркистан тоғрисида онларчә мақалә язғандин бир данә филим ишләп тарқитилса нәччә милйон инсанниң диққитини қозғиғили болиду”, деди. Йиғинда сөз қилған тәтқиқатчи вә язғучи мәмәтимин һәзрәт, уйғурларниң рәһбәрликкә әһмийәт бериши керәкликини тәкитлиди вә дуня уйғур қурултейиниң рәиси долқун әйсани қоллап қуввәтләшкә чақриқ қилди. Йиғинда сөз қилған түркийәниң сабиқ министири профессур абдухалиқ чай әпәнди уйғурларға түркийиниң ярдәм қилиш керәкликини тәкитләп мундақ деди: “қиммәтлик уйғур қериндашлирим, һөрмәтлик меһманлар! мән 1963-йилидин башлап уйғур түрклири билән алақидар болуп келиватимән. Мән у заманда кадикөйдики һөсәйин ниһал атсиз әпәнди тәрипидин қурулған "түркчиләр, туранчилар җәмийити" ниң рәиси болуп вәзипә өтигән вақитимда түрк дунясиға мунасивәтлик йиғинларда бу мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүшкә тириштим. Әлвәттә уйғур түрклири керәклик муҗадилини елип бериватиду, әмма түркийә җумһурийити дөләт болуш сүпити билән дәстәк бериши керәк.”
Сабиқ министир абдухалиқ чай әпәнди, уйғур мәсилисиниң түркийәдики тарихи тоғрисида қисқичә тохтилип мундақ деди: “ 1933-йилларда ататүркниң буйруқи билән 50 нәпәр уйғур яш түркийидә һәрбий тәлим-тәрбийәгә қатнаштурулуп, шәрқий түркистан ислам җумһурийитигә ярдәм бериш үчүн әвәтилгән, бирақ улардин аран 2 кишиниңла сақ қелип қайтип кәлгәнликини билимиз. Униңдин башқа йәнә 1952-йилларда түркийәгә һиҗрәт қилип кәлгән шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға дөләт қучақ ечип, бир қисмини маниса, салиһлиға, йәнәбир қисмини қәйсири вә истанбулға орунлаштурған. Шуниңдин буян уйғур мәсилиси кейинки йилларда мәйли түркийә мәтбуатлирида болсун, мәйли түрк сиясәтлиридә,  иҗтимаий тәшкилатларда вә универистетлиримизда болсун, давамлиқ бәс-муназирә қилиниватқан бир мәсилә болуп давам қиливатиду.” Сабиқ министир абдухалиқ чай әпәнди өзиниң министир болған дәвридә уйғурлар үчүн елип барған хизмити тоғрисида тохтлип мундақ деди: “1992-йилидин башлап, түрк дөләтлири вә хәлқлири, "түрк қериндашлири, достлуқи вә һәмкарлиқ хизмәтлири" дегән нам билән 11 қетим чоң қурултай ачтуқ. Рәһмәтлик алпарслан түркәшниң бәлгилимиси билән бизниң қурултай түзимимиздә мустәқиллиқни қолға кәлтүрәлмигән, әмма охшимиған дөләтләр тәвәсидә яшаватқан, қәдими түрк юртлирида яшаватқан түркләргә шу дөләтләр тәрипидин көрситилигән һөрмәтләшни асас қилип туруп, у  дөләтләр билән достлиқимизниң давам қилидиғанлиқини тәкитлидуқ. Уларни биз у дөләтләргә қарши қоллинидиған бир кузур қилмидуқ.  Хиянәт қилинидиған бир хәлқ дәп қаримидуқ. Шуниң үчүн бүгүнму охшаш чүшәнчә билән қараймиз.” Биз бу йиғин тоғрисида техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн йиғинни уюштурған дуня уйғур қурултейининиң муавин рәиси доктур әркин әкрәм,  қурултай иҗраийә комтетиниң рәиси өмәр қанат, ичкий ишлар кометитиниң мудири һамидхан гөктүрк әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ. Өмәр қанат әпәнди, дуня уйғур қурултейиниң бу йиғинни оюштуруштики асасий мәқсити тоғрисида тохтилип, түркийидики аммивий тәшкилатлар вә муһим шәхсләрниң диққитини уйғурларға тартиш, уларни уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақириш үчүн бу йиғинни уюштурғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.