Д о қ қурултийида малийә мәсилиси үчүн кәспий хадимларни тәрбийәләш тәкитләнди
2016.07.16

Дуня уйғур қурултийиниң 4 йилда бир чақирилидиған 5 - нөвәтлики 7 - айниң 11 - күнидин 13 - күнигичә фирансийәниң париж шәһиридә чақирилған. Қурултайда дуня уйғур қурултийиниң системилишиши үчүн малийә мәсилисини һәл қилишниң шәрт икәнлики тәкитләнди.
Рәисликигә рабийә қадир ханим қайта сайланған қурултайда малийә җәһәттики қийинчилиқлар вә уни һәл қилишниң йоллири тоғрисида музакирә елип берилип, тәклип - пикирләр оттуриға қоюлди.
15 Дөләттин 130 вәкил қатнашқан 5 - нөвәтлик қурултайниң 4 йиллиқ хизмәт доклатида, дуня уйғур қурултийиниң кейинки 4 йил җәрянида демократийәлишишкә, кәсплишишкә алаһидә әһмийәт бәргәнликини, буниң нәтиҗилирини бу қетимқи қурултайға вәкилләрни сайлашта көргәнлики баян қилинған.
Биз бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн дуня уйғур қурултийиң биринчи муавин рәиси өмәр қанат вә австралийәдин кәлгән вәкилләрдин нурмәмәт әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Өмәр қанат әпәнди демократийә җәһәттин көп илгириләш болғанлиқини, бу қетим фирансийәгә кәлгән вәкилләр, бәзи дөләтләрдә хәлқниң рай бериши билән сайлинип кәлгәнликини, дуня уйғур қурултийиниң хәлқарадики абруйини тикләш үчүн буниң бәк муһим икәнликини тәкитлиди.
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси өмәр қанат әпәнди 2012 - йилидин кейин дуня уйғур қурултийиниң кәспийләшкәнликини, инсан һәқ вә һоқуқлири җәһәттин мувәппәқийәтлик хизмәтләрни елип барғанлиқини, малийә хизмәтлири җәһәттиму кәспийләшкән хадимларға еһтияҗи барлиқини, бу қетим бу һәқтә қоюлған пикирләргә әһмийәт берип әмәлийләштүрүшкә тиришидиғанлиқини баян қилди.
Австралийәдин кәлгән нурмәмәт әпәнди иқтисад дегәнниң бир милләтниң җан томуриға тақишидиған мәсилә икәнликини, дуня уйғур қурултийиниң системилашқан вә сиҗиллашқан бир малийә қурулмисини қуруп чиқиши керәкликини баян қилди.
У, ианә топлашниң “адил болуш, садиқ болуш, растчил болуш вә очуқ болуш” тин ибарәт 4 шәрти барлиқини тәкитлиди.
Нурмәмәт әпәнди ианә топлаш хизмитини яхши елип бериш үчүн кәспий хадимларни тәрбийәләш керәкликини баян қилди.
Пәрһат юруңқаш әпәнди дуня уйғур қурултийиниң хәлқ күткән сәвийигә йетәлмәсликидики әң муһим амиллардин бириниң иқтисадниң кәм болуши икәнликини дуня уйғур қурултийиниң алдимиздики йилларда буниңға алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини баян қилди.
Дуня уйғур қурултийи һәрқайси дөләтләрдин йиғқан ианә, аммиви тәшкилатларниң ярдәм қилиши билән паалийәт елип бериватқан аммиви тәшкилат.