Дуня уйғур қурултийи уйғурчә хәвәрнамә нәшр қилмақчи
2016.12.16

2017-Йили январдин башлап д у қ нәшрият-тәшвиқат комитети тәрипидин һазирлинидиған уйғур тилидики айлиқ хәвәрнамә рәсмий нәшр қилинишқа башлайду.
Д у қ ниң мюнхендики баш шитабидин игилишимизчә, қурултай нәшрият-тәшвиқат комитети парижда чақирилған 5-нөвәтлик қурултайдин кейин, 2017-йилидин башлап айлиқ хәвәрнамә нәшр қилиш қарарини алған болуп, бу хәвәрнамә уйғур или вә чәтәлләрдики уйғурларға мунасивәтлик муһим вәқә-һадисиләрниң айлиқ учур топлими характерини алидикән. Мәзкур хәвәрнамә елкитаб шәклидә иҗтимаий учур вастилири һәмдә елхәт арқилиқ уйғур җамаитигә әвәтилипла қалмастин, йәнә китабчә шәклидә бастурулуп һәқсиз тарқитилидикән.
Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, немә үчүн бундақ бир хәвәрнамини нәшр қилиш зөрүрийити туғулғанлиқи һәққидә чүшәнчә берип өтти.
Мәлум болушичә, бундин бирқанчә йиллар илгири д у қ хәвәрнамиси бир мәзгил нәшр қилинған болсиму, түрлүк сәвәбләр билән давамлишалмиған. Д у қ баш катипи долқун әйсаниң билдүрүшичә, қурултай хәвәрнамисиниң әнгилизчә нусхиси 2013-йилидин итибарән нәшр қилиниватқан болуп, бу, ғәрб һөкүмәтлири, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ахбарат саһәсиниң уйғур миллий һәрикитини чүшиниш, уйғурларниң нөвәттики вәзийитидин мәлумат елиш вә уйғурларниң қәлб садалирини билиштә қиммәтлик пайдилиниш материял мәнбәси болуштәк ролини өтәп кәлмәктә.
Фирансийәлик мухбир урсула гөтийер ханим бу һәқтә тохталғанда, уйғурларниң миллий тәшвиқатни күчәйтиш хизмитигә алаһидә итибар бериши лазимлиқини тәкитлиди. У мундақ деди: “чәтәлләрдики уйғурларниң миллий һәрикити асасий җәһәттин сиясий муҗадилә билән миллий тәшвиқат күришигә мәркәзлишиду. Уйғурлар хитай билән болған тәшвиқат күришидә үстүнлүк қазиниш пурсәтлиригә игә. Чәтәлдики уйғур зиялийлири әгәр күчини бир йәргә җәм қилалиса, хитайда йүргүзүливатқан сахта тәшвиқатларниң әпти-бәширисини ечип ташлиялайду. Бүгүн уйғур диярида ахбарат йүксәк дәриҗидә қамал қилиниватқан бир вәзийәт мәвҗут. Болуватқан һадисиләр вә уйғур миллитиниң тартиватқан дәртлириниң наһайити аз бир қисмила сиртқа мәлум болуватиду. Мубада, уйғур ахбарат саһәси хитай елан қиливатқан сахта мәлуматларни, хитай тәшвиқатидики ялғанчилиқларни хәлқара мәтбуатларға пакитлиқ һалда вақти-вақтида билдүрәлисә, хитай һөкүмитиниң миллий зулумлириға қарита дуня җамаити арисида техиму көп нәпрәт пәйда қилғили вә хитай үстидин йәниму күчлүк бесим яратқили болиду.”
Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммди әпәнди болса, қурултай хәвәрнамисиниң нәшр қилинишиниң яхши бир башлиниш икәнликини тилға елип, уйғурларда миллий тәшвиқатниң йәнила аҗиз бир саһә икәнликини, д у қ ниң һазирға қәдәр бу җәһәткә йитәрлик әһмийәт бирәлмигәнликини, әслидә миллий тәшвиқатниң муһаҗирәттики миллий һәрикәтниң һаятий күчи болидиғанлиқини илгири сүрди.
Хитайниң уйғур диярида йүргүзүватқан коммунистик идеологийә тәшвиқатиға қарши чиқишни уйғур миллий һәрикитиниң мәҗбурийити, дәп қарайдиған фирансийәлик хитайшунас мари һолизман ханим, уйғурларни хитай билән кәскин бир тәшвиқат көришигә дәвәт қилип мундақ деди: “чәтәлләрдә әркин яшаватқан уйғурлар, идийисини зәһәрләшни нишан қилған коммунизм тәшвиқатиға қарши чиқишни өзигә вәзипә қилиши, муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикити болса мәҗбурийәт дәп билиши керәк.”