Д у қ рәһбәрлири японийәдики апәткә учриған хәлқләрдин һал сориди
2015.10.15
15-Өктәбир японийәдә зиярәттә болуватқан д у қ рәиси рабийә қадир ханим йетәкчиликидики вәкилләр японийәниң ибарики өлкисиниң җосо шәһиригә берип су апитигә учриған хәлқләрдин һал сориди.
Җосо шәһиридики һал сораш паалийитидә рабийә қадир ханимға д у қ ниң муавин рәислиридин сейит түмтүрк, өмәр қанат вә японийәдики дуня уйғур қурултийиниң вәкили доктор турмуһәммәт һашимлар һәмраһ болған,
Һал сораш паалийитидә җосо шәһириниң шәһәр башлиқи такасуги тору рабийә қадир ханим билән сөһбәттә болған.
Д у қ рәһбәрлири уйғурлар намидин апәткә учриған хәлқләргә өзлириниң ианисини тәқдим әткән.
Паалийәттә йәнә апәткә учриған хәлқләр өзиниң сәнәт номурлирини көрсәткән.
Биз мәзкур паалийәт һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн рабийә қадир ханим, сейт түмтүрк вә доктор турмуһәммәт һашим билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.