Әлҗәзирә тор журнилиниң 10 - сани мәхсус уйғурларға беғишланди
2015.11.27
Қатар “әлҗәзирә” телевизийә қанилиниң әрәб тилида тарқитилидиған әлҗәзирә тор журнилиниң 10 - сани “шәрқий түркистан миллий кимлик үчүн күрәш” дегән, сәрләвһидә мәхсус уйғурларға беғишланған.
Мәзкур журналда уйғурлар вәзийитигә даир җәмий он темида мәхсус мақалиләр елан қилинған болуп, мәзкур мақалиләр әлҗәзирә телевизийә қанилиниң йеқиндин буянқи бир қанчә йил ичидә уйғур аптоном райониға берип ишлигән һөҗҗәтлик филимлириға асасән тәйярланған.
Биз мәзкур мақалиләр һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридики уйғур журналист сираҗидин әзиз билән бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ.
Әрәб тилидики “әлҗәзирә” тор журнилиниң уйғурларға беғишлиған мәхсус санида, уйғурларниң тарихий, мәдәнийити, маарип вә шундақла диний етиқади һәққидә тохтилиш билән биргә, нөвәттики уйғур районида уйғурлар дуч келиватқан хитайниң түрлүк бастуруш сиясәтлири һәққидә тохталған.
Журналниң баш қисмиға баш тәһрирниң илависи берилгән болуп, сираҗидин әзизниң баян қилишичә, мәзкур мақалиләрдә әлҗәзирә телевизийәси қанилиниң икки нәпәр мухбириниң үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдә уйғурлар билән елип барған сөһбәт хатириси вә шундақла уйғурларниң сиясий һаятиға даир бәзи мәлуматлар киргүзүлгән.
Журналда уйғур районидики қәдимий шәһәрләрдин бири болған қәшқәр һәққидиму бәзи мулаһизиләр баян қилинған, уйғур сәнитиниң җәвһири болған “уйғур он икки муқами” ға алаһидә баһа берилгән.
“шәрқий түркистан кимлики үчүн күрәш” намлиқ мақалиләр топлимида йәнә, турпандики каризлар һәққидә тохтилип, каризларниң дуня тарихий мираслиридин бири икәнлики тәкитләнгән, хитай түрмисигә қамалған уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиниң сиясий һаятиғиму алаһидә орун бериш арқилиқ нөвәттики уйғурларниң сиясий вәзийити тоғрисида әтраплиқ мулаһизиләр йүргүзүлгән.
Сираҗидин әзизи уйғурларға беғишланған әлҗәзирә журнилиниң бу қетимқи саниниң мәзмуни вә сүпити һәққидики сөһбитимиз җәрянида, әрәб дунясидики бу хилдики журналларла әмәс, бәлки хәлқарадики башқа нопузлуқ мәтбуатларниңму уйғур мәсилисигә алаһидә орун бериватқанлиқини тәкитләш билән биргә, уйғур мәсилисини ислам дунясида йеңидин баш көтүрүшкә башлиди, дәп қарашқа болидиғанлиқини илгири сүрди.
Сираҗидин әзизи ахирида, мәзкур журналниң бу санини оқуған һәр бир оқурмәнниң уйғурларниң өтмүшини вә кәлгүсини толуқ чүшинип йетәләйдиғанлиқини алаһидә әскәртип өтти.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.