Әнқәрәдә икки қетим партлаш йүз берип 100 әтрапида адәм өлгән

Мухбиримиз җүмә
2015.10.10
enqerede-partlash.jpg Әнқәрә шәһиридә партлаш йүз бәргән орунниң көрүнүши. 2015-Йили 10-өктәбир, түркийә.
Photo: RFA

Шәнбә күни әтигән түркийәниң әнқәрә шәһиридә икки қетим партлаш йүз берип 100 әтрапида адәм өлгән, 246 адәм яриланған.

Әнқәрә даирилириниң билдүрүшичә, йеқини заман түркийә тарихидики әң әҗәллик һесаблинидиған бу партлашта аз дегәндә 97 адәм өлгән.

Партлаш әнқәрә шәһәрдики асасий вогзал әтрапида йүз бәргән. Партлашта вогзалиниң ишик-деризилириму охшимиған дәриҗидә вәйран болған.

Партлаш түрк һөкүмити билән курд ишчилар партийәси (пкк) арисида тинчлиқи орнитишни тәләп қилип елип бериливатқан намайиш давамида йүз бәргән. Әйни чағда нәқ мәйданда 1400 адәм намайишқа қатнишиватқан икән.

Бомба әтигә саәт 10 дин сәл өткәндә партлиған. Һалбуки, бомбиниң адәмбомба икәнлики, яки намайиштин бурун орнитилғанлиқи техи ениқланмиған.

Һазирчә һечқандақ бир тәшкилат оттуриға чиқип мәзкур бомба һуҗумдики мәсулийәтни үстигә алидиғанлиқини җакарлимиған.

Бу йеқиндин буян түркийәдә йүз бәргән иккинчи қетимқи чоң террорлуқ һуҗуми.

Бу йил 20-июл түркийәниң суруҗ шәһиридә охшаш шәкилдики намайиш бомба һуҗумиға учрап 33 адәм қаза қилған иди.

Кейин даирилири һуҗумниң адәмбомба һуҗуми икәнлики, һуҗумни ислам дөлитини яқилайдиған бир аял һуҗумчи қилғанлиқини билдүргән.

Мәлум болушичә, түркийә нөвәттә курд топилаңчилири вә ислам дөлити билән болған тоқунушқа мунасивәтлик террорлуқ, сиясий муқимсизлиқ, иқтисадий әнсизлик вә түркийәдә барғанчә көпийиватқан сүрийә мусапирлири қатарлиқ бир нәччә түрлүк турақсизлиқ амиллириға дуч кәлгән.

Бу йилдин буян түркийәдә сақчи, һәрбий хадимларға қаритилған террорлуқ һуҗумлири көпәйгәндин кейин, түркийә ирақ вә сүрийәниң түркийәгә чегрилинидиған җайлиридики курд қораллиқ күчлиригә қаритилған һәрбий һәрикәтләрниң салмиқини ашурған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.