Әркин алиптекин әпәнди долқун әйсаниң мукапатланғанлиқини қутлиди
2016.04.12
Бу йил 30 - март д у қ иҗраийә мудири долқун әйса америка “коммунизм қурбанлири вәхписи” ниң “труман - реган әркинлик медали” ға еришкән иди. Бу мунасивәт билән пешқәдәм сиясийон әркин әйса әпәнди мюнхен шәһиридә паалийәт уюштуруп, долқун әйсани күтүвалған вә униң мукапат алғанлиқини тәбриклигән.
10 - Апрел күни мюнхендики “тәклимакан уйғур ресторани” айримханисида әркин алиптекин әпәнди тәрипидин уюштурулған тәбрикләш соруниға мюнхендики чоңлар мәшрипи әһли вә уларниң ханимлири һәмдә бир қисим чәт дөләт вә шәһәрләрдин кәлгән уйғурлар қатнашти.
Сорунда уйғур җамаити вәкиллири долқун әйсаниң бу мукапатқа еришкәнликини бәс - бәстә тәбрикләшти һәмдә өзлириниң йүрәк сөзлирини һаяҗан билән ипадә қилишти. Сорун баштин - ахири наһайити қизғин кәйпиятқа толди.
Меһманлар һузуриға уйғурчә таамлар тартилип болунғандин кейин, алди билән сорун саһиби әркин алиптекин әпәнди сөз елип, уйғурлар намидин долқун әйсани йәнә бир қетим қутлиди.
Явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси әнвәрҗан әпәнди, долқун әйса еришкән бу мукапатниң сиясий әһмийитигә юқири баһа бәрди. Австралийәдин келип меһман сүпитидә бу сорунға қатнашқан бир ханимму, өзиниң йүрәк сөзлирини көз яшлири билән баян қилди.
Мюнхендики җамаәт әрбаби, чоңлар мәшрипиниң қазиси аблимит турсун әпәнди өтмүшни ядиға елип, долқун әйса билән биргә өткүзгән алий мәктәп һаятидики турмуш картинилирини әсләп өтти һәмдә сәпдиши еришкән бу мукапатни қизғин қутлиди.
Германийә уйғур аяллири җәмийитиниң рәиси гүлнар ханимму бу мунасивәт билән пикир баян қилип, долқун әйсаниң муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикити үчүн қошқан төһписини муәййәнләштүрди.
Долқун әйса шәрипигә уюштурулған бу сорун чүштин кейин саәт иккидә башлинип, кәч саәт йәттигичә давам қилди. Сорун әһли қизғин күлкә - чақчақлар билән хушаллиқлирини өз - ара ортақлашти.
Уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәнди арида сөз елип, бу мукапатниң барлиқ уйғурларни хушал қилғанлиқини әскәртти. Германийәдики уйғур зиялийси иляр әпәндиму зияпәт әснасида өз қарашлирини баян қилип өтти. Уйғур зиялийси пәридә ханимму долқун әйса еришкән бу мукапатқа болған баһалирини оттуриға қойди.
Ахирида долқун әйса әпәнди өзиниң қоллиғучилириға болған рәһмитини билдүрди вә бу шәрәпниң пүткүл уйғур миллитигә мәнсуплуқини тәкитлиди.