Әркин алиптекин: силәр империйә вә дөләт қурған мәдәний бир милләтниң әвлади

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.07.23
erkin-aliptekin-duq-uyghurlar.jpg Әркин алиптекин әпәнди сөз үстидә
RFA//Ekrem

Өз қарашлирини уйғур җамаити вә қурултай хадимлири билән ортақлишишни халиған 80 яшлиқ уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алиптекин әпәнди бәзи тәвсийә һәм тәшәббуслирини оттуриға қойди.

Уйғур сиясий затлиридин әркин алиптекин әпәнди бүгүн, алди билән д у қ низамнамисини келәчәктики “шәрқий түркистан җумһурийитиниң асасий қануни” ниң негизи һалиға кәлтүрүшни тәшәббус қилди.

У мундақ деди: “д у қ низамнамисини пәқәт өзүңларниң позитсийәсини мустәһкәмләш үчүнла әмәс, бәлки хәлқимиз арисидики мәпкурә бирликини техиму күчәйтидиған, чәтәлликләрниң һесдашлиқини қазинидиған, хәлқимизни һазирдин демократик парламент системиға көндүрүшни нәзәрдә тутидиған вә келәчәктә шәрқий түркистан хәлқиниң мустәбит бир коммунист түзүмдин демократик көп партийәлик системиға өтүш җәрянида қобул қилинидиған мустәқил шәрқий түркистан җумһурийитиниң асасий қануниниң негизини тәшкил қилидиған бир низамнамә һалиға кәлтүрүңлар.”

Әркин алиптекин әпәнди сөзидә, уйғур миллитиниң һәқ - һоқуқлири үчүн бәдәл төлигән қериндашлирини әсла унтуп қалмаслиқниму тәкитлиди: “өз вақтида чоң бәдәлләр төләп муҗадилә қилған, түрмиләрдә йетип қийин - қистақ көрүватқан вә бу йолда өзиниң әзиз җенини пида қиливатқан сиясийонлиримиз, ғазилиримиз вә шеһитлиримизни миннәт вә шүкран билән әсләшни һәргиз, әмма һәргиз унтуп қалмаңлар.”

Әркин алиптекин әпәнди йәнә, уйғур вәзийити һәққидиму тохталди. У сөзидә, хитайниң вәтәнпәрвәрлик, милләтчилик тәрғибатлириниң барғансери күчийишиниң уйғур қатарлиқ етник милләтләрниң миллий мәвҗутлуқиға тәһдитләр яритиватқанлиқини, 2 миң йилдин бери қошна әлләргә қарита йолға қоюп кәлгән таҗавузчилиқ, милләтчилик сияситиниң уйғур елда түркистанда әң қаттиқ рәвиштә иҗра қилиниватқанлиқини тилға елип, хитайниң миллий сияситиниң барғансери начарлишиши, уйғур илидики миллий зулумниң артип бериши қатарлиқ сәвәбләр түпәйли уйғурларниң миллий ирадә вә ғайисидин тәврәнмәсликини үмид қилип, шуларни әскәртти: “әзиз вәтәндашлар, һәргиз вә һәргиз үмидсизләнмәңлар. Хитайлар һазир силәрни давамлиқ рәвиштә ‛вәһший, иптидаий, қалақ, надан, петишмас, иғвачи, террорчи, өз өзини башқурулмайдиған бир милләт‚ дегәнгә охшаш тәшвиқатлар билән дуня җамаити алдида сеситишқа теришиватиду. Әмма силәр мәркизи асияда бүйүк империйә, қудрәтлик дөләт вә хақанлиқларни қурған мәдәний бир милләтниң әвлади. Әҗдадлириңлар тарихта бүйүк мәдәнийәтләрни яратқан вә мәркизи асия хәлқлириниң мәдәнийитигә ғайәт зор һәссә қошқан.”

Әркин алиптекин әпәнди тарихтин мисаллар елип шундақ дәйду: “9 - әсирдә қарағоҗа хақанлиқида икки йил хитай әлчиси болуп турған ваң йәнди өз әслимисидә мундақ язиду: ‛уйғур хәлқиниң барлиққа кәлтүргән мәдәнийитини, селинған мукәммәл сарайлири, ибадәтханилири, мәктәплири, там рәсимлири, ясалған һәйкәлләр, алтун вә күмүштин пүтүлгән зиннәт буюмлирини өз көзи билән көрмисә, йезиқ билән тәсвирләп бериш мумкин әмәс. Наһайити бай бир дөләт болғач, уйғур хақанлиқида ач - ялиңач, биилаҗ адәмләр йоқ. Тул, йетим вә беқимға моһтаҗ қериларға қарайдиған алаһидә орунлар бар. Бу орунлар дөләтниң һимайиси астида. Кесәлләргә қарайдиған тибабәтханилар бар. Кесәлләр бу йәрләрдә һәқсиз давалиналайду. Уйғурлар аяллириға чоң һөрмәт көрситиду....‚ герман уйғуршунас алим алберт вон ләкок мундақ язиду: ‛... Оттура әсирдә, бир уйғур деһқини қануни тәрминләр билән бир битим язалайтти. У чағдики бир герман деһқан болса өзиниң исминиму язалмайтти....‚ фирансуз уйғуршунас алим паул әугәнә пәллиот мундақ дәп язиду: ‛... Уйғурларниң мәдәнийити, мәркизи асиядики һәрқайси хәлқләрниң мәдәнийитигә миң йилдин артуқ чоң һәссә қошқан. Уйғурларниң 7 - әсирдә иҗад қилған руник елипбәси пәқәт түркий хәлқләр тәрипидинла әмәс, бәлки моңғуллар вә манҗулар тәрипидинму ишлитилгән. Чиңгиз импирийәси рәсмий йезишмилирини уйғур йезиқи билән йүргүзгән.....‚”

Әркин алиптекин әпәнди шуни әскәртти: “бундақ мисалларни көпләп кәлтүрүш мумкин. Демәк, силәр мана мушундақ бир әҗдадниң варислири. Әгәр силәр хитайларниң тәшвиқатлириниң пүтүнләй ялған болғанлиқини испатлаймиз дәйдиған болсаңлар, чәтәлликләрни кимликиңларға қайил кәлтүримән дәйдиған болсаңлар, яшларға үлгә болимиз дәйдиған болсаңлар, миллий дәвани күчәйтимиз вә һаман бир күни хитай үстидин ғалип келимиз дәйдиған болсаңлар, у чағда наһайити мәдәний, демократик, бир - бириңларниң пикри вә һоқуқиға һөрмәт қилидиған, тәртиплик, пиланлиқ, программилиқ вә системилиқ бир муһит ичидә паалийәт қилидиған дәвагәрләргә айлинишиңлар лазим. Әксичә болғанда, бу зор мәдәнийәтни силәргә аманәт қилған әҗдадлириңларниң роһини рәнҗитисиләр, дуня җамаәтчиликиниң алдида өзүңларни рәсва қилған вә яшларға яман үлгә болған болисиләр.”

Д у қ ниң сабиқ рәиси, уйғур сиясий затлиридин әркин алиптекин әпәнди кишилик вә сиясий әхлақ һәққидиму икки кәлимә сөз баян қилди: “бириңларниң қолға кәлтүргән утуқини ‛һәммимизниң утуқи‚ дәп билиңлар. яманлиққа яхшилиқ билән җаваб беришкә теришиңлар. Йүксәлмәк истисәңлар, башқиларни йүксәлтишкә теришиңлар. Чүнки, башқиларни яманлаш арқилиқ йүкселиш мумкин әмәс. Өзүңларни әр билсәңлар, башқисини шир билиңлар. Йүксәлгәнсери кәмтәр болуңлар. ‛мән‚ әмәс, ‛биз‚ дәп һәрикәт қилишни өгиниңлар. Силәргә яхшилиқ қилған адәмләргә вапасизлиқ қилмаңлар. Чүнки, вапасизлиқ пәқәт мәнпәәтпәрәс инсанларниң ишидур.”

Әркин алиптекин әпәнди өз - ара тәнқидни қобул қилиш тоғрисидиму тохталди: “татлиқ сөзниң һәммисиниң һәсәл болмиғанлиқини, аччиқ сөзниң һәммисиниң зәһәр болмиғанлиқини унтумаңлар. Буниң үчүн ‛дост йиғлитип, дүшмән күлдүрүп сөзләйду‚ дегән бир мақал бар. Бурун ишләнгән хаталарни тәкрарлимаслиқ үчүн, тәҗрибә билән билимни бирләштүрүшкә теришиңлар. Мувәппәқийәтлик адәм әмәс, инавәтлик адәм болушқа теришиңлар. Чүнки, давамлиқ рәвиштә мувәппәқийәт қазанған адәмниң көзи тоймайду. Әмма инавәтлик адәмләр болса мәрд вә қоли очуқ болиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.