Доктор әркин әкрәм: “җасуслуқ һәрикәтлири дөләт бихәтәрликини мәқсәт қилиду”

Түркийә истратегийә тәтқиқат чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм “истихбарат вә җасуслуққа тақабил туруш” дегән темида лексийә бәргәндин кейин йиғин әһлниң бу һәқтә сориған соаллириға тәпсилий җаваб бәрди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.01.24
erkin-ekrem-jasusluq-305.jpg Доктор әркин әкрәм “истихбарат вә җасуслуққа тақабил туруш” дегән темида лексийә бәрмәктә. 2013-Йили январ, түркийә.
RFA/Arslan

Доктор әркин әкрәм, йиғин әһлиниң немә үчүн бәзи дөләтләр башқа дөләтләрниң җасуслирини билип туруп тутқун қилмайду яки дөлитидин қоғлимайду дегән соалға җаваб берип мундақ деди:
‏-Бир дөләт мәлум дөләтниң җасуси паш болуп қалған тәқдирдә алдирап уни ашкарилимайду, бәлки мәхпий һалда у җасусни көзитиду, кимләр билән көрүшидиғанлиқини, немә издәйдиғанлиқини, һәқиқий мәқситини билишни халайду яки у хил паш болуп қалған җасусларни мәхпий тутуп өзлиригә ишләшкә мәҗбурлайду. Бир дөләт йәнә бир дөләтниң җасуслирини тутқун қилса яки паш қилип қойса, у дөләтму қарши тәрәпниң җасуслирини паш қилиду, қарши дөләт қандақ муамилә қилған болса охшаш муамилә қилиду.

Доктор әркин әкрәм “истихбарат вә җасуслуққа тақабил туруш” дегән темида лексийисини түгитип йиғин әһлниң соаллириға җаваб бәрмәктә. 2013-Йили январ, түркийә.
Доктор әркин әкрәм “истихбарат вә җасуслуққа тақабил туруш” дегән темида лексийисини түгитип йиғин әһлниң соаллириға җаваб бәрмәктә. 2013-Йили январ, түркийә.
RFA/Arslan

Доктор әркин әкрәм, явропа дөләтлиридин шветсийә вә германийә бир қисим уйғур җасусларни хитайға ишлиди дегән җинайәт билән тутқун қилип җазаға һөкүм қилғандин кейин, хитай билән бу дөләтләрниң мунасивәтлиридә өзгириш болдиму йәни мунасивәткә тәсир йәттиму дегән соалға җаваб берип мундақ деди:
‏-явропа дөләтлири совет иттипақи парчиланғандин кейин дүшмән қалмиди дәп ойлиди вә асаси диққитини хәлқниң хушал вә бәхтлик яшишиға қаратти. Совет иттипақи парчиланғандин кейин, җасус кәлмәйду дәп ойлиди. Мана бу җасусларға сәл қарайдиған биринчи сәвәб. Иккинчиси, хитайниң явропада тутулған җасуслириниң көпинчиси уйғур мәсилиси вә тибәт мәсилиси билән мунасивәтлик болғанлиқи үчүн икки дөләтниң мунасивитигә тәсир йетидиған дәриҗидә әмәс, шуниң үчүн хитайниң җасуслирини сотқа тартиш арқилиқ явропа дөләтлири хитайға агаһландуруш бәргән болиду. Хитай уларни өзлириниң җасуслири икәнликини һечқачан қобул қилмайду, ташлап қойиду. Улар хитай билән иқтисади, сиясий, иҗтимаий җәһәттики мунасивәтләрдә үстүн орунда турушни халайду, әмма хитайдин сиясий, иқтисади җәһәттә үстүн орунда туралмиғанлиқи үчүн хитайниң җасуслирини сотқа тартиш арқилиқ бир козирни қолға кәлтүргән болиду, бу җәһәттә болсиму хитайдин үстүн орунда турушни мәқсәт қилиду. Үчинчи сәвәб болса, кишилик һоқуқ йәни уйғурларниң кишилик һоқуқи йоқ, у йәрдә яшаватқан уйғурларға көңүл бөлүп, хитайниң уйғурлар үстидин җасуслуқ қилишиниң алдини елиш.

Доктор әркин әкрәм, хитайниң алаһидә тәрбийилигән уйғур җасуслири барму? хитайға мәлумат йәткүзүватқан мәлум уйғур җасусларни қандақ чүшинимиз дегән соалға җаваб берип мундақ деди:
‏-Һәр қандақ бир дөләт пүтүн имканлирини ишқа селип истихбаратчилиқ вә җасуслуқ қилиду. Бу әслидә хәлқаралиқ мунасивәтләрдә әйиблинидиған бир иш әмәс. Иҗтимаий вә кишилик мунасивәтләрдә әхлақ бәк муһим, әмма дөләтләр оттурисидики мунасивәтләрдә әхлақ бәк аҗиз орунда туриду, дөләтләр оттурисидики мунасивәтләрдә әхлақ өлчими болмайду. Шуниң үчүн халиған дөләткә җасус әвәтиду. Уйғурларниң арисидиму хитай йетиштүргән мутәхәссис җасуслар бар, чүнки хитай шәрқий түркистанни контрол қилиш үчүн чоқум уйғур җасусларни йетиштүриду. Сани бәк көп әмәс дәп ойлаймән, әмма хитай уйғурчини уйғурдин яхши сөзләйдиған хитай җасусларниму йетиштүриду. Чүнки хитай сиясий аң чүшәнчисидә өзидин башқа милләтләргә ишәнмәйду, биз вә улар дәп айрийду. Хитайда, “бизниң миллитимиздин болмиғанларниң йүрики биздин әмәс” дәйдиған сөз бар.

Доктор әркин әкрәм, бир дөләт башқа бир дөләткә әвәткән җасуслар қайси саһәләрни муһим дәп қарап җасуслуқ қилиду дегән соалға җаваб берип мундақ деди:
‏-Соғуқ уруштин илгири җасуслар асасән қорал-ярақ саһәсидә көпрәк җасуслуқ қилатти. Йәни заманиви қорал-ярақларниң техникилиқ ясаш усуллирини қолға чүшүрүш саһәлиридә җасуслуқ қилатти. Соғуқ уруштин кейин пән-техника вә иқтисади җәһәттә көпрәк җасуслуқ һәрикити қилиду. Әмма сиясий җәһәттә демократик дөләтләрдә һәр нәрсә ашкара болғанлиқи үчүн, ахбаратларда елан қилинған учурлар һәр нәрсини ашкарилиғанлиқи үчүн җасуслуқ қилишқа еһтияҗ қалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.