Әркин әкрәм: түркийиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуш еһтималлиқи йоқ

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.02.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
shangxey-hemkarliq-erkin-ekrem.JPG Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити истратегийә тәтқиқат бөлүми уюштурған бу айлиқ истратегийә тәтқиқат йиғинида доктор әркин әкрәм сөз қилди. 2013-Йили 23-феврал, түркийә.
RFA/Arslan

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити истратегийә тәтқиқат бөлүминиң уюштуруши билән һәр айда бир қетим өткүзүлүп келиватқан истратегийә тәтқиқат йиғининиң бу айлиқ йиғини 2013-йили 2-айниң 23-күни истанбулниң зәйтинбурнидики деңиз фәнәри җәмийәтниң йиғин залида өткүзүлди. Йиғинда, әнқәрәдин алаһидә тәклип қилинған истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм, “түркийиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әзалиқи вә униң шәрқий түркистанға көрситидиған тәсири” дегән темида сөз қилди.

Доктор әркин әкрәм сөзидә алди билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қурулуш тарихи вә мәқсәтлири тоғрисида тохталди вә бу тәшкилатниң қурулғандин башлап хитайниң уйғурларни бастурушиға һәмкарлишип келиватқанлиқини ипадилиди.

Доктор әркин әкрәм, бу тәшкилатниң ортақ бир қиммәт қариши йоқлуқини вә бу тәшкилатқа әза дөләтләр, тәшкилатқа мәслиһәт салмастин башқа чоң дөләтләр билән һәмкарлишип келишим түзидиғанлиқини, бу тәшкилатиниң башқа хәлқаралиқ тәшкилатларға селиштурғанда хәлқара сәһнидә тәсир күчиниң йоқлуқини ипадилиди.

Доктор әркин әкрәм сөзидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида тохталди һәм түркийиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға киришни тәләп қилишниң сәвәблири тоғрисида тохталди.

Доктор әркин әкрәм, хитайниң түркийидин әндишә қиливатқан муһим нуқтиларни оттуриға қойди, униң қаришидики бу нуқтилар төвәндикичә: түркийиниң шимали атлантик окян тәшкилатиға ниң әзаси болуши, түркийиниң явропа иттипақиға әза болуш үчүн намзатлиқи, түркийиниң ғәрб әллириниң сепидин орун елиши, түркийиниң оттура асияда тарихи, мәдәний вә дини тәсири билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң ичидики 3 дөләтни бир гәвдигә кәлтүрүш тәсириниң еһтималлиқи, түркийиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ичидә шәрқий түркистан вә уйғур мәсилисигә көңүл бөлүши.

Доктор әркин әкрәм сөзидә йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болушниң шәртлири билән түркийиниң явропа иттипақи билән имзалашқан келишимләрниң зит келидиғанлиқини оттуриға қойди. У, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң терроризмни баһанә қилип, уйғурларни бастурушта хитайға маслишип бериш шәрти билән түркийиниң ғәрб әллири билән кишилик һоқуқ җәһәттә имзалашқан сиясий җинайәтчиләрни қайтуруп бәрмәслик келишимнамисиниң зит келидиғанлиқини мисал қилип көрсәтти вә шундақла түркийиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң шәртлирини қобул қилиши мумкин әмәсликини, әнә шу сәвәбтин бу тәшкилатқа әза болуш еһтимали йоқлуқини ипадилиди. У, бу мәсилидә әндишә қилмаслиқ керәкликини тәкитлиди.

Доктор әркин әкрәм ахирида йиғин әһлиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә уйғурлар тоғрисида сориған соаллириға җаваб бәрди. Йиғин 2 саәт давам қилған болуп қизғин кәйпият ичидә ахирлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.