Д у қ ниң муавин рәиси әркин әкрәм түркийәдики икки чоң аммиви тәшкилатни зиярәт қилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.12.09
Erkin-Ekrem-Oljay-Kilawuz-1.JPG Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси әркин әкрәм әпәнди түркийәдики “үлкү оҗақлири” тәшкилатиниң рәиси олҗай килавуз әпәнди билән биргә. 2017-Йили 8-декабир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндиниң тәклипи бойичә 6-вә 8-декабир күнлири д у қ ниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин “түркийә каму-сән” йәни “түркийә кадирлар уюшмиси” билән “үлкү оҗақлири” тәшкилатини зиярәт қилди. Зиярәт җәрянида у д у қ ниң йеқинда өткүзүлгән йеңи сайлими, кәлгүси хизмәт пиланлири шуниңдәк түрк аммиви тәшкилатлири билән болған достанә алақилири тоғрисида мәлумат бәрди.

Муавин рәис әркин әкрәм әпәнди 6-декабир күни 450 миң әзаси бар, бурундин тартип уйғурларни қоллап келиватқан түркийә кадирлар уюшмиси рәиси исмаил қонҗуқ әпәнди билән, 8-декабир күни түркийәдики әң чоң яшлар тәшкилатиниң рәиси олҗай килавуз әпәндиләр билән айрим-айрим көрүшүп, д у қ намидин уларға рәһмәт ейтти.

Исмаил қонҗуқ әпәнди учришиштин кейин җиддий бир йиғинға иштирак қилидиған болғачқа, соалимизға җаваб беришни кейингә қалдурди. 

“үлкү оҗақлири” ниң рәиси олҗай килавуз әпәнди өз тәшкилатиниң дунядики әң чоң яшлар тәшкилатидин бири икәнликини тәкитләп, өзлириниң түрк дуняси шундақла шәрқий түркистан үчүн нурғун паалийәтләрни елип барғанлиқини, бундин кейинму уйғурларни қоллашни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “мән алди билән д у қ ниң йеңи рәһбәрлик һәйитини тәбрикләймән, мубарәк болсун. Бизгә қандақ еһтияҗиңлар чүшсә уни қилишқа тәйяр биз. Тәлипиңларни күтимиз. Биз дунядики әң чоң яшлар тәшкилати болуш сүпитимиз билән түрк дуняси үчүн, җүмлидин шәрқий түркистан үчүн қолимиздин кәлгән паалийәтни қиливатимиз. Шәрқий түркистандики зулум, бесим вә тән җазалирини аңлитидиған паалийәтләрни уюштурдуқ, бундин кейинму давамлаштуримиз. Бизниң шәрқий түркистанға болған муһәббитимиз чоңқур. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз дучар болуватқан зулумни дуняға аңлитиш, бу дәва үчүн хизмәт қилиш бизниң қериндашлиқ вә инсаний бурчимиз.” 

Олҗай килавуз әпәнди хитайниң шәрқий түркистанлиқларға йүргүзүватқан бесим сияситиниң инсанлиқ қелипидин чиққанлиқини баян қилип мундақ деди: “бүгүнки күндә кишиләрниң диний етиқадини, саяһәт әркинликини, ана тилида сөзлишиши һоқуқини чәкләш һәқиқәтән бүйүк бир палакәт һесаблиниду. Бу тарихқа инсан қелипидин чиққан бир сиясәт сүпитидә йезилиду. Хитайниң бу сияситини қобул қилғили болмайду. Биз хитайни қаттиқ әйибләймиз. Биз хитайдин дәрһал бундақ инсанлиқ қелипидин чиққан сияситини тохтитишини тәләп қилимиз. 10-Декабир күни йеқинлишип қалған бүгүнки күндә хитайни кишилик һоқуққа һөрмәт қилишини, бесивалған земиндин чиқип кетишини тәләп қилимән.” 

Учришиш ахирлашқандин кейин микрофонимизни д у қ ниң муавин рәиси, доктор әркин әкрәмгә узаттуқ. У, бу икки тәшкилатниң түркийәниң пүтүн вилайәтлиридә шөбиси барлиқини, түркийәдә күчлүк аммиви асасқа игә икәнликини билдүрди. 

У йәнә мәзкур икки тәшкилат рәислириниң д у қ қа маддий вә мәниви җәһәттин ярдәм қилидиғанлиқини ейтқанлиқини баян қилди.

Д у қ 11-айниң 10-күнидин 13-күнигичә германийәниң мюнхен шәһиридә 6-нөвәтлик пәвқуладдә вәкилләр қурултийи чақирип, йеңидин рәһбәрлирини сайлап чиққан иди. Түркийәдин доктор әркин әкрәм муавин рәисликкә сайланған иди. Доктор әркин әкрәм әпәнди қурултайдин кейин биринчи басқучта түркийәдики аммиви тәшкилатларниң рәһбәрлири билән иккинчи басқучта сиясий партийәләр билән учришидиғанлиқини баян қилди.

Түркийә-хитай мунасивити күнсайин күчәймәктә. Бундақ бир шараитта уйғур дәвасини қандақ елип бериш керәк? доктор әркин әкрәм әпәнди бундақ бир шараитта түркийәниң мәнпәитиниму нәзәрдә тутқан һалда шәрқий түркистан мәсилисини түркийәниң күн тәртипидә тутуп турушқа тиришидиғанлиқини баян қилди.

Түркийә “каму-сән” йәни “кадирлар уюшмиси” 450 миң әзаси бар әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болуп, һәр йили уйғур тарихидики муһим күнләрдә хитай әлчиханиси алдида намайиш уюштуруп кәлмәктә. “үлкү оҗақлири” болса милләтчи һәрикәт партийәсиниң яшлар ячейкиси болуп, түркийәниң 70 кә йеқин вилайитидә шөбиси мәвҗут. Узун йиллардин бери уйғурларға изчил һалда ярдәм қилип келиватқан тәшкилатлардин бири.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.