“әркинлик лоңқиси” чолпанлири шәрқий түркистанлиқлар учришишиға қатнашти
2014.06.16
6 - Айниң 15 - күни 2 - нөвәтлик дуня уйғур яшлири путбол мусабиқисигә қатнашқан уйғурларға атап “шәрқий түркистанлиқлар учришиши” намида кечилик өткүзүлди.
Кечиликкә қәйсәри шәһәрлик һөкүмәт мәсуллири, бүйүк бирлик партийәси муавин рәиси, қоҗасинан районлуқ һөкүмәт башлиқи, д у қ мәсуллири, истанбул, измир, әнқәрә вә қәйсәрилик уйғурлардин болуп көп санда киши қатнашти.
Бу мурасимға түркийәниң көп санда министирлири, парламент әзалири тәбрик телеграммиси әвәтти. Мурасимниң ечилиш нутқини түркийә бүйүк бирлик партийәси муавин рәиси шәрафәттин әпәнди, қоҗасинан районлуқ һөкүмәт башлиқи мустафа чәлик әпәнди, д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди вә әсқәрҗанлар қилди. Улар нутқида бу путбол мусабиқисиниң әһмийити тоғрисида тохталди. Төвәндә бу учришиш тоғрисида тәпсилий мәлумат беримиз.
9 Путбол командиси икки гуруппа шәклидә елип барған мусабиқисидә қазақистан билән германийә, голландийә билән қирғизистан һәл қилғуч мусабиқисигә чүшмәкчи.