Америка 2012 - йиллиқ террорчи тәшкилатлар тизимликини елан қилди

Ихтиярий мухбиримиз батур
2013.05.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
amerika-terorizim-305.png Америкиниң 2012 - йиллиқ террорчи тәшкилатлар тизимлики
Public Domain

Бүгүн америка дөләт ишлар министирлиқи америкиниң “2012 - йиллиқ дөләтләр әһвали вә террор тәшкилатлар тизимлики һәққидики доклати” ни елан қилған болуп, тизимликтә әлликтин артуқ тәшкилатниң исми йәр алған.

Бу қетимқи тизимликтә “шәрқий түркистан ислам партийиси” 2011 - йилидикидәкла йәнә чиқирип ташланған.

“америка авази” хитайчә тор бетидә билдүрүлүшичә, америка дөләт ишлар министирлиқи америка дөләт мәҗлисигә сунған доклатида, җуңгониң терроризмиға қарши көрүшиниң пәқәт уйғур елидики аталмиш шәрқий түркистан ислам һәрикитигә мәркәзлишип қалғанлиқи, җуңго һөкүмитиниң уйғур елидики “диний әсәбийлик, бөлгүнчилик вә терроризмни җуңгоға тәһдит” дәп қарайдиғанлиқини баян қилған һәмдә 2012 - йили 2 - вә 6 - айда уйғур елидә йүз бәргән вәқәләрни мисал қилип көрсәткән.

Лекин, доклатта йәнә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң изчил түрдә, хитайниң терроризмға қарши туруш баһаниси билән уйғур елидики асаслиқ йәрлик уйғур мусулманлирини қаттиқ бастуруватиду, дегән қаришиғиму йәр бәргән.

“11 - сентәбир вәқәси” дин кейин, америка “шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати” ни террорчи тәшкилат тизимликигә киргүзгән болуп, хитай һөкүмити шуниңдин буян уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини радикал ислам, терроризмға бағлап қаттиқ бастуруп кәлгәниди.

Түркийә истратегийә тәтқиқат идариси тәтқиқатчиси әркин әкрәм америкиниң бу йеңи доклатидики аталғу мәсилисидә тохталди.

Мунасивәтлик уланма:

http://www.state.gov/documents/organization/210204.pdf

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.