Әйса йүсүп алптекин вәхпи рәсмий хизмәт башлиди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.02.26
eysa-yusup-alptekin-wexpi.jpg Әйса йүсүп алптекин вәхпиниң алди көрүнүши. 2018-Йили 24-феврал, истанбул.
RFA/Erkin Tarim

2-Айниң 24-күни истанбулдики зәйтинбурну районида әйса йүсүп алптекин мәдәнийәт, маарип, тәтқиқат вә һәмкарлиқ вәхпиниң ечилиш мурасими өткүзүлди.

Бу вәхпиниң ечилиш мурасими башлиништин бурун кишиләр әйса йүсүп алптекинниң қәбриси бешида қуран тилавәт қилип хатирилиди. Мурасимға дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алптекин әпәнди, түркийә баш министирлиқ идарисиниң баш мәслиһәтчиси танәр мустафаоғлу, явропа түрк ислам бирликиниң қурғучи башлиқи сәрдар чәләби әпәнди, милләтчи һәрикәт партийәси, бүйүк бирлик партийәси қатарлиқ партийәләрниң мәсуллири қатнашти.

Булардин башқа йәнә булғарийә, македонийә, иран қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән көчмән түркләр қурған аммиви тәшкилат мәсуллиридин болуп 16әтрапида аммиви тәшкилатниң мәсуллири, истанбулдики уйғурлар вә әйса әпәндиниң әвладлириниң аилә-тавабиатлиридин болуп көп санда киши иштирак қилди.

Дуня уйғур қурултийиға вакалитән муавин рәис доктор әркин әкрәм, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати рәиси һидайәтулла оғузхан қатарлиқ кишиләр иштирак қилди вә сөз қилди.

Зәйтинбурнуда ечилған әйса йүсүп алптекин вәхпиниң лентисини кесиш үчүн мурасимға риясәтчилик қилған асийә қарақаш ханим әркин алптекинни сәһнигә тәклип қилди.

Әркин алптекин әпәнди әйса йүсүп алптекин вәхпиниң пәқәтла “шәрқий түркистанлиқлар үчүнла әмәс пүтүн түркий милләтләр үчүн хәйрлик болуши” ни тилигәндин кейин лента кәсти. У, мундақ деди: “вәхпимизниң пәқәт шәрқий түркистан үчүнла әмәс пүтүн түркий милләтләр үчүн хизмәт қилидиғанлиқиға чин көңлүмдин ишинип, бисмилла дәп лентини кесимән. Пүтүн түркий милләтләргә мубарәк болсун”.

Әркин алптекин әпәнди әйса йүсүп алптекин вәхпиниң бундин кейин нуқтилиқ һалда қилидиған ишиниң тәтқиқат икәнликини баян қилип мундақ деди: “биз әһмийәт беришкә тегишлик әң муһим иш тәтқиқат. Муһәммәтимин буғра әпәндиниң пәрзәнтлиридә, мәсуд сабири байқозиниң қизи гүлтекин ханимдин қалған көп материяллар бар. Буларни рәтләп чиқип, нәшр қилдурушимиз керәк. Мән қолумдики материялларни бу вәхпкә бәрдим. Мәсилән, бу материялларниң ичидә 1933-йилидики шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәиси хоҗа нияз һаҗиниң түркийәгә вә әнглийәгә язған хәтлири бар. Буларни дәрһал рәтләп нәшр қилдурмисақ биздин кейин йоқ болуп кетиши мумкин”.
Арқидин түркийә баш министирлиқиниң баш мәслиһәтчиси танәр мустафаоғлу әпәнди сөз қилди.

У мундақ деди: “мән гиретсийәдики бати тиракялиқ. Бати тиракя түрклири мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң сабиқ рәисимән. Мениңчә, әйса йүсүп алптекинниң әң муһим алаһидилики һәммә адәмни бир йәргә җәм қилалиши. Әйса йүсүп алптекин исмини унутқузмаслиқ пәқәтла униң әвладлириниң вәзиписи әмәс, униң намидики вәқип намида шәрқий түркистан дәвасини давамлаштуруш һәммимизниң вәзиписи болуши керәк дәп қараймән”.

Арқидин сабиқ парламент әзаси, йеңи қурулған “ийи партийәси” ниң баянатчиси муқаддәр башәгмәз әпәнди өзиниң мәрһум әйса йүсүп алптекин билән түркийә парламентида тонушқанлиқини баян қилип мундақ деди: “әйса йүсүп алптекин әпәнди билән парламентта тонушуш пурситигә игә болғанидим. У, парламентқа кәлгәндә парламент әзалири уни һөрмәтләп униң қолини сөйгәнләрниң ичидә мәнму бар идим. Мәлумат берилсә кишиләр қизиқишқа башлайду. Кейинчә шәрқий түркистанлиқлар билән тонуштум. Һәммиси ғурурлуқ яхши кишиләр икән. Мән тонушқан шәрқий түркистанлиқларниң һәммиси яхши есил кишиләр иди. Улар билән тонушқанлиқимға хурсән болдум. Мән бир сиясәтчи болуш сүпитим билән әйса йүсүп алптекин вәхпиниң муқәддәс шәрқий түркистан дәвасиниң илгирилиши үчүн зор төһпиләрни қошушини үмид қилимән”.

Ечилиш мурасимида дуня уйғур қурултийи муавин рәиси доктор әркин әкрәмму сөз қилди. У, уйғурларниң мәрһум рәһбири әйса йүсүп алптекин билән болған әслимилири һәққидә тохтилип мундақ деди: “әйса әпәнди билән 1991-йилиниң ахирида тонуштум. Мән уни түркийәгә келиштин бурунла биләттим. Хитайниң ейтишичә, әйса әпәнди чоң бир тәшкилат қуруп хитайни парчилашқа тиришиватқан икән. Мән түркийәгә келип әйса әпәндиниң өйигә киргинимдә хитайниң дегәнлириниң ялған икәнликини уқтум. Чүнки, әйса йүсүп алптекин аддий-садда бир өйдә, қийинчилиқларға қаримай өмүр бойи шәрқий түркистан дәваси үчүн күрәш қилған бир киши икәнликини өз көзүм билән көрдүм. Әйса йүсүп алптекин пәқәтла бир сиясий рәһбәрла әмәс, бәлки шәрқий түркистан дәвасини қандақ елип беришимиз тоғрисидики пикирлириниму йезип қалдурған шәхс. У, бизгә дәваниң йол хәритисиниму сизип қалдурған”.

Арқидин явропа дөләтлиридә паалийәт елип бериватқан явропа түрк ислам бирликиниң қурғучи башлиқи муса сәрдар чәләби сөз қилди. У, өзиниң 1970-йили мәрһум әйса йүсүп алптекин билән тонушқанлиқини, униң намида қурулған бу вәқипниң шәрқий түркистан үчүн зор ишларни қилидиғанлиқиға ишәнчисиниң камил икәнликини баян қилип мундақ деди: “бу вәқип шәрқий түркистан дәвасиға ишәнгән кишиләр қурған йеңи бир тәшкилат һесаблиниду. Худайим буйруса вәхпимиз бүйүк лидеримизниң исми билән шәрқий түркистан дәвасини яш әвладларға йәткүзидиған муһим хизмәтләрни қилидиғанлиқиға ишинимиз. Әйса йүсүп алптекин вәхпи уйғурларниң бирлик вә иттипақлиқиниң әмәлгә ешишиға сәвәб болуп қелишини тиләймән”.

Чәтәлдики уйғур дәвасиниң һүлини салғучилардин бири болған әйса йүсүп алптекин 1949-йилидин кейин, кәшмир арқилиқ 1952-йили түркийәгә кәлгән. У, 1995-йили 12-айниң 17-күни аләмдин өткүчә миллитиниң әркинлики үчүн күрәш қилған. 1997-Йили униң пәрзәнтлири тәрипидин әйса йүсүп алптекин мәдәнийәт, маарип тәтқиқат вә һәмкарлиқ вәхпи қурулған. Түрлүк сәвәбләр түпәйлидин өз паалийәтлирини башлиялмиған мәзкур вәхпә, бу йил 24-феврал күни рәсмий паалийәт башлиди. Сайламда доктор өмәр қул вәқипниң рәисликигә, җаһит дак әпәнди билән һайруллаһ әфәндигил әпәнди муавин рәисликкә, адвокат мустафа алпарслан йилдиз билән әкрәм қирмизи әпәнди башқуруш һәйәт әзалиқиға сайланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.