Хитай сақчилириниң фирансийәдики уйғурларниң шәхсий учурлирини елишқа урунуши диққәт қозғиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.03.05
Firansiye-uyghur-jemiyit-yighin.jpg Фирансийә уйғур җәмийитиниң әзалири йиғинда. 2015-Йили 17-январ, париж.
RFA/Qutluq

Хитайниң өткән йилдин буян уйғур дияридики йәрлик хәлқләрниң қан әвришкисини топлиши, DNA амбири қуруши, һәр бир шәхс үчүн шәхсий саламәтлик архипи турғузуши, уйғурларниң сиясий җәһәттин ишәнчлик яки ишәнчсизликини бекитидиған җәдвәл чиқириши вә башқа чекидин ашқан бесим сиясәтлири хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң диққитини қозғаватқан бир пәйттә, америкида чиқидиған “ташқи сиясәт” журнили җүмә күни хитай сақчилириниң фирансийәдики уйғурларға биваситә телефон қилиш, вечат қатарлиқ хитайдики учур алақә әплири арқилиқ учур йоллаш, һәтта уларниң аилисидики ата-ана вә уруқ-туғқанлирини қийин қистаққа елиш қатарлиқ васитиләрни қоллинип, уларниң шәхсий учурлирини елишқа урунғанлиқини хәвәр қилди.

Хәлқара мәтбуатларда ғулғула қозғиған бу хәвәр нөвәттә хитайниң чәтәлләрдики уйғурларниң шәхсий учурлирини топлашқа өткәнликини, шундақла уларниң уйғурларға қарита йәр шари көләмлик контроллуқ системиси шәкилләндүрүшкә урунуватқанлиқини йәниму ениқ көрситип бәрмәктә.

Бүгүн радийомизни язма учурлар билән тәминлигән фирансийәдики бир қисим уйғурлар, хитай һөкүмитиниң пүтүн дуня миқясидики уйғурларниң шәхсий учурлирини топлаш, уларни түрлүк усуллар билән контрол қилишқа урунуш һәрикитиниң фирансийә даирилириниң әндишисини қозғаватқанлиқини билдүрди. Учурда дейилишичә, бүгүн фирансийә ташқи ишлар министирлиқи, ички ишлар министирлиқи вә фирансийә мәтбуатлири өзлириниң хитай сақчилириниң тәһдитигә учриғанлиқини билдүргән бир қисим уйғурлар билән алақиләшкән. Улар, өзлириниң “ташқи сиясәт” журнилидики бу хәвәрни көрүп чүчүп кәткәнликини вә бу ишни сүрүштә қилидиғанлиқини билдүргән.

Фирансийәдики әң чоң ахбаратлардин “ле монде дуня гезити” ниң мухбирлири хитай сақчилириниң тәһдитигә учриған уйғурларни зиярәт қилип бу һәқтә тәпсилий хәвәр тәйярлимақта икән.

Фирансийәдики оқуғучилар әвәткән учурларға қариғанда, фирансийәдә оқуватқан вә яки фирансийә пуқралиқини елип болған уйғурлардин аз дегәндә 10 нәпири 2017- йилидин буян хитай сақчилириниң тәһдитлиригә учрап кәлгән. Улар үндидар яки елхәт, һәтта биваситә телефон арқилиқ фирансийәдики бу уйғурларни өзлириниң чәтәлдә олтурақлишип қелиш сәвәби, олтурушлуқ адреси, мәктәп яки хизмәт орни һәмдә немә иш қилидиғанлиқини ениқ мәлум қилиши, аилисидики кишиләр билән җориси, пәрзәнтлири һәққидики учурларни, хитайдин чиқирилған кимлик яки паспорт номури қатарлиқларни мәлум қилишқа қистиған. Һәтта уларниң фирансийә паспорти вә той хети қатарлиқларниң көпәйтилгән нусхилирини дәрһал әвәтип беришни тәләп қилған икән.

Уйғур дияридики сиясий вәзийәтниң барғансери өткүрлишишигә әгишип хитай даирилириниң чәктин ашқан тәдбирләр арқилиқ уйғурларниң учурлирини архиплаштуруш һәрикитиниң нөвәттә һәтта чәтәлләрдики уйғурларғичә кеңийиватқанлиқини тәкитлигән америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди пикир баян қилди. Униң билдүрүшичә, хитай сақчилириниң иҗтимаий алақә васитилири, интернет вә телефон арқилиқ чәтәлләрдики уйғурларға өзиниң әһвалини әйнән мәлум қилишқа қистиши 2016-йилиниң ахирлири, 2017-йилиниң башлирида күчәйгән. Илшат әпәнди хитайниң бу хил тәдбирлириниң йәр шари миқясида техиму кәң вә ашкара шәкилгә киргәнликини, бу арқилиқ хитай даирилири уйғурларни қаттиқ контрол қилишни ахирқи мәқсәт қиливатқанлиқини оттуриға қойди.

Мәркизи вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә ханим, хитайниң чәтәлләрдиму уйғурларниң барлиқ хусусий учурлирини топлаш һәрикитини елип беришиниң муһаҗирәттики уйғур җамаити арисида зор ғулғула қозғаватқанлиқини илгири сүрди. У, америка, канада, японийә, явропа әллиридә яшаватқан уйғурлардин бу һәқтә мәзкур органға пикир вә шикайәт қилғучиларниң көпийиватқанлиқини тилға алди. Зубәйрә ханим хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанни мәңгүлүк мустәмликисигә айландурушта һәр қандақ уйғурни дүшмән көридиғанлиқини вә қаттиқ контрол қиливатқанлиқини шундақла чәтәлләрдики уйғурларниң ирадисини сундурушни көзләватқанлиқини оттуриға қойди.

Өткән йилниң кейинки йеримидин башлап радийомизға кәлгән инкаслардинму дәсләп түркийә, мисир вә әрәб әллиридики уйғурларниң хитай сақчилириниң бу хил тәһдитлиригә йолуққанлиқи мәлум болған болса, кейинчә бу тәһдитниң һәтта явропа әллири, америка, канада, австралийә вә японийә қатарлиқ әлләрдә яшаватқан уйғурларғичә кеңәйгәнлики мәлум болған иди.

Нөвәттә америкида паалийәттә болуватқан дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндиму радийомиз зияритини қобул қилип, хитайниң чәтәлләрдики уйғурларға созулған “рәзил қоли” һәққидә инкас қайтурди. У, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурларни нишанға елишқа өткәнликини вә буниң уйғур җамаитигә мәлум нисбәттә роһий бесим елип келиватқан болсиму, әмма йәнә бир җәһәттин уйғурларни ойғатқанлиқини вә һошярлиқини ашурғанлиқини баян қилди.

Долқун әйса әпәнди йәнә фирансийәдики уйғурларниң хитайдин кәлгән бу хил бесим вә тәһдитләрни мунасивәтлик орган вә мәтбуатларға ашкарилиғанлиқиниң хитайниң бу хил тәһдитлири шундақла пиланлирини бузушта үнүмлүк рол ойниғанлиқини алқишлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.