Фирансийәдики уйғурлар парижға җәм болуп 5 - феврал ғулҗа вәқәсини хатирилиди
2016.02.15

13 - Феврал фирансийәдики уйғурлар парижға җәм болуп 5 - феврал ғулҗа вәқәсиниң 19 йиллиқини хатирилигән.
Фирансийә уйғур җәмийитиниң тәшкиллиши билән фирансийәниң һәр қайси җайлиридики уйғур җамаитиниң вәкиллири 13 - феврал париж иккинчи район мәдәнийәт мәркизидики йиғин залиға җәм болуп 1997 - йили йүз бәргән 5 - феврал ғулҗа вәқәсини хатирилигән.
Парижда өткүзүлгән бу қетимқи 5 - феврал ғулҗа вәқәсиниң 19 йиллиқини хатириләш паалийитигә йәнә бир қисим уйғур мәсилисини қоллиғучи франсузларму қатнашқан.
Зияритимизни қобул қилған фирансийә уйғур җәмийитиниң баш катиби турсунҗан бу қетимқи паалийәт һәққидә тохталди.
Хатириләш паалийити җәрянида телефон сөһбитимизни қобул қилған фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимит паалийәтниң мәзмуни һәққидә қисқичә тохтилип өтти.
“5 - феврал ғулҗа вәқәси”ни хатириләш паалийитидә көпчилик бирдәк өткән йилқи фирансийә уйғур җәмийити елип барған бир қисим паалийәтләр вә ишләнгән хизмәтләр тоғрисидиму өзлириниң қарашлирини оттуриға қоюш билән биргә, бәзибир охшимиған пикир вә қарашлар һәққидиму өз - ара сөһбәтләшкән.
Кишилик һоқуқ паалийәтчиси әркин аблимитниң билдүрүшичә, парижда елип берилған 5 - феврал ғулҗа вәқәсиниң 19 йиллиқини хатириләш паалийитидә кәң уйғур җамаити йәнә бу йил 7 - айда фирансийәдә өткүзүлидиған 5 - июл үрүмчи вәқәсини хатириләш паалийити һәққидиму дәсләпки пиланларни оттуриға қойған.
5 - Феврал ғулҗа вәқәсиниң 19 йиллиқини хатириләш паалийитигә иштирак қилған сабиқ фирансийә парламент әзаси, кишилик һоқуқ паалийәтчиси дейни әпәндиму паалийәттә сөз қилған болуп, у сөзидә өткән йили 31 - декабир хитай һөкүмити тәрипидин “террорчиларни қоллиди” дегән бәтнам билән бейҗиңдин һәйдәлгән фирансийәлик мухбир урсула ханим мәсилиси тоғрисидики фирансийә вә хитай һөкүмитиниң бир қисим қарашлирини көпчиликкә билдүргән.
Зияритимизни қобул қилған дени әпәнди бу һәқтә тохтилип:“мән бүгүнки йиғилишта көпчиликкә фирансийә һөкүмитиниң мухбир урсула ханим мәсилиси тоғрисидики бейҗиңға билдүргән бир нәччә қетимлиқ йепиқ шәкилдики наразилиқини вә хитай тәрәпниң урсула ханимни йәнә қайтидин бейҗиңға берип хизмитини давалаштурушқа қарар бәргәнликини әскәртип өттүм шундақла урсула ханим мәсилиси мунасивити билән фирансийә хәлқи вә һөкүмитиниң уйғур мәсилисини йәнә қайтидин чоңқур тонуп йәткәнликини билдүрдүм” деди.
Фирансийәлик мухбир урсула парижда чиқидиған “лобис” журнилиниң хитайда турушлуқ узун йиллиқ мухбири болуп, у,мәзкур журналниң өткән йили 18 - ноябирдики санида шу йили 18 - сентәбир уйғур елида йүз бәргән бай көмүр кан һуҗуминиң хитай дегәндәк хәлқара җиһадий һәрикәт әмәс, бәлки “йәрлик хәлқниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқидин келип чиққан тоқунуш” икәнликини илгири сүргәнлики сәвәбидин хитайниң наразилиқини қозғиған иди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.