Фирансийә уйғур җәмийити өзиниң рәһбәрлик аппаратини йеңидин сайлиди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.01.22

20-январ күни мәркизи фирансийәниң париж шәһиридики фирансийә уйғур җәмийитиниң 4-нөвәтлик сайлими өткүзүлди. Сайламға тәшкилат рәһбәрлири, мәзкур тәшкилатқа әза болған париж шәһиридә вә башқа шәһәрләрдә яшаватқан бир бөлүк уйғурлардин болуп 80 әтрапида киши қатнашқан.

Мәлум болушичә, фирансийә уйғур җәмийити 2008-йили парижда қурулған болуп, бу тәшкилат әйни вақитта фирансийәдә паалийәт елип бериватқан тибәт вә хитай демократлириниң тәшкилатлири һәм хәлқара кәчүрүм тәшкилатлири билән бирликтә хитайға қарши наразилиқ намайишлириға иштирак қилған. Сайлам қаидисигә бинаән бу қетим 4-нөвәтлик сайлимини елип берилған. 

Сайламдин илгири тәшкилатниң кона рәһбәрлик һәйити сәһнидин орун елип, алди билән өткән 4 йиллиқ хизмәтлири тоғрисида доклат бәргән, хизмәт доклатидин кейин малийә доклати берилгән. 

Сайламға уйғур паалийәтчи мәрдан бари әпәнди риясәтчилик қилған. Сайламда демократик принсипларға асасән беләт ташлап аваз бериш усули арқилиқ тәшкилат рәиси сайлап чиқилған болуп, фирансийә уйғур җәмийитиниң сабиқ муавин рәиси алим өмәр әпәнди мәзкур тәшкилатниң рәисликигә сайланған. 

Рәислик сайлимидин кейин тәшкилатниң 3 нәпәр муавин рәиси, катипи, малийә мудири, иҗраийә һәйәт әзалири вә тәптиши сайлап чиқилған. Фирансийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси әкбәр йүсүп әпәнди нәқ мәйдандин телефон зияритимизни қобул қилғанда бу қетимқи сайламниң нәтиҗилик болғанлиқини муәййәнләштүрди. 

Фирансийә уйғур җәмийитиниң йеңи рәиси алим өмәр әпәндиму зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи сайламда өзиниң рәисликкә сайланғанлиқини, уйғурларниң һазирқи вәзийитиниң интайин еғир икәнликини, бундин кейинки паалийәтлиридә нуқтилиқ һалда фирансийә парламенти вә һөкүмитигә тәсир көрситишкә тиришидиғанлиқини ипадә қилди. 

Алим өмәр әпәнди фирансийәниң явропадики муһим дөләтләрдин бири икәнликини, өзлириниң фирансийәни мәркәз қилған һалда явропа дөләтлиридә уйғурларниң әркинлики үчүн паалийәт елип баридиғанлиқини баян қилди. 

Уйғурлар фирансийәгә 2000-йилларниң башлиридин тартип келишкә башлиған болуп, һазир фирансийә бойичә 500 әтрапида уйғур бар икән. Әкбәр йүсүп әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди. 

Сайламда беләт ташлиған ризвангүл ханим, сайламниң демократийәлик усулда өткүзүлгәнликини баян қилди. 

Фирансийә уйғур җәмийитигә рәис болуп сайланған алим өмәр әпәнди үрүмчидә туғулуп чоң болған болуп, башланғуч, оттура вә толуқ оттура мәктәпни үрүмчидә пүттүргәндин кейин 2004-йили фирансийәгә кәлгән. Илгири у фирансийә уйғур җәмийитиниң муавин рәислик вәзиписини өтигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.