Америка президенти барак обама лаоста җәнубий деңизниң игилик һоқуқ мәсилисидики мәйданини тәкитлиди
2016.09.07

Америка президенти барак обама хаңҗу шәһиридики г-20 дөләт башлиқлири йиғинини ахирлаштурғандин кейин лаосқа йетип келип, у йәрдә шәрқий җәнуби асия дөләтлириниң йиғиниға қатнашти.
Хитай җәнубий җуңго деңизиниң тамамини дегүдәк өзигә тәвә дәп, игилик һоқуқ мәсилисидики позитсийисини қаттиқлаштурған бир мәзгилдә, барак обама лаоста америкиниң асия-тинч окян районидики мәвҗутлуқи, деңиз йолиниң очуқ болуши вә кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә сөз қилди. У сөзидә, америкиниң райондики кичик дөләтләрниң мәнпәәтини қоғдашни давам қилидиғанлиқини тәкитлиди. Көзәткүчиләр икки дөләтниң районда өз -ара тиркишиш вәқәлириниң бундин кейин техиму көп көрүлүши мумкинликини мөлчәрлимәктә.
Дуня иқтисадиниң 85 пирсәнтигә вәкиллик қилидиған 20 дөләтниң рәһбәрлири 4-5-сентәбир күнлири хитайниң хаңҗу шәһиригә йиғилип, иқтисадий, сиясий вә муһит мәсилилири үстидә көрүшкән иди. Бу һәқтики хәвәрләрдин қариғанда, йиғинда сода-тиҗарәт, дуня екологийисиниң булғинишини тизгинләш, сүрийә кризиси, панаһланғучилар мәсилиси дегәнгә охшаш бир қатар мәсилиләр үстидә музакириләр болған. Йиғинда юқиридики бәзи саһәләрдә бир қатар келишимләр һасил қилинған болсиму, әмма сүрийә кризиси вә сүрийәлик панаһланғучилар мәсилисини һәл қилишқа пайдилиқ бир келишим түзүлмигән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиға охшаш кишилик һоқуқ органлири болса бу әһвални әйибләп баянат елан қилди.
Америка президенти барак обама хаңҗудики йиғинни аяғлаштурупла, шәрқий җәнуби асия дөләтлириниң йиғиниға қатнишиш үчүн лаосқа йетип кәлгән. У лаоста, америкиниң җәнубий деңизниң игилик һоқуқ мәсилиси, асия дөләтлиридә демократийини ишқа ашуруш қатарлиқ темиларда муһим сөз қилған. У нутқида, хитайниң җәнубий деңизниң игилик һоқуқ мәсилисидики позитсийисини ишарәт қилип туруп мундақ деди: “һәрбир дөләтниң игилик һоқуқи вә территорийилик пүтүнлүкигә һөрмәт қилиниши керәк. Һәрбир дөләтниң чоң-кичиклики қандақ болушидин қәтийнәзәр һәммисигә охшаш муамилә қилиниши керәкликигә ишинимиз. Биз чоң дөләтләрниң кичик дөләтләрни контрол қилмаслиқи, һәммә дөләтниң бир хил қаидигә бойсунуши керәкликигә ишинимиз.”
Обама сөзидә йәнә, асия-тинч окян районидики шериклирини қоллашни давам қилидиғанлиқини әскәртип “америкиниң шерик дөләтлири шуни ениқ билиши керәкки, силәрниң хәвпсизликиңләр бизниң баш тартип болмайдиған бурчимиздур. Биз шериклиримизниң түп мәнпәәтлирини қоғдашқа, деңиз вә һава йоллириниң очуқ болушиға вә дөләтләр ара тиҗарәтниң қанун асасида елип берилиши, зиддийәтләрниң тинчлиқ билән һәл қилиниш мәсилилиридә бир сәптә турушни давам қилимиз” деди. У йәнә әскәртип “америка шәрқий вә җәнубий деңизниң очуқлуқиға капаләтлик қилип, хәлқара қанунлар асасида у йәрләрдә сәпәр қилишни вә учушни давам қилиду һәм шундақла башқа дөләтләрниңму шундақ қилишиға ярдәм қилиду” деди.
Америка президенти барак обаманиң лаоста қилған сөзидики әң муһим нуқтиларниң бири, ахбарат-учур әркинликигә мунасивәтлик иди. У бу һәқтә мундақ дегән : “әркин ахбарат арқилиқ кишиләр адаләтни көзитип туралайду. Әркин интернет тори арқилиқ кишиләр идийә алмаштуралайду. Мустәқил әдлийә вә әркин сайлам арқилиқ кишиләр өзи халиған кишини сайлаш һоқуқиға еришәлиши керәк. Булар һәммиси һәрбир инсан еришиши керәк болған һоқуқ. Бир дөләттә һәр бир киши өз ғурури билән яшаш һоқуқиға еришкәндила андин муқимлиқ бәрпа болиду. Ғурур дегәнлик өзи халиғанчә яшаш вә ибадәт қилиш һоқуқи дегәнлик. Бирмадики мусулманлар өзини дөләтниң бир парчисидәк һес қилиши, хитайдики буддистлар вә христианлар әркин һалда динға ишинәлиши керәк. Ғурур дегәнлик һәр бир киши мәйли нәдин кәлгән болуши, кимни яхши көрүши вә яки чирайиниң қандақ болушидин қәтийнәзәр һәммиси қанун алдида охшаш муамилигә еришиш дегәнликтур.”
Обама сөзи ахирида, америкиниң кишилик һоқуқ тоғрисида сөзләштин ваз кәчмәйдиғанлиқини һәм демократийиниң асиядики әлләрдә әмәлгә ашидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини тәкитлиди вә буниңға японийә, җәнубий корейә вә тәйвән қатарлиқларни мисал қилип көрсәтти. У сөзиниң ахирида “биз зораванлиққа, тәһдиткә учримай туруп, йоқап кетиш хәвпи болмиған асаста бир дөләттә пикир әркинлики, йиғилиш-намайиш қилиш әркинлики, тинчлиқ билән җәмийәт қуруш әркинлики болған тәқдирдә дөләтниң күчийидиғанлиқиға ишинимиз” дегән.
Г-20 дөләт башлиқлири йиғини вә шундақла шәрқий җәнуби асия йиғинида болсун, көзәткүчиләрниң әң диққәт қилғини америка вә хитайдин ибарәт икки дөләтниң мунасивәтлири болди. Чүнки хаңҗудики йиғинму барак обаманиң айропиландин чүшүши үчүн хитай тәрәп йөткилишчан пәләмпәй тәминлимигәнликтин чиққан сүркилиш билән башланған иди. Бу һәқтики мулаһизиләрдә, һазир америкиниң асия-тинч окян районидики мәвҗутлуқини тәкитлишиниң хитайни биарам қиливатқанлиқи, шуңа икки дөләт арисида мушуниңға охшайдиған ушшақ сүркилишләрниң әмди көпийиши мумкинлики пәрәз қилинған. Вал ситрит журнилиниң ейтишичә, америка президенти барак обама җәнубий җуңго деңизиниң тосалғусиз болушиниң америка үчүн интайин муһимлиқини хаңҗудики мәзгилидиму қайта-қайта тәкитләп, ши җинпиңни игилик һоқуқ мәсилисидә хәлқара қанунлар асасида иш қилишқа чақирған. Бирақ, дәл шу мәзгилдә йәнә филиппин даирилири хитайға аит қазғучи парахотларниң җәнубий деңизниң сикарбору шоал дегән районида һәрикәт қиливатқанлиқини байқиған. Филиппин даирилири хитайниң райондики 7 сүний арал қурулушиға қошуп йәнә бир арал ясаватқан болуши мумкинликидин әндишә қилған. Вал ситрит журнилидики мулаһизидә ейтилишичә, америка президенти буни ениқ тәкитләп турған бир шараитта, хитайниң бундақ қилиш арқилиқ америкиниң өзиниң сөзидә қанчилик туралайдиғанлиқини синимақчи болуватқанлиқини баян қилған.
Хитайниң бу хилдики һәрикәтлири дуня дөләтлири, болупму асия-тинч окян районидики дөләтләр арисида хитайниң зорийиши вә униң һәрбий тәрәққияти өзи илгири сүрүватқандәк “өзини қоғдаш характерлик”му дегән соални пәйда қилмақта. Австралийә хәвәрләр тори даңлиқ бир обзорчиниң сөзини нәқил кәлтүрүп туруп “хитайниң зорийишини әмди достанә дәп қарашқа болмайду” дәп язған. Униңда ейтилишичә, обзорчи фрәнк чиң хитайниң зорийишиниң тинчлиқпәрвәр әмәсликини, униң дуняниң мәркизидә болуш ой-пикриниң әзәлдин бери мәвҗут болуп кәлгәнликини илгири сүргән вә “хитай аллиқачан буниң бешарәтлирини берип болди” дегән.